ROMANS
Chapter 7
Roma | UyCyr | 7:1 | Қериндашлар, силәр қанунни чүшинисиләр. Шуңа шуниму есиңларға селип қояйки, қанун пәқәт һаят адәмгила һөкүмранлиқ қилалайду. | |
Roma | UyCyr | 7:2 | Мәсилән, ери бар аял ери һаятла болидикән, қанун бойичә еригә бағлиниду. Лекин ери өлүп кәтсә, нека қануниниң чәклимисигә учримайду. | |
Roma | UyCyr | 7:3 | Шуниң үчүн аял ери һаят вақтида башқа бир әр билән биргә болса, нека садиқлиғини бузған аял, дәп қарилиду. Лекин ери өлүп кәтсә, аял нека қанунидин әркин болиду. У чағда башқа бир әргә тәгсә, нека садиқлиғини бузған болмайду. | |
Roma | UyCyr | 7:4 | Худди шуниңдәк, қериндашлирим, силәр Әйса Мәсиһниң қурван болуши билән Тәврат қануниға нисбәтән өлдүңлар. Силәр һазир башқа биригә бағландиңлар, йәни өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Буниң билән силәр Худаниң хизмитидә болуп, Униңға шан-шәрәп кәлтүрәләйсиләр. | |
Roma | UyCyr | 7:5 | Бурун биз гунакар тәбиитимизниң илкидә болғачқа, бизни гунаға елип баридиған һәвәслиримизниң кәйнигә кирип кәттуқ. Бу һәвәслиримиз Тәврат қанунини билишимиз билән техиму қозғилип, тенимиздики әзаларни қутратти. Нәтиҗидә биз өзимизни өлүмгә елип баридиған ишларни қилдуқ. | |
Roma | UyCyr | 7:6 | Лекин һазир биз Тәврат қануниниң һөкүмидин азат қилиндуқ. Чүнки биз өзимизни боғуп туридиған бу қанунға нисбәтән өлгән. Биз кона усул бойичә, йәни Тәврат қануниға бурунқидәк әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки йеңи усул бойичә, йәни Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаш арқилиқ Худаға хизмәт қилимиз. | |
Roma | UyCyr | 7:7 | Ундақта, биз немә дәймиз? Тәврат қануниниң өзи гунаниң мәнбәси боламду? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! Гуна Тәврат қанунида көрситилмигән болса, мән қилмишлиримниң гуна екәнлигини билмәттим. Мәсилән, Тәврат қанунида: «Башқиларниң тәәллуқатлириға көз қириңни салма», дейилмигән болса, ундақ қилишниң гуна екәнлигини билмигән болаттим. | |
Roma | UyCyr | 7:8 | Лекин гуна Тәврат қануниниң бу әмри арқилиқ пурсәт тепип, ичимдики һәр хил ачкөзлүкләрни қозғиди. Бу қанун болмиса, гунаниң бундақ күчиму болматти. | |
Roma | UyCyr | 7:9 | Тәврат қануниниң мәндин немини тәләп қилидиғанлиғини чүшәнмәйдиған вақтимда, өзәмдин рази болуп, өзәмни әркин-азадә һис қилаттим. Лекин Тәврат қанунини һәқиқий чүшинишим биләнла, өзәмниң гунакар екәнлигимни вә роһий җәһәттә өлгәнлигимни ениқ билдим. Тәврат қануни инсанларни һаятлиққа йетәкләш үчүн берилгән. Һалбуки, бу қанунға бойсуналмайдиғанлиғимдин униң маңа өлүмни елип келидиғанлиғини байқидим. | |
Roma | UyCyr | 7:10 | Тәврат қануниниң мәндин немини тәләп қилидиғанлиғини чүшәнмәйдиған вақтимда, өзәмдин рази болуп, өзәмни әркин-азадә һис қилаттим. Лекин Тәврат қанунини һәқиқий чүшинишим биләнла, өзәмниң гунакар екәнлигимни вә роһий җәһәттә өлгәнлигимни ениқ билдим. Тәврат қануни инсанларни һаятлиққа йетәкләш үчүн берилгән. Һалбуки, бу қанунға бойсуналмайдиғанлиғимдин униң маңа өлүмни елип келидиғанлиғини байқидим. | |
Roma | UyCyr | 7:13 | Шундақ туруп, бу яхши қанун мени өлүмгә дучар қилдиму? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! Бәлки әйнә шу гуна бу яхши қанундики әмирләрдин пайдилинип, мени өлүмгә дучар қилди. Биз әнди гунаниң һәқиқий қияпитини тонувалалаймиз. Чүнки Тәврат қанунидики әмирләр арқилиқ гунаниң қанчилик яман екәнлиги ашкариланди. | |
Roma | UyCyr | 7:14 | Тәврат қануни Худадин чүширилгән болғачқа, униң яхши екәнлигини билимиз. Бирақ гунакар тәбиитимниң башқурушида болған мән болсам гунаниң қуллуғидидурмән. | |
Roma | UyCyr | 7:15 | Өзәмниң немә қиливатқинимни билмәймән, чүнки өзәм нийәт қилған ишларни қилмаймән, әксичә нәпрәтлинидиған ишларни қилимән. | |
Roma | UyCyr | 7:16 | Әгәр мән яман ишларни қилишни халимай туруп, йәнила уларни қилған болсам, у чағда вижданим Тәврат қануниниң яхши екәнлигини етирап қилған болиду. | |
Roma | UyCyr | 7:18 | Ичимдә, йәни гунакар тәбиитимдә яхшилиқниң йоқлуғини билимән, чүнки яхшилиқ қилиш нийитим бар болсиму, қабилийитим йоқ. | |
Roma | UyCyr | 7:19 | Шуниң үчүн өзәм нийәт қилған яхши ишларни қилмай, әксичә нийәт қилмиған яман ишларни қилимән. | |
Roma | UyCyr | 7:20 | Өзәм нийәт қилмиған ишни қилсам, буни қилдуруватқини мән әмәс, бәлки ичимдә яшаватқан гунадур. | |
Roma | UyCyr | 7:21 | Буниңдин өзәмдики шу қанунийәтни чүшәндимки, яхши ишларни қилмақчи болсамму, яманлиқ маңа һаман һәмра болуп турғачқа, мән йәнила яман ишларни қилимән. | |
Roma | UyCyr | 7:23 | Бирақ тенимдә башқа бир қанунийәтни сезимән. Бу қанунийәт қәлбимдин қайил болған қанун билән җәң қилип, тән-әзалиримни гуна қилдурғанлиқтин, мени гунаға әсир қилиду. | |
Roma | UyCyr | 7:24 | Мән немә дегән бечарә адәммән һә! Гунаниң әсири болған вә өлүмгә елип баридиған бу тенимдин кимму мени қутқузар?! | |