LUKE
Chapter 22
Luke | UyCyr | 22:2 | Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсани бир амал қилип өлтүрүветишниң чарисини издиди. Бирақ улар Уни қоллайдиған хәлиқтин қорққанлиқтин, Уни мәхпий һалда тутмақчи болушти. | |
Luke | UyCyr | 22:3 | Шу күнләрдә һәзрити Әйсаниң он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә шәйтан кирди. | |
Luke | UyCyr | 22:4 | У алий роһанийлар вә мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиқлири билән һәзрити Әйсани уларға қандақ тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти. | |
Luke | UyCyr | 22:6 | Йәһуда мақул болуп, һәзрити Әйсани җамаәттин хали қалғанда уларға тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди. | |
Luke | UyCyr | 22:7 | «Петир нан» һейтиниң қой қурванлиқ қилинидиған күни йетип кәлгән еди. «Өтүп кетиш» һейти дәп аталған бу күни йәһудийлар өйлиридә қой союп, петир нан билән йәтти. | |
Luke | UyCyr | 22:8 | Шуңа һәзрити Әйса Петрус билән Юһаннаға: — Биргә ғизалинишимиз үчүн силәр берип «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти. | |
Luke | UyCyr | 22:10 | Һәзрити Әйса мундақ деди: — Йерусалимға кирсәңлар, у йәрдә козида су тошуватқан бир әр кишини учритисиләр. Униң кәйнидин меңип, у киргән өйгә кириңлар | |
Luke | UyCyr | 22:11 | вә өй егисигә: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә екән? дәп сораватиду», дәңлар. | |
Luke | UyCyr | 22:12 | У силәрни үстүнки қәвәттики җабдуп қоюлған бир еғиз чоң өйгә башлап чиқиду. Мана шу өйдә «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини тәйяр қилиңлар. | |
Luke | UyCyr | 22:13 | Петрус билән Юһанна барса, һәммә ишлар һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини тәйярлашқа киришти. | |
Luke | UyCyr | 22:15 | Андин У әлчилиригә мундақ деди: — Мән азап чекиштин илгири бу «Өтүп кетиш» һейтиниң бу тамиғида силәр билән бир дәстиханда болушқа интизар болуп кәлгән едим. | |
Luke | UyCyr | 22:16 | Чүнки бу һейтниң һәқиқий мәнаси Худаниң Падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, Мән бундақ һейтлиқ тамақни қайта йемәймән. | |
Luke | UyCyr | 22:17 | Андин һәзрити Әйса бир җамни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә шагиртлириға: — Буниңдин ичиңлар. | |
Luke | UyCyr | 22:18 | Шуни ейтайки, Худаниң Падишалиғи толуқ намайән болмиғичә, һәргиз бундақ шарапни ичмәймән, — деди. | |
Luke | UyCyr | 22:19 | Андин У бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә уни уштуп туруп, уларға берип: — Бу Мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди. | |
Luke | UyCyr | 22:20 | Тамақтин кейин У йәнә җамни қолиға елип мундақ деди: — Бу җамдики шарап Мениң силәр үчүн төкүлидиған қеним билән түзүлидиған Худаниң Йеңи келишиминиң бәлгүсидур. | |
Luke | UyCyr | 22:21 | Бирақ шуни билип қоюңларки, бу йәрдә Мән билән бир дәстиханда олтарғанлардин бири Маңа сатқунлуқ қилиду! | |
Luke | UyCyr | 22:22 | Дәрвәқә, Инсан Оғли Худаниң ирадиси билән аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай! | |
Luke | UyCyr | 22:24 | Шагиртлар өз ичидә зади кимниң мәртивиси һәммидин жуқури, дәп талаш-тартиш қилишқа башлиди. | |
Luke | UyCyr | 22:25 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Бу дуниядики падишалар һөкүмран сүпитидә қол астидики хәлиқни башқуриду һәм өзини хәлиқпәрвәр қилип көрситиду. | |
Luke | UyCyr | 22:26 | Лекин силәр бундақ қилмаңлар. Араңлардики әң мәртивиликләр өзлирини әрзимәс кишиләрдәк тутсун. Башлиқ болғиниңлар башқиларға хизмәт қилиңлар. | |
Luke | UyCyr | 22:27 | Адәттә ким мәртивилик? Дәстиханда олтарғанму яки хизмәткарму? Әлвәттә, дәстиханда олтарған әмәсму? Бирақ Маңа кәлсәк, гәрчә Мән силәрниң Устазиңлар болсамму, араңларда хизмәткарға охшашмән. | |
Luke | UyCyr | 22:29 | Худди Атам Маңа падишалиқ һоқуқини тәғдим қилғандәк, силәргиму шуни тәғдим қилимән. | |
Luke | UyCyr | 22:30 | Силәр Мениң Падишалиғимда Мән билән һәмдәстихан болисиләр вә тәхтләрдә олтирип, исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүмранлиқ қилисиләр. | |
Luke | UyCyr | 22:31 | Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Әй Симун, Симун! Шәйтанниң һәммиңларни синаш тәливигә Худа мақул болди. У силәрни худди буғдай тасқиғандәк синимақчи. | |
Luke | UyCyr | 22:32 | Лекин Маңа болған ишәнчиң йоқалмисун дәп, саңа дуа қилдим. Шәйтанниң синиғидин өтүп, Мениң йолумға қайтқандин кейин, қериндашлириңниң ишәнчини мустәһкәмлә. | |
Luke | UyCyr | 22:33 | — Әй Рәббим, мән Сиз билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүшкә тәйярмән! — деди Петрус. | |
Luke | UyCyr | 22:34 | — Петрус, — деди һәзрити Әйса, — билип қойғинки, әтә сәһәрдә ғораз чиллиғичә, сән Мәндин үч қетим танисән. | |
Luke | UyCyr | 22:35 | Андин һәзрити Әйса шагиртлиридин: — Бурун Мән силәрни сәпәргә әвәткәндә пул халта, хурҗун вә аяқ алмаңлар, дегән едим. У чағда бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. — Яқ, — дәп җавап беришти шагиртлар. | |
Luke | UyCyr | 22:36 | — Лекин әнди пул халта, хурҗуни барлар еливелиңлар. Қиличи йоқлар, чапиниңларни сетип бирдин қилич елиңлар, — деди һәзрити Әйса, | |
Luke | UyCyr | 22:37 | — чүнки Муқәддәс Язмиларда Мән тоғрилиқ: «У җинайәтчиләр қатариға киргүзүлиду», дәп хатириләнгән сөз чоқум әмәлгә ашурулиду. Әмәлиятта Мән тоғрилиқ йезилғанларниң һәммиси әмәлгә ешишқа аз қалди. | |
Luke | UyCyr | 22:38 | — Әй Рәббим, қараң, бу йәрдә икки қилич бар екән, — деди шагиртлар. — Болди, йетиду! — деди һәзрити Әйса уларға. | |
Luke | UyCyr | 22:39 | Тамақтин кейин һәзрити Әйса шагиртлар билән биллә шәһәрдин чиқип, адәттикидәк Зәйтун теғиға кәтти. | |
Luke | UyCyr | 22:40 | У йәргә йетип барғандин кейин уларға: — Езиқтурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди. | |
Luke | UyCyr | 22:42 | — Әй Ата, халисаң, бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — дәп дуа қилди. | |
Luke | UyCyr | 22:44 | Һәзрити Әйса чоңқур қайғу ичидә техиму ихлас билән дуа қиливатқанда, Униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди. | |
Luke | UyCyr | 22:45 | Дуадин кейин һәзрити Әйса орнидин туруп, шагиртлириниң йениға келип, уларниң ғәмгә чөккәнлигидин үгдәп қалғанлиғини көрди. | |
Luke | UyCyr | 22:46 | — Ухлап қалғиниңлар немиси? Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди һәзрити Әйса уларни ойғитип. | |
Luke | UyCyr | 22:47 | Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда бир топ адәмни башлап кәлди. У һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Уни сөйүп салам бәрди. | |
Luke | UyCyr | 22:48 | Һәзрити Әйса униңға: — Әй Йәһуда, Инсан Оғлини сөйүп қоюпла, йәнә Униңға сатқунлуқ қиламсән? — деди. | |
Luke | UyCyr | 22:49 | Һәзрити Әйсаниң йенидики шагиртлар әһвалниң чатақлиғини көрүп: — Әй Рәббим, улар билән елишсақ қандақ дәйсиз? — деди. | |
Luke | UyCyr | 22:50 | Шагиртларниң бири қиличини көтирип, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти. | |
Luke | UyCyr | 22:51 | Бирақ һәзрити Әйса: — Бәс! — деди вә қолини узитип чакарниң қулиғиға тәккүзүп қоювиди, қулақ шу ан сақийип кәтти. | |
Luke | UyCyr | 22:52 | Һәзрити Әйса Өзини тутқили кәлгән алий роһанийлар, ибадәтхана қаравуллириниң башлиқлири вә ақсақалларға: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? | |
Luke | UyCyr | 22:53 | Мән һәр күни силәр билән мәркизий ибадәтхана һойлисида болғанда, Маңа қол салмидиңлар. Бирақ әнди қол салидиған вақит-саатиңлар йетип кәлди. Бу шәйтан һөкүм сүридиған қараңғу вақиттур, — деди. | |
Luke | UyCyr | 22:54 | Қаравуллар һәзрити Әйсани тутуп, баш роһанийниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңған еди. | |
Luke | UyCyr | 22:55 | Улар һойлиниң оттурисиға от йеқип, чөрисидә иссинип олтарғанда, Петрусму уларниң арисиға киривалди. | |
Luke | UyCyr | 22:56 | Униң иссинип олтарғинини көргән бир хизмәткар қиз униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән бир! — деди. | |
Luke | UyCyr | 22:58 | Узун өтмәй йәнә бири уни тонуп қелип: — Сәнму Униң адимиғу! — деди. — Қойғина, мән улар билән бир әмәс! — деди Петрус. | |
Luke | UyCyr | 22:59 | Бирәр саат өткәндин кейин, йәнә бир адәм: — Шүбһисизки, бу адәм Әйса билән бир. Тәләппузидин униңму җәлилийәлик екәнлиги чиқип турмамду?! — дәп чиң турувалди. | |
Luke | UyCyr | 22:60 | Лекин Петрус: — Немә дәп билҗирлаватқиниңни чүшәнмәймән! — деди. Униң сөзи аяқлашмастинла ғораз чиллиди. | |
Luke | UyCyr | 22:61 | Рәббимиз Әйса кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қариди. Петрус Рәб Әйсаниң: «Әтә сәһәрдә ғораз чиллаштин илгири сән Мәндин үч қетим танисән», дегән сөзини есигә елип, | |
Luke | UyCyr | 22:64 | Униң көзини теңип қойғандин кейин, Уни уруп туруп: — Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди? — дәп сорашти | |
Luke | UyCyr | 22:66 | Таң атқанда йәһудийларниң алий кеңәшмисидики ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири җәм болушти. Һәзрити Әйса уларниң алдиға елип келинди. | |
Luke | UyCyr | 22:67 | Улар һәзрити Әйсадин: — Ейтқин, Сән Қутқазғучи-Мәсиһму? — дәп сорашти. Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Силәргә ейтсамму, ишәнмәйсиләр. | |
Luke | UyCyr | 22:70 | — Ундақта, Сән Худа Оғли екәнсәндә? — дейишти улар. — Силәрниң дегиниңлардәк! — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. | |