LUKE
Chapter 13
Luke | UyCyr | 13:1 | Шу чағда бир нәччә киши келип, һәзрити Әйсаға бир қисим җәлилийәликләрниң мәркизий ибадәтханида қурванлиқ қиливатқинида, һаким Пилатус тәрипидин өлтүрүлүп, уларниң қениниң қурванлиқниң қени билән арилишип кәткәнлигини ейтти. | |
Luke | UyCyr | 13:2 | Һәзрити Әйса мундақ деди: — Бу җәлилийәликләрниң башқа җәлилийәликләрдин көпирәк гунайи болғанлиғи үчүн шунчилик җапа чәкти, дәп қарамсиләр? | |
Luke | UyCyr | 13:3 | Яқ, ундақ әмәс! Гуналириңларға товва қилмисаңлар, силәрму әшулардәк һалак болисиләр. | |
Luke | UyCyr | 13:4 | Силоһа мәһәлисидики мунара өрүлүп чүшкәндә тегидә қелип өлгән он сәккиз кишини қандақ дәйсиләр? Уларни Йерусалимдики башқа кишиләрдинму яман, дәп қарамсиләр? | |
Luke | UyCyr | 13:5 | Ундақ әмәс! Билип қоюңларки, гуналириңларға товва қилмисаңлар, силәрму һалак болисиләр. | |
Luke | UyCyr | 13:6 | Андин һәзрити Әйса бу тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир кишиниң беғида бир түп әнҗир дәриғи бар екән. У киши бу дәрәқтин мевә күтүпту, лекин дәрәқ мевә бәрмәпту. | |
Luke | UyCyr | 13:7 | У киши бағвәнгә: «Қара, үч жилдин бери шунчә күтсәм, бир талму мевә бәрмиди, уни кесивәт! Униң бу йәрдә йәр егиләп турушиниң немә һаҗити», дәпту. | |
Luke | UyCyr | 13:11 | У йәрдә У җин чаплашқили он сәккиз жил болған бир аялни көрди. Бу аялниң бели пүкүлгән болуп, руслинип тик туралматти. | |
Luke | UyCyr | 13:13 | қолини униң учисиға қоюведи, һелиқи аял дәрһал руслинип тик туруп, Худаға мәдһийә ейтти. | |
Luke | UyCyr | 13:14 | Һәзрити Әйсаниң дәм елиш күни кесәл сақайтқанлиғини көргән ибадәтхана җавапкәри ғәзәп билән көпчиликкә: — Иш вақтимиз алтә күн. Шипалиқ издигүчиләр дәм елиш күнидин башқа шу алтә күн ичидә келиши керәк, — деди. | |
Luke | UyCyr | 13:15 | Рәббимиз Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Әй сахтипәзләр, дәм елиш күни өкүз вә ешигиңларни оқурдин йешип, суғарғили елип барисиләрғу?! Бу һәрикитиңларни иш дәп һесаплимамсиләр?! | |
Luke | UyCyr | 13:16 | Әҗдадимиз Ибраһимниң әвлатлиридин болған бу аял он сәккиз жилдин бери шәйтанниң сиртмиғида турупту. Әнди дәм елиш күни болсиму уни сиртмақтин бошитивәтсәм яман боптуму?! | |
Luke | UyCyr | 13:17 | Һәзрити Әйсаниң бу сөзи дүшмәнлирини хиҗаләт қилди. Көпчилик болса, Униң яратқан әҗайип мөҗүзилиридин хурсән болди. | |
Luke | UyCyr | 13:18 | Һәзрити Әйса тәлим беришни давамлаштуруп мундақ деди: — Худаниң Падишалиғи зади қандақ? Мән уни қандақ сүрәтләп берәй? | |
Luke | UyCyr | 13:19 | У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. Гәрчә қича уруғи кичик болсиму, киши уни териса, өсүп йетилип көчәт болиду. Қушлар келип униң шахлирида угилайду. | |
Luke | UyCyr | 13:20 | Униңдин башқа, Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? У худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду. | |
Luke | UyCyr | 13:21 | Униңдин башқа, Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? У худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду. | |
Luke | UyCyr | 13:22 | Һәзрити Әйса Йерусалимға кетиветип, нурғун шәһәр-йезилардин өткәч, тәлим берип маңди. | |
Luke | UyCyr | 13:23 | Бири Униңдин: — Әй Тәхсир, қутқузулидиғанларниң сани азму? — дәп сориди. Һәзрити Әйса көпчиликкә мундақ җавап бәрди: | |
Luke | UyCyr | 13:24 | — Аз болсун, көп болсун, силәр асманниң тар ишигидин киришкә тиришиңлар. Чүнки нурғун кишиләр бу ишиктин кирәй десиму, кирәлмәйду. | |
Luke | UyCyr | 13:25 | Өйниң ғоҗайини ишикни тақиған вақтида, силәр ташқирида туруп: «Тәхсир, ишикни ечиң!» дәп ишикни қақсаңлар, у: «Яқ! Ачмаймән, чүнки силәрни тонумаймән», дәйду. | |
Luke | UyCyr | 13:26 | Силәр: «Биз сиз билән һәмдәстихан болған, сизму бизниң кочилиримизда тәлим бәргән» десәңлар, | |
Luke | UyCyr | 13:27 | у силәргә йәнә бир қетим: «Силәрни тонумаймән, көзүмдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар!» дәйду. | |
Luke | UyCyr | 13:28 | Силәр Ибраһим, Исһақ, Яқуп вә барлиқ пәйғәмбәрләрни Худаниң Падишалиғи ичидә, өзәңларни болса, сиртқа қоғлаветилгән һалда көргиниңларда, һәсрәттә жиғлап, чишлириңларни ғучурлитисиләр. | |
Luke | UyCyr | 13:29 | У чағда дунияниң һәммә җайлиридин нурғун йәһудий әмәсләрниң дөләтлиридинму нурғун кишиләр келишип, Худаниң Падишалиғида һәмдәстихан болиду. | |
Luke | UyCyr | 13:31 | Дәл шу чағда бир нәччә пәрисийләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Бу йәрдин башқа җайға кетиң. Һирод хан Сизни өлтүрмәкчи, —деди. | |
Luke | UyCyr | 13:32 | Һәзрити Әйса унимастин: — Силәр берип, у түлкигә Мениң давамлиқ җинларни һайдайдиғанлиғим вә кесәлләрни сақайтидиғанлиғимни, узун өтмәйла Йерусалимда вәзипәмни тамамлайдиғанлиғимни дәңлар. | |
Luke | UyCyr | 13:33 | Шундақ екән, шу вақитқичә йолумни давамлаштурмисам болмайду. Чүнки бир пәйғәмбәр үчүн елип ейтқанда, Йерусалимдин башқа йәрдә өлтүрүлүш мувапиқ әмәстур. | |
Luke | UyCyr | 13:34 | Әй йерусалимлиқлар! Пәйғәмбәрләр вә Худа әвәткән әлчиләрни чалма-кесәк қилип өлтүргән йерусалимлиқлар! Гоя мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк, Мәнму силәрни қанчә қетим Өз қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр унимидиңлар. | |