Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
LUKE
Prev Up Next
Chapter 19
Luke UyCyr 19:1  Һәзрити Әйса Ериха шәһиригә кирип өтүп кәтмәкчи болди.
Luke UyCyr 19:2  У йәрдә Закай исимлиқ бир баҗгирлар башлиғи болуп, у наһайити бай еди.
Luke UyCyr 19:3  У һәзрити Әйсаниң қандақ Адәм екәнлигини көрүшни арзу қилатти, лекин бойи пака болғачқа, кишиләр топи ичидин Уни көрәлмиди.
Luke UyCyr 19:4  Шуңа у жүгрәп, халайиқниң алдиға өтүп, бир түп үҗмә дәриғигә чиқивалди. Чүнки һәзрити Әйса бу йолдин өтәтти.
Luke UyCyr 19:5  Һәзрити Әйса у йәргә кәлгәндә, бешини көтирип Закайға қарап: — Закай, чапсан чүш! Бүгүн Мән чоқум сениң өйүңдә қонимән, — деди.
Luke UyCyr 19:6  Закай дәрһал чүшүп, интайин хошал болған һалда һәзрити Әйса­ни өйигә апирип меһман қилди.
Luke UyCyr 19:7  Буни көргән җамаәт: — Бу Адәм гунакарниң өйидә меһман болди! — дәп ғотулдишип кәтти.
Luke UyCyr 19:8  Закай орнидин туруп Рәббимиз Әйсаға: — Я Рәббим, мән мал-мүлкүмниң йеримини кәмбәғәлләргә бөлүп беримән. Әгәр мән бирәр кишини алдап һәққини алған болсам, униңға төрт һәссә қатлап қайтуримән, — деди.
Luke UyCyr 19:9  — Бүгүн бу адәм қутқузулди. Чүнки у ишәнч билән өзиниң Ибраһимниң пәрзәнди екәнлигини көрсәтти.
Luke UyCyr 19:10  Инсан Оғли униңға охшаш азған адәмләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 19:11  У чағда һәзрити Әйса пайтәхт Йерусалимға йетип келишкә азла қалғанлиғи үчүн, җамаәт хата һалда Униң Худаниң Падишалиғини тиклишигә аз қалди, дәп қаратти.
Luke UyCyr 19:12  Бирақ һәзрити Әйса уларға мун­дақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Бир ақсүйәк падишалиқ тәхтигә егә болуп келиш үчүн жирақ бир йәргә қарап йолға чиқипту.
Luke UyCyr 19:13  Йолға чиқиштин илгири он чакирини алдиға чақирип, һәр биригә бирдин тилла берип: «Мән қайтип кәлгичә, буниң билән тиҗарәт қилиңлар, қени, қанчилик пул тапидикәнсиләр», дәпту.
Luke UyCyr 19:14  Бирақ жути­дикиләр бу ақсүйәккә өч болғачқа, кәйнидин адәм әвәтип: «Бу адәмниң бизгә падиша болушини халимаймиз», дәпту.
Luke UyCyr 19:15  Ақсүйәк падиша болуп қайтип кәлгәндин кейин, дәрһал һелиқи чакарлирини чақирип, һәр қайсисиниң оқәт қилип қанчилик пул тапқанлиғини билмәкчи болупту.
Luke UyCyr 19:16  Башта кәлгини: «Ғоҗайин, мән сиз бәргән тиллани ишлитип он тилла таптим», дәпту.
Luke UyCyr 19:17  «Наһайити яхши! Сән яхши чакар екәнсән. Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, мән сени он шәһәрни башқурушқа тайинлаймән», дәпту ғоҗайин.
Luke UyCyr 19:18  Иккинчи чакар келип: «Ғоҗайин, мән сиз бәргән тиллани ишлитип бәш тилла таптим», дәпту.
Luke UyCyr 19:19  «Сәнму бәш шәһәрни башқурисән», дәпту ғоҗайин.
Luke UyCyr 19:20  Бирақ үчинчи чакар келип: «Ғоҗайин, бәргән тиллайиңиз мана турупту. Мән уни қол яғлиғимға йөгәп өйдә сақлидим.
Luke UyCyr 19:21  Мән сиздин қорқимән, чүнки сиз қаттиқ адәм, башқиларға аманәт қойсиңиз, униң көпийишини, өзиңиз теримисиңизму, униң һосулини күтисиз», дәпту.
Luke UyCyr 19:22  «Әй яман чакар, сени ағзиңдин чиққан сөзлириң бойичә җазалаймән. Сән мениң теримай туруп жиғивалидиған, өзәмниң болмиғанни еливалидиған қаттиқ адәм екәнлигимни билип туруп,
Luke UyCyr 19:23  йәнә немә үчүн пулумни ғәзничиләргә аманәт қоймидиң? Мән қайтип кәлгәндә өсүми билән алмасмидим?» дәпту ғоҗайин.
Luke UyCyr 19:24  Кейин у йенидикиләргә: «Униң­дики тиллани елип, он тилла тапқан чакарға бериңлар!» дәп буйруқ қипту.
Luke UyCyr 19:25  «Ғоҗайин, униң он тилласи турса!» дейишипту улар.
Luke UyCyr 19:26  «Шундақ», дәпту ғоҗайин, «Берилгәнни толуқ ишләткәнләргә техиму көп берили­дудә, буниң билән улардики техиму көпийиду. Лекин берилгәнни ишләтмигәнләргә кәлсәк, уларниң бариму елип кетилиду.
Luke UyCyr 19:27  Мениң падиша болушумни халимиған дүшмәнлиримгә кәлсәк, уларни алдимға елип келип, каллисини елиңлар!»
Luke UyCyr 19:28  Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, топниң алдида меңип, Йерусалимға қарап жүрүп кәтти.
Luke UyCyr 19:29  Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи вә Бәйтания дегән йезиларға йетип келәй дегәндә, икки шагиртини
Luke UyCyr 19:30  мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. Йезиға киргиниңларда, техи минилип бақмиған бир тәхәйниң бағлақлиқ турғанлиғини көрисиләр. Уни йешип, бу йәргә йетиләп келиңлар.
Luke UyCyr 19:31  Әгәр бири силәрдин: «Тәхәйни немишкә йешисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти», дәңлар.
Luke UyCyr 19:32  Улар берип қариса, дәл һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти.
Luke UyCyr 19:33  Улар тәхәйни йешиватқанда, егилири: — Тәхәйни немишкә йешисиләр? — дәп сориди.
Luke UyCyr 19:34  — Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти, — дәп җавап бәрди улар.
Luke UyCyr 19:35  Егилири мақул болғандин кейин, шагиртлар тәхәйни һәзрити Әйсаниң алдиға йетиләп келип, өз чапанлирини үстигә селип, һәзрити Әйсани йөләп миндүрди.
Luke UyCyr 19:36  Һәзрити Әйса маңғанда, хәлиқләр чапан­лирини йолға паяндаз қилип салди.
Luke UyCyr 19:37  Һәзрити Әйса Зәйтун теғидин чүшүп Йерусалимға йеқин қалған­да, Униң нурғун шагиртлири өз көзи билән көргән һәммә әҗайип мөҗүзиләр үчүн хурсәнлик билән вақирап, Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди:
Luke UyCyr 19:38  «Пәрвәрдигаримизниң намида кәлгән Падишаға мубарәк болсун! Инсан Худа билән яраштурулғуси, әң бүйүктики Худаға шан-шәрәп болсун!»
Luke UyCyr 19:39  Топниң ичидә бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсаға: — Устаз, шагиртлириңизниң ундақ гәп қилмай, җим болушини буйруғайсиз! — дейишти.
Luke UyCyr 19:40  — Улар җим турған тәғдирдиму, бу ташлар чеғида Худани мәдһийи­ләп чуқан селишқан болатти, — деди һәзрити Әйса уларға.
Luke UyCyr 19:41  Һәзрити Әйса Йерусалимға йетип кәлгәндә, шәһәрни көрүп, һәс­рәт­тә көз йеши қилип:
Luke UyCyr 19:42  — Әй йерусалимлиқлар! Неминиң силәргә аманлиқ кәлтүриди­ған­лиғини бүгүн билгән болсаңлар! Амма у һазир көзлириңлардин йошурундур.
Luke UyCyr 19:43  Шундақ күнләр келидуки, дүшмәнлириңлар шәһириң­ларниң әтрапиға қорған қуруп, силәрни төрт тәрәптин қоршавелип,
Luke UyCyr 19:44  силәрни вә балилириңларни йәр билән йәксән қилиду, һәтта бир тал һул тешиниму җайида қалдурмайду. Чүнки Худа силәргә шапаәт қилған пурсәтни пәриқ етәлмидиңлар, — деди.
Luke UyCyr 19:45  Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдап чиқирип,
Luke UyCyr 19:46  уларға: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болсун», дегән сөзи йезилған. Лекин силәр буни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди.
Luke UyCyr 19:47  Шу күнләрдә һәзрити Әйса һәр күни мәркизий ибадәтханида тәлим бәрди. Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Уни уҗуқтурувәтмәкчи болушти.
Luke UyCyr 19:48  Лекин қандақ қол селишни билмәтти. Чүнки пүтүн хәлиқ һәзрити Әйсаниң тәлимини аңлашқа шунчилик хуш­тар едики, Униң һәр бир еғиз сөзини қалдурмай, көңүл қоюп аңлатти.