LUKE
Chapter 6
Luke | UyCyr | 6:1 | Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдайлиқтин өтүп кетивататти. Униң шагиртлири башақларни үзүвелип, алқинида угулап йеди. | |
Luke | UyCyr | 6:2 | Буни көргән бәзи пәрисийләр: — Силәр немишкә дәм елиш күни чәкләнгән ишни қилисиләр, — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 6:3 | Һәзрити Әйса: — Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач қалғанда қандақ қилғанлиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму? Қени ейтип беқиңлар! | |
Luke | UyCyr | 6:4 | У ибадәтханидики муқәддәс җайға кирип, Худаға аталған нанларни роһанийдин сорап йегән вә һәмралириғиму бөлүп бәргән. Һалбуки, бу нанларни роһанийлардин башқа һәр қандақ кишиниң йейиши Тәврат қануниға хилап еди, — дәп җавап бәрди | |
Luke | UyCyr | 6:6 | Йәнә бир дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханиға кирип тәлим беривататти. Ибадәтханида оң қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди. | |
Luke | UyCyr | 6:7 | Һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилиш үчүн банә издәп жүргән Тәврат устазлири билән пәрисийләр Униң дәм елиш күниму кесәл сақайтидиған яки сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти. | |
Luke | UyCyr | 6:8 | Бирақ уларниң көңлидикини билгән һәзрити Әйса қоли қуруп кәткән һелиқи кесәлгә: — Орнуңдин тур, алдимға кәл! — девиди, һелиқи кесәл орнидин турди. | |
Luke | UyCyr | 6:9 | Андин һәзрити Әйса көпчиликкә: — Силәрдин сорап бақайчу, қандақ қилиш Тәврат қануниға уйғун? Дәм елиш күни яхшилиқ қилиш керәкму яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузуш керәкму яки җанға зәмин болушму? — деди вә | |
Luke | UyCyr | 6:10 | кесәлниң әтрапидикиләргә көз жүгәртип чиққандин кейин һелиқи кесәлгә: — Қолуңни узарт, — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә кәлди. | |
Luke | UyCyr | 6:11 | Амма Тәврат устазлири вә пәрисийләр интайин ғәзәплинип, һәзрити Әйсаға қандақ қарши туруш тоғрисида мәслиһәткә чүшти. | |
Luke | UyCyr | 6:13 | Таң атқанда шагиртлирини алдиға чақирип, уларниң ичидин он икки кишини таллап, уларни әлчи дәп атиди. | |
Luke | UyCyr | 6:14 | Улар: Симун (һәзрити Әйса уни Петрус дәпму атиған) вә униң иниси Әндәр, Яқуп, Юһанна, Филип, Бартоломай, | |
Luke | UyCyr | 6:16 | башқа бир Яқупниң оғли Йәһуда вә кейин һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлар еди. | |
Luke | UyCyr | 6:17 | Һәзрити Әйса әлчилири билән тағдин чүшүп, түз бир йәрдә туратти. Уларниң алдиға нурғун шагиртлар һәм Йерусалим шәһиридин, җүмлидин пүтүн Йәһудийә өлкисидин кәлгән кишиләр топ-топ болуп келип жиғилишти. Һәтта деңиз бойидики Тир вә Сидон шәһәрлиридинму нурғун кишиләр кәлгән еди. | |
Luke | UyCyr | 6:18 | Улар һәзрити Әйсаниң тәлимлирини аңлаш вә кесәллиригә шипалиқ издәш үчүн кәлгән еди. Җинлар дәстидин азапланғанларму келип, шипалиқ тепишти. | |
Luke | UyCyr | 6:19 | Көпчилик қоллирини һәзрити Әйсаға тәккүзүвелишқа тиришатти. Чүнки Униң вуҗудидин күч-қудрәт чиқип уларниң һәммисини сақайтивататти. | |
Luke | UyCyr | 6:20 | Андин һәзрити Әйса шагиртлириға қарап мундақ деди: — Әй йоқсуллар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң Падишалиғи силәрниңкидур. | |
Luke | UyCyr | 6:21 | Әй ач қалғанлар, силәрму нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа силәрни толуқ қанаәтләндүриду. Әй жиғлаватқанлар, силәрму бәхитлик! Буниңдин кейин шат-хорамлиққа чөмисиләр. | |
Luke | UyCyr | 6:22 | Инсан Оғлиға әгәшкәнлигиңлар үчүн бәзиләр силәрдин нәпрәтләнсә, йүз өрсә, силәргә төһмәт-һақарәт қилса, силәрни яман десә, нәқәдәр бәхитликсиләр! | |
Luke | UyCyr | 6:23 | У чағда шат-хорам болуп тәнтәнә қилиңлар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бу қара нийәтләрниң ата-бовилири бурунқи пәйғәмбәрләргиму шундақ зиянкәшлик қилған. | |
Luke | UyCyr | 6:25 | Һалиңларға вай, әй қарни тоқлар! Ачлиқта қалисиләр әнди. Һалиңларға вай, әй күлүватқанлар! Һаза тутуп жиғлайсиләр әнди. | |
Luke | UyCyr | 6:26 | Халайиқ силәрни махтиғанда, һалиңларға вай! Чүнки Худаниң ғәзивигә учриған бурунқи сахта пәйғәмбәрләрму бу хәлиқниң ата-бовилириниң махтишиға еришкән. | |
Luke | UyCyr | 6:27 | — Қулақ селип аңлаңлар! Силәргә дүшмәнлик қилғанларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Өчмәнлик қилғанларға яхшилиқ қилиңлар. | |
Luke | UyCyr | 6:28 | Силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар. Силәргә яман муамилидә болғанларғиму дуа қилиңлар. | |
Luke | UyCyr | 6:29 | Бирси силәрниң оң йүзүңларға урса, сол йүзүңларниму тутуп бериңлар. Бирси силәрниң чапиниңларни елип кәтсә, көйнигиңларниму селип бериңлар. | |
Luke | UyCyr | 6:30 | Бирси силәрдин бир немә тилисә, тилигинини бериңлар. Бирси силәрниң бирәр нәрсәңларни елип кәтсә, уни қайтуруп беришни соримаңлар. | |
Luke | UyCyr | 6:31 | Башқиларниң өзәңларға қандақ муамилә қилишини күтсәңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар. | |
Luke | UyCyr | 6:32 | Әгәр силәр өзәңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң махтанғидәк нәри бар? Гунакарларму өзини яхши көргәнләргә меһир-муһәббәт көрситидиғу. | |
Luke | UyCyr | 6:33 | Әгәр силәр өзәңларға яхшилиқ қилғанларғила яхшилиқ қилсаңлар, буниң махтанғидәк нәри бар? Һәтта гунакарларму шундақ қилидиғу! | |
Luke | UyCyr | 6:34 | Әгәр силәр қәризни қайтуралайдиғанларғила қәриз бәрсәңлар, буниң махтанғидәк нәри бар? Гунакарларму әйнән қайтуруш шәрти билән башқа гунакарларға қәриз беридиғу! | |
Luke | UyCyr | 6:35 | Яқ! Силәр дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, уларға яхшилиқ қилиңлар. Башқиларға қайтурувелишни ойлимайла пул қәриз бериңлар. Шу чағда асманда мол мукапатқа еришисиләр вә улуқ Худаниң пәрзәнди болғанлиғиңлардин гувалиқ бәргән болисиләр. Чүнки Худа яхшилиқни билмәйдиғанларға вә яманларғиму шәпқәт қилиду. | |
Luke | UyCyr | 6:37 | — Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Силәрму Худаниң һөкүмигә учримайсиләр. Башқиларни әйиплимәңлар, Худаму силәрни әйиплимәйду. Башқиларни кәчүрүңлар, Худаму силәрни кәчүрүм қилиду. | |
Luke | UyCyr | 6:38 | Башқилардин һеч немини айимаңлар, Худаму силәрдин һеч немини айимайду. Һәтта силәргә чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап толтурулған соғиларни тәғдим қилиду. Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, Худаму силәргә шундақ өлчәм билән өлчәп бериду. | |
Luke | UyCyr | 6:39 | Андин һәзрити Әйса уларға тәмсил арқилиқ тәлим берип мундақ деди: — Қарғу қарғуни йетәкләп маңалмайду. Ундақ қилса, һәр иккилиси ориға чүшүп кетиду. | |
Luke | UyCyr | 6:40 | Шагирт устазидин үстүн турмайду. Лекин у оқуп йетишкәндин кейин устазиға охшаш болалайду. | |
Luke | UyCyr | 6:41 | Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепигидәк кичик камчилиғинила көрүп, өзәңдики лимдәк чоң гунани көрмәйсән?! | |
Luke | UyCyr | 6:42 | Өзәңдики шунчә чоң гунани көрмәй туруп, бурадириңгә: «Көзүңдики һәрә кепигини еливетәй!» дейишиң қандақ гәп? Әй сахтипәз! Авал өзәңниң көзидики лимни еливәт. Буниң билән ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики һәрә кепигини еливетәләйсән. | |
Luke | UyCyr | 6:44 | Һәр қандақ дәрәқни бәргән мевисидин пәриқ әткили болиду. Тикәндин әнҗир, янтақтин үзүм алғили болмайду. | |
Luke | UyCyr | 6:45 | Шуниңға охшаш, яхши адәм қәлбидики яхшилиғидин яхшилиқ чиқириду. Яман адәм қәлбидики яманлиғидин яманлиқ чиқириду. Чүнки көңүлдә немә болса, еғиздин шу чиқиду. | |
Luke | UyCyr | 6:48 | Улар худди һулини чоңқур қезип, қорам ташниң үстигә имарәт салған кишигә охшайду. Кәлкүн кәлгәндә, униң күчлүк һуҗуми ундақ имарәтни қимир қилғузалмайду, чүнки у пухта селинған. | |