LUKE
Chapter 15
Luke | UyCyr | 15:1 | Баҗгирлар вә башқа гунакар дәп қаралғанлар һемишәм һәзрити Әйсаниң әтрапиға олишип, Униң тәлимини аңлатти. | |
Luke | UyCyr | 15:2 | Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғотулдишип: — Бу адәм немишкә дайим гунакарларни қарши алиду вә улар билән бир дәстиханда олтириду? — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 15:4 | — Әгәр ичиңларда бириниң йүз қойи болуп, униңдин бири йоқилип кәткән болса, у қандақ қилиду? У җәзмән қалған тохсән тоққуз қойни отлаққа ташлап, һелиқи йоқалған қойини тепилғичә издәйду. | |
Luke | UyCyr | 15:6 | өйигә елип келиду. Андин холум-хошна, яр-бурадәрлирини чақирип, уларға: «Мән билән хошал болуңлар: йоқалған қоюмни тепивалғинимға интайин хошалмән!» дәйду. | |
Luke | UyCyr | 15:7 | Мана шуниңға охшаш, товва қилған бир гунакар үчүн болидиған асмандики хурсәнлик, товва қилиши һаҗәтсиз болған тохсән тоққуз адил киши үчүн болидиған асмандики хурсәнликтин чоң болиду. | |
Luke | UyCyr | 15:8 | — Шуниңға охшаш, әгәр бир аялниң он данә қиммәтлик күмүч тәңгиси болуп, униңдин бирини йоқитип қойса, қандақ қилиду? У җәзмән чирақни яндуруп, өйни сүпүрүп таки тәңгә тепилғичә һәммә йәрни зәң қоюп ахтуруп чиқиду. | |
Luke | UyCyr | 15:9 | Мабада тепивалса, холум-хошна, яр-бурадәрлирини чақирип, уларға: «Мән билән хошал болуңлар: йоқитип қойған тәңгәмни тепивалғинимға интайин хошалмән!» дәйду. | |
Luke | UyCyr | 15:10 | Мана шуниңға охшаш, Худаниң периштәлириму һәр бир гунакарниң товва қилғини үчүн интайин хошал болиду. | |
Luke | UyCyr | 15:12 | Кичик оғли атисиға: «Ата, маңа тегишлик мирасларни һазирла бәргәйсиз», дәпту. Атиси мал-мүлүклирини икки оғлиға бөлүп берипту. | |
Luke | UyCyr | 15:13 | Бир нәччә күндин кейин кичик оғли өзигә тәккән мал-мүлүкләрни жиғиштуруп, жирақ бир дөләткә берип, у йәрдә мал-дуниясини халиғиничә бузуп-чечип, әйш-ишрәтлик турмуш кәчүрүпту. | |
Luke | UyCyr | 15:15 | Шуңа у қосақ беқиш үчүн шу йәрлик бир кишигә беқинда болушқа мәҗбур бопту. У киши уни өз йеридә чошқа бақтурупту. | |
Luke | UyCyr | 15:16 | У чошқиға берилидиған почақ шакили билән қосиғини тойдурмақчи бопту, лекин униму һеч ким бәрмәпту. | |
Luke | UyCyr | 15:17 | Кейин у әқлигә келип: «Атамниң ишчилириниң һәммисиниң йемәк-ичмиги ешип-тешип турупту. Мән болсам, бу йәрдә ачлиқтин өләмдимән? | |
Luke | UyCyr | 15:18 | Орнумдин туруп, атамниң алдиға берип: «Ата, мән Худаниң алдидиму, сизниң алдиңиздиму гунакармән. | |
Luke | UyCyr | 15:19 | Әнди сизниң оғлуңиз болушқа лайиқ әмәсмән. Мени ишчилиққа қобул қилғайсиз!» дәймән», дәп ойлапту. | |
Luke | UyCyr | 15:20 | Шуниң билән у атисиниң алдиға қайтип берипту. Атиси оғлини жирақтин көрүп, униңға ичи ағрип, алдиға жүгрәп чиқип, уни чиң қучақлап сөйүп кетипту. | |
Luke | UyCyr | 15:21 | Оғли: «Ата, мән Худаниң алдидиму, сизниң алдиңиздиму гунакармән. Әнди сизниң оғлуңиз болушқа лайиқ әмәсмән», дәпту. | |
Luke | UyCyr | 15:22 | Бирақ атиси чакарлириға: «Дәрһал әң есил тонни әкелип униңға кийдүрүңлар, қолиға үзүк селиңлар, путлириға аяқ кийдүрүңлар. | |
Luke | UyCyr | 15:24 | Чүнки оғлум өлүп тирилди, йоқилип тепилди!» дәпту. Буниң билән һәммиси хошал-хорам йәп-ичишип, көңүл ечишипту. | |
Luke | UyCyr | 15:25 | Бу чағда чоң оғли етизға кәткән екән. У қайтип келиветип өйгә йеқин кәлгәндә, нәғмә-нава авазини аңлапту. | |
Luke | UyCyr | 15:27 | Чакар: «Иниңиз қайтип кәлди, дадиңиз униң теч-аман қайтип кәлгәнлигини көрүп, бодалған топақни сойди», дәпту. | |
Luke | UyCyr | 15:28 | Бирақ чоң оғли интайин хапа болуп, өйгә киришни халимапту. Атиси чиқип уни өйгә киришкә өтүнүпту. | |
Luke | UyCyr | 15:29 | Лекин у атисиға: «Қараң сизни, мән сизгә шунчә жил қулдәк ишләп кәлдим, буйруқлириңизға хилаплиқ қилмидим, сиз маңа немә бәрдиңиз? Әл-ағинилирим билән бирәр қетим ойнап-күлүшкә бирәр оғлақму союп бәргиниңиз йоққу! | |
Luke | UyCyr | 15:30 | Лекин мал-мүлүклириңизни паһишигә бузуп-чечип түгитип қайтип кәлгән у оғлуңизға бодалған топақни союпсиз», дәпту. | |