LUKE
Chapter 24
Luke | UyCyr | 24:1 | Йәкшәнбә күни таң йоруш билән тәң, аяллар өзлири тәйярлиған хуш пурақлиқ буюмлирини елип, һәзрити Әйсаниң қәбригә барди. | |
Luke | UyCyr | 24:4 | Улар көзлиригә ишәнмәй турғинида, тосаттин уларниң йенида кийимлиридин нур чақнап туридиған икки киши пәйда болди. | |
Luke | UyCyr | 24:5 | Аяллар интайин алақзадә болуп башлирини йәргә егишти. У периштәләр аялларға: — Силәр немә үчүн тирик Адәмни өлгәнләрниң арисидин издәйсиләр? | |
Luke | UyCyr | 24:6 | У бу йәрдә әмәс, У тирилди. У Җәлилийә өлкисидә турған вақтида силәргә немә дегәнлигини әсләп беқиңлар. | |
Luke | UyCyr | 24:7 | У: «Инсан Оғли яман нийәтлик кишиләрниң қолиға тапшурулиду, чапрас яғачқиму миқлинип өлтүрүлиду. Бирақ үчинчи күни қайта тирилиду», дегән әмәсму?! — деди. | |
Luke | UyCyr | 24:9 | қәбир йенидин қайтишти. Улар көргәнлириниң һәммисини он бир әлчи вә башқа шагиртларға йәткүзди. | |
Luke | UyCyr | 24:10 | Бу ишларни әлчиләргә йәткүзгүчи аяллар — мәҗдәллик Мәрийәм, Йоанна, Яқупниң аниси Мәрийәм вә башқа аяллар еди. | |
Luke | UyCyr | 24:11 | Лекин әлчиләр бу аялларниң ейтқанлирини қуруқ гәп дәп қарап, уларниң сөзлиригә ишәнмиди. | |
Luke | UyCyr | 24:12 | Бирақ Петрус орнидин туруп, мазарға жүгрәп берип, қәбирниң ичигә қариғинида, һелиқи кәндир кепиндин башқа һеч нәрсә көрмиди. Уму бу ишларға интайин һәйран болуп қайтип кәтти. | |
Luke | UyCyr | 24:13 | Шу күни шагиртлардин иккиси Йерусалимдин он бир чақирим жирақлиқтики Емаюс дегән йезиға барди. | |
Luke | UyCyr | 24:17 | — Немә тоғрилиқ параңлишип кетиватисиләр? — дәп сориди һәзрити Әйса улардин. Улар қайғулуқ һалда қәдимини тохтатти. | |
Luke | UyCyr | 24:18 | Улардин Клиёпас исимлиқ бири һәзрити Әйсадин: — Сәнзә Йерусалимда турупму, йеқинда йүз бәргән вақиәләрдин қилчә хәвириң йоқму немә? — дәп сориди. | |
Luke | UyCyr | 24:19 | — Немә вақиә екән? — деди һәзрити Әйса. — Насирәлик Әйсаниң вақиәсичу! — деди улар, — У Худаниң алдидиму, хәлиқниң алдидиму сөз-һәрикәтлириниң күчи бар бир Пәйғәмбәр еди. | |
Luke | UyCyr | 24:20 | Алий роһанийлар вә ақсақаллиримиз Уни һаким Пилатусқа тутуп апирип, өлүм җазасиға һөкүм қилдуруп, чапрас яғачқа миқлатти. | |
Luke | UyCyr | 24:21 | Биз әслидә Уни исраилларға азатлиқ елип келидиған киши, дәп интизарлиқ билән күтүп кәлгән едуқ. Бирақ мундақ болмай, һазир Униң аләмдин өткинигә үч күн болди. | |
Luke | UyCyr | 24:22 | Лекин қизиқ йери шуки, бүгүн әтигәндә аримиздики бир нәччә аял бизни алақзадә қилип, бизгә мундақ бир хәвәрни йәткүзди: улар сәһәрдә қәбиргә берип қариса, | |
Luke | UyCyr | 24:23 | һәзрити Әйсаниң җәсиди көрүнмәпту! Периштәләр уларға көрүнүп, һәзрити Әйсаниң қайта тирилгәнлигини ейтипту. | |
Luke | UyCyr | 24:24 | Буниң билән биздин бир нәччә адәм қәбиргә берип, әһвалниң аялларниң ейтқинидәк екәнлигини, һәзрити Әйсаниң җәсидиниң дәрвәқә йоқ турғанлиғини көрүп кәлди. | |
Luke | UyCyr | 24:25 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әй наданлар! Пәйғәмбәрләрниң ейтқан сөзлиригә неманчә тәстә ишинисиләр? | |
Luke | UyCyr | 24:26 | Қутқазғучи-Мәсиһ Худаниң шан-шәривигә еришиштин бурун, мана шу җәбир-җапаларни бешидин кәчүрүши керәк әмәсмиди? | |
Luke | UyCyr | 24:27 | Андин У Муқәддәс Язмиларда Муса вә башқа барлиқ пәйғәмбәрләрниң Өзи һәққидә алдин-ала йезилғанлирини уларға сөзләп чүшәндүрди. | |
Luke | UyCyr | 24:28 | Улар баридиған йезисиға йеқинлашқанда, һәзрити Әйса сәпирини йәнә давамлаштуридиғандәк туратти. | |
Luke | UyCyr | 24:29 | Улар Уни тутувелип: — Күн олтарди. Һели қараңғу чүшиду. Биз билән биллә қонуп қелиң, — дәп өтүнди. Һәзрити Әйса улар билән қонмақчи болуп өйгә кирди. | |
Luke | UyCyr | 24:30 | Улар тамаққа олтарғанда, һәзрити Әйса нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти, андин нанни уштуп уларға сунди. | |
Luke | UyCyr | 24:31 | Шу чағда уларниң көзлири ечилғандәк болуп, һәзрити Әйсани тониди, лекин У уштумтут ғайип болди. | |
Luke | UyCyr | 24:32 | Улар бир-биригә: — У йолда биз билән параңлишип, Муқәддәс Язмиларни чүшәндүргәндә, қәлбимиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 24:33 | Улар дәрһал йолға чиқип, Йерусалимға қайтип кәлди. У йәрдә башқа әлчиләр вә шагиртларниң бир йәргә жиғилип: «Рәббимиз раст тирилипту. У Симунға көрүнүпту!», дейишиватқанлиғини аңлиди. | |
Luke | UyCyr | 24:34 | Улар дәрһал йолға чиқип, Йерусалимға қайтип кәлди. У йәрдә башқа әлчиләр вә шагиртларниң бир йәргә жиғилип: «Рәббимиз раст тирилипту. У Симунға көрүнүпту!», дейишиватқанлиғини аңлиди. | |
Luke | UyCyr | 24:35 | Шуниң билән бу иккисиму йолда йүз бәргән ишларни вә һәзрити Әйса нанни уштуватқанда өзлириниң Уни қандақ тонуп қалғанлиғини көпчиликкә сөзләп бәрди. | |
Luke | UyCyr | 24:36 | Шагиртлар бу вақиә үстидә сөзлишиватқанда, тосаттин һәзрити Әйса Өзи уларниң арисида пәйда болуп: — Силәргә аманлиқ болсун, — деди. | |
Luke | UyCyr | 24:39 | Қолум билән путумға қарап беқиңлар! Бу Мән! Тутуп бақсаңлар билисиләр, роһниң гөш-устихини йоқ. Қараңлар, Мениң бар, — деди. | |
Luke | UyCyr | 24:41 | Улар йәнила ишәнмәй, бир хуш болса, бир һәйран болушуп туратти. Шуниң билән һәзрити Әйса улардин: — Силәрдә йәйдиған нәрсә барму? — дәп сориди. | |
Luke | UyCyr | 24:44 | Андин уларға мундақ деди: — Бу ишларниң һәммисини Мән илгири силәр билән биллә болған вақтимда ейтқан едим. Мән: «Муса хатирилигән Тәврат, башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилири вә Зәбурда баян қилинған Маңа даир ишларниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулиду», дегән әмәсму? | |
Luke | UyCyr | 24:45 | Шуниңдин кейин һәзрити Әйса уларниң Муқәддәс Язмиларни чүшиниши үчүн уларниң зеһнини ечип, | |
Luke | UyCyr | 24:46 | мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда алдин-ала мундақ хатириләнгән: Қутқазғучи-Мәсиһ азап чекип, өлтүрүлүп, үчинчи күни өлүмдин тирилиду. | |
Luke | UyCyr | 24:47 | «Гуналириға товва қилғанларниң һәммиси У арқилиқ кәчүрүм қилиниду», дегән Хуш Хәвәр Йерусалимдин башлап пүтүн әлләргә тарқитилиду. | |
Luke | UyCyr | 24:49 | Атам беримән дәп вәдә қилған Муқәддәс Роһни силәргә ата қилимән. Бирақ силәр асмандин кәлгән Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә толтурулғичә, Йерусалимда күтүп туруңлар. | |
Luke | UyCyr | 24:50 | Һәзрити Әйса уларни Йерусалимниң сиртидики Бәйтания йезисиғичә башлап барди вә қоллирини көтирип уларға бәхит тилиди. | |
Luke | UyCyr | 24:52 | Шагиртлар һәзрити Әйсаға ибадәт қилишти вә интайин хошал-хорамлиқ ичидә Йерусалимға қайтип келип, | |