LUKE
Chapter 10
Luke | UyCyr | 10:1 | Шу ишлардин кейин һәзрити Әйса шагиртлардин йәнә йәтмиш иккини таллап, Өзи бармақчи болған шәһәр-йезиларға икки-иккидин әвәтти. | |
Luke | UyCyr | 10:2 | Улар йолға чиқиштин бурун һәзрити Әйса мундақ деди: — Қутқузулушқа интилидиғанлар мол һосулдәк көп, бирақ һосулни елиш үчүн ишләйдиғанлар аз екән. Һосулниң Егиси болған Худадин көпирәк ишчи әвәтип, һосулни жиғивелишни тиләңлар. | |
Luke | UyCyr | 10:4 | Пул халта, хурҗун вә аяқму алмаңлар. Йолда кишиләр билән көрүшкәндә параңлишишқиму тохтимаңлар. | |
Luke | UyCyr | 10:6 | У өйдә Худадин келидиған аманлиқни сөйгүчи болса, тилигән аманлиғиңлар униңға мәнсүп болиду. Әгәр болмиса, тилигән аманлиғиңлар өзәңларға яниду. | |
Luke | UyCyr | 10:7 | У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар, бәлки чүшкән өйдә туруңлар вә өйдикиләрниң бәргинини йәңлар, чүнки хизмәткар кимгә хизмәт қилса, шуниңдин иш һәққи елишқа һәқлиқ. | |
Luke | UyCyr | 10:8 | Бирәр шәһәргә барғиниңларда, бирси силәрни қарши елип, алдиңларға немә қойса, шуни йәңлар. | |
Luke | UyCyr | 10:9 | У шәһәрдики кесәлләрни сақайтиңлар вә у йәрдики кишиләргә: «Худаниң Падишалиғи силәргә намайән болуш алдида туриду!» дәңлар. | |
Luke | UyCyr | 10:10 | Бирақ бирәр шәһәргә барғиниңларда, у йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, көпчилик алдида: | |
Luke | UyCyr | 10:11 | «Худадин келидиған җазаға өзәңларниң җавапкәр болидиғанлиғиңларни билдүрүш үчүн биз шәһириңларниң айиғимизға қонған тописиниму қеқип чүшириветимиз!» дәп агаһландуруңлар вә уларға «Билишиңлар керәкки, Худаниң Падишалиғи силәргә расттинла намайән болған еди!» дәңлар. | |
Luke | UyCyr | 10:12 | Билип қоюңларки, у шәһәрдикиләрниң қиямәт күни тартидиған җазаси Содом шәһиридики яман кишиләрниң тартидиған җазасидинму еғир болиду. | |
Luke | UyCyr | 10:13 | — Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип гуналириға товва қилған болатти. | |
Luke | UyCyr | 10:14 | Қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси, Тир вә Сидондикиләрниңкидинму еғир болиду. | |
Luke | UyCyr | 10:16 | Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә: — Кимду-ким силәрниң сөзүңларға кирсә, Мениң сөзүмгә киргән болиду. Кимду-ким силәрни рәт қилса, Мениму рәт қилған болиду. Мени рәт қилғанлар Мени Әвәткүчиниму рәт қилған болиду, — деди. | |
Luke | UyCyr | 10:17 | Һелиқи йәтмиш икки шагирт хошал-хорам һалда қайтип келип: — Әй Рәббимиз! Биз Сизниң намиңиздин буйруқ қилған едуқ, һәтта җинларму бизгә бойсунуп, чиқип кетишти! — дәп мәлум қилди. | |
Luke | UyCyr | 10:18 | Һәзрити Әйса уларға: — Шундақ! Шәйтанниң асмандин чақмақтәк тез чүшкәнлигини көрдүм. | |
Luke | UyCyr | 10:19 | Қулақ селиңлар! Мән силәргә илан-чаяндәк шәйтанни аяқ астиңларда янчип ташлалайдиған, униң барлиқ күч-қудритини бесип чүшидиған һоқуқ бәрдим. Силәргә һеч қандақ нәрсә зиян йәткүзәлмәйду. | |
Luke | UyCyr | 10:20 | Лекин силәр җинларниң бойсунғанлиғи биләнла хошал болуп кәтмәңлар, бәлки Худаниң намиңларни асмандики һаятлиқ дәптиригә язғанлиғиға хошал болуңлар, — деди. | |
Luke | UyCyr | 10:21 | Бу чағда һәзрити Әйса Муқәддәс Роһниң тәсири билән хурсәнликкә чөмгән һалда мундақ деди: — Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Атам! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилардәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәдһийиләр ейтимән. Шундақ, Ата, Сениң Өз хаһишиң әйнә шу еди. | |
Luke | UyCyr | 10:22 | Һәзрити Әйса әтрапидикиләргә: — Атам һәммини Маңа ата қилди. Мениң Кимлигимни Атамдин башқа һеч ким билмәйду. Атамниң Кимлигиниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким билмәйду, — деди. | |
Luke | UyCyr | 10:23 | Андин һәзрити Әйса шагиртлириға қарап, астағина: — Көргән ишларни көрәлигәнлигиңлар үчүн нәқәдәр бәхитликсиләр! | |
Luke | UyCyr | 10:24 | Билип қоюңларки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә падишалар силәр көргән вә аңлиғанларни көрүшни вә аңлашни арзу қилған болсиму, мурадиға йетәлмиди, — деди. | |
Luke | UyCyr | 10:25 | Тәврат устазлиридин бири һәзрити Әйсани синимақчи болуп: — Устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа еришәләймән? — дәп сориди. | |
Luke | UyCyr | 10:26 | — Тәврат қанунида немә дейилгән? Буни өзиңиз қандақ чүшәндүрисиз? — дәп сориди һәзрити Әйса. | |
Luke | UyCyr | 10:27 | Һелиқи киши мундақ җавап бәрди: — «Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; буниңдин қалса, «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй». | |
Luke | UyCyr | 10:28 | — Тоғра җавап бәрдиңиз. Мана шундақ қилсиңиз, мәңгү яшайсиз, — деди һәзрити Әйса униңға. | |
Luke | UyCyr | 10:29 | У киши өзиниң соал соришиниң йоллуқ екәнлигини билдүрүш үчүн, һәзрити Әйсадин чүшәндүрүш тәләп қилип: — Мениң сөйүшкә тегишлик хошнилирим кимләр? — дәп сориди. | |
Luke | UyCyr | 10:30 | Һәзрити Әйса мундақ деди: — Бир адәм Йерусалимдин Ериха шәһиригә келиветип, йолда қарақчиларға учрап қапту. Қарақчилар униң кийим-кечәклирини салдурувелип, уни уруп, чала өлүк қилип, ташлап кетипту. | |
Luke | UyCyr | 10:31 | Узун өтмәй, бир йәһудий роһаний шу йолдин келиветип, һелиқи адәмни көрүп, писәң қилмай йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту. | |
Luke | UyCyr | 10:32 | Шуниңдәк мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавий қәбилисидин болған бир хизмәтчиму бу йәргә кәлгәндә, у бечарә адәмни көрүп, кари болмай йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту. | |
Luke | UyCyr | 10:33 | Лекин йәһудийлар яман көридиған Самарийәдин кәлгән бир капир бу йәрдин өтүп кетиветип, уни көрүпла ич ағритипту | |
Luke | UyCyr | 10:34 | вә алдиға берип, яғ вә шарап билән җараһитини жуюп, теңип қоюпту, андин уни өз ешигигә миндүрүп, бир меһманханиға елип берип, у йәрдә һалидин хәвәр апту. | |
Luke | UyCyr | 10:35 | Әтиси меһманханиниң ғоҗайиниға икки күмүч тәңгә берип: «Униңға қарап қоюң, артуқ чиқими бар болса, қайтишимда төләймән», дәпту. | |
Luke | UyCyr | 10:36 | Һәзрити Әйса һелиқи устаздин: — Сизчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларға йолуққан һелиқи кишигә хошнидарчилиқни йәткүзгән? — дәп сориди. | |
Luke | UyCyr | 10:37 | — Униңға меһриванлиқ қилған һелиқи киши, — дәп җавап бәрди у. — Ундақ болса, сизму берип, башқиларға шундақ қилиң, — деди һәзрити Әйса униңға. | |
Luke | UyCyr | 10:38 | Һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә сәпирини давамлаштуруп, бир йезиға кәлди. У йәрдә Марта исимлиқ бир аял Уни өйигә тәклип қилди. | |
Luke | UyCyr | 10:39 | Мартаниң Мәрийәм исимлиқ бир сиңлиси бар еди. У һәзрити Әйсаниң айиғи тәрәптә олтирип, тәлимини аңлавататти. | |
Luke | UyCyr | 10:40 | Өйдики ишларниң көплүгидин пайпетәк болуп жүргән Марта һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Әй Рәббим, сиңлим Мәрийәм шунчә көп ишларни маңила ташлавәтти, уни маңа ярдәмләштүргәйсиз! — деди. | |
Luke | UyCyr | 10:41 | Бирақ һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Әй Марта, сән артуқ ишларға баш қатуруп аварә болуп жүрүватисән. | |