JOSHUA
Chapter 5
Josh | UyCyr | 5:1 | Иордан дәриясиниң ғәрбий қирғиғидики аморларниң барлиқ падишалири вә Оттура деңиз бойидики Қананниң барлиқ падишалири Пәрвәрдигарниң исраилларниң Иордан дәриясидин өтүвалғичә дәрия сүйини қандақ қурутуп бәргәнлигини аңлап, қорқунуч ичидә жүрәклири су болуп кәтти. Шуниң билән уларда исраилларға тақабил турғидәк җасарәт қалмиди. | |
Josh | UyCyr | 5:2 | Бу чағда Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Сән чақмақ тешини пичақ қилип, исраил хәлқиниң бу йеңи әвладиниң хәтнисини қилғин. | |
Josh | UyCyr | 5:3 | Шуниң билән Йошува чақмақ тешидин пичақ ясап, «хәтнә мәрасим теғи» дегән җайда исраилларниң хәтнисини қилдурди. | |
Josh | UyCyr | 5:4 | Униң бундақ қилишиниң сәвәви, исраиллар Мисирдин чиққандин кейин уруш қилалайдиған әрләрниң һәммиси чөл-баяванлардики сәпәр үстидә өлүп кәтти. | |
Josh | UyCyr | 5:5 | Мисирдин чиққан исраилларниң һәммиси хәтнә қилинған еди, амма чөл-баявандики сәпәр үстидә туғулғанлар хәтнә қилинмиған еди. | |
Josh | UyCyr | 5:6 | Улар Мисирдин чиққандин кейин, барлиқ исраиллар ичидики уруш қилалайдиған әрләрниң һәммиси, таки улар өлүп түгигичә, қириқ жил чөл-баяванларни кезип, сәргәрдан болуп жүрди. Пәрвәрдигар уларға: «Мән ата-боваңларға вәдә қилип, силәргә беримән дегән сүт вә һәсәл еқип туридиған үнүмлүк зиминни һечқачан көрмәйсиләр!» дәп қәсәм қилған еди. | |
Josh | UyCyr | 5:7 | Пәрвәрдигар уларниң орниға, уларниң пәрзәнтлирини шу зиминға йәткүзди. Йошува мана шуларниң хәтнисини қилди. Илгири улар сәпәр үстидә болғанлиқтин хәтнә қилинмиған еди. | |
Josh | UyCyr | 5:9 | Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Бүгүн мән силәрдин Мисирда тартқан хорлуғуңларни елип ташлидим. Шуңа у йәр һазирму йәнила «Гилгал» дәп аталмақта. | |
Josh | UyCyr | 5:10 | Шу айниң 14-күни кәчтә исраиллар Ериха түзләңлигидики Гилгалда қурған қараргаһта «Өтүп кетиш» һейтини өткүзди. | |
Josh | UyCyr | 5:11 | «Өтүп кетиш» һейти өтүп иккинчи күни улар шу йәрниң мәһсулатлиридин петир нан вә қомашни йейишти. | |
Josh | UyCyr | 5:12 | Исраил хәлқи шу зиминниң ашлиқлирини йегән күндин башлап манна чүширилиштин тохтиди. Шу жилдин башлап улар маннани әмәс, Қанандин чиқидиған ашлиқни йәйдиған болди. | |
Josh | UyCyr | 5:13 | Йошува Ериха шәһиригә йеқинлап қалған чағда, қолида ғиливидин суғурулған қилични тутқан бир кишини көрди. Йошува униңдин: — Сән биз тәрәпниңкиму яки дүшмән тәрәпниңкиму? — дәп сориди. | |
Josh | UyCyr | 5:14 | У адәм җававән: — Һечқайси тәрәпниң әмәс, мән Пәрвәрдигарниң қошуниға баш болушқа кәлдим, — деди. Андин Йошува йәргә баш қоюп, тазим қилип: — Тәхсир, хизмәткарлириға немә буйруқлири баркин? — дәп сориди. | |
Josh | UyCyr | 5:15 | Пәрвәрдигар қошуниниң беши униңға: — Сән дәссәп турған йәр муқәддәс йәрдур, шуңа чоруғуңни сал! — деди. Йошува униң дегинини бәҗа кәлтүрди. | |