Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 23
Josh UyCyr 23:1  Пәрвәрдигар исраилларға дүшмәнлирини бойсундуруп аманлиқ бәргәндин кейин хелә заманлар өтти. Йошуваму қерип қалди.
Josh UyCyr 23:2  Йошува барлиқ исраил хәлқини һәм уларниң ақсақаллирини, башлиқлирини, сотчилирини вә сәрдарлирини жиғип, уларға мундақ деди: — Мән қерип қалдим,
Josh UyCyr 23:3  силәр Пәрвәрдигариңлар Худаниң силәр үчүн әтрапиңлардики ят хәлиқләрни қандақ қилғанлиғини өз көзүңлар билән көрдүңлар. Пәрвәрдигариңлар Худа силәр үчүн уруш қилди!
Josh UyCyr 23:4  Мән силәрниң һәрқайси қәбилилириңларға шәриқтә Иордан дәриясидин тартип ғәриптә Оттура деңизғичә болған зиминларни тәхсим қилип бәрдим. Мән силәргә биз бойсундурған барлиқ ят хәлиқләрниң зиминлирини вә биз техи бойсундурмиған ят хәлиқләрниң зиминлириниму тәхсим қилип бәрдим.
Josh UyCyr 23:5  Пәрвәрдигариңлар Худа ят хәлиқләрни силәрниң көз алдиңларда шу зиминлардин қоғлап чиқириду, Пәрвәрдигар силәргә вәдә қилғинидәк силәр шу зиминларға егә болисиләр!
Josh UyCyr 23:6  Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиңлар, униң йолидин чәтнимәңлар!
Josh UyCyr 23:7  Силәр араңларда қалған башқа ят хәлиқләр билән арилишип кәтмәңлар! Уларниң илаһлирини тилға алмаңлар, уларниң илаһлириниң нами билән қәсәм қилмаңлар, уларниң илаһлириға сәҗдә қилмаңлар вә уларға чоқунмаңлар!
Josh UyCyr 23:8  Силәр һазирғичә Пәрвәрдигариңлар Худаға садиқ болуп кәлдиңлар, буниңдин кейинму Униңға садиқ болуңлар!
Josh UyCyr 23:9  Пәрвәрдигар күчлүк вә қудрәтлик болған ят хәлиқләрни алдиңларда қоғлап чиқарди. Һазирғичә һечким силәргә тәң келәлмиди.
Josh UyCyr 23:10  Силәрниң бир адимиңлар дүшмәнниң миң адимини қоғлап чиқарди. Чүнки Пәрвәрдигариңлар Худа вәдә қилғинидәк, силәр үчүн җәң қилди.
Josh UyCyr 23:11  Силәр өзәңларниң иш-әмәлиятиңларға диққәт қилип, Пәрвәрдигариңлар Худани чин дилиңлардин сөйүңлар.
Josh UyCyr 23:12  Әгәр Худадин йүз өрсәңлар, араңларда қалған ят хәлиқләр билән арилишип, улар билән достлашсаңлар вә некалашсаңлар,
Josh UyCyr 23:13  билиңларки, Пәрвәрдигариңлар Худа бу ят хәлиқләрни зиминиңлардин қоғлап чиқармайду. Шундақла Пәрвәрдигариңлар Худа силәргә ата қилған бу гөзәл зиминда бириңларму сақ қалмиғичә бу ят хәлиқләр силәргә қапқан яки дүмбәңләргә урулған қамча, көзүңларға қадалған тикән болиду.
Josh UyCyr 23:14  Мениңму өмрүм ахирлишип қалди. Шүбһисизки, силәрниң көңлүңларға аян, Пәрвәрдигариңлар Худа силәргә бәргән вәдисиниң бириниму қалдурмай, һәммисини әмәлгә ашурди.
Josh UyCyr 23:15  Лекин Худа силәргә бәргән яхши вәдиләрниң һәммисини әмәлгә ашурғинидәк, силәрму Пәрвәрдигариңлар Худаға етиқат қилмисаңлар, У силәрни агаһландуруп ейтқан балаю-апәтләрни бешиңларға яғдуриду һәм силәргә ата қилған бу гөзәл зиминдинму силәрни қоғлап чиқириду.
Josh UyCyr 23:16  Әгәр силәр Пәрвәрдигариңлар Худаниң әҗдатлириңлар билән қилған келишимини бузуп, башқа илаһларға чоқунуп, уларға сәҗдә қилсаңлар, Пәрвәрдигар силәргә қаттиқ ғәзивини яғдуриду. Пәрвәрдигар силәргә ата қилған бу гөзәл зиминдин бир дәмдила йоқ қилинисиләр.