Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
NEHEMIAH
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next
Chapter 9
Nehe UyCyr 9:1  Бу айниң 24-күни исраиллар бир йәргә җәм болуп, роза тутти. Улар канап рәхткә йөгинип, бешиға топа чечип, қайғулирини ипадиләшти.
Nehe UyCyr 9:2  Улар аллибурун ят хәлиқләрдин айрилип кәткән еди. Улар орунлиридин туруп өзлири вә әҗдатлири өткүзгән гуналарға товва қилишти.
Nehe UyCyr 9:3  Улар үч саатқичә өрә туруп, Пәрвәрдигар — өзлири етиқат қилип кәлгән Худаниң Тәврат қанунини аңлиди, андин йәнә үч саат гуналириға товва қилип, Пәрвәрдигар Худаға сәҗдә қилди.
Nehe UyCyr 9:4  Лавийлардин Йешува, Бани, Қадмиел, Шибаня, Бунни, Шеребия, Бани вә Кинанилар өзлири үчүн ясалған пәләмпәйдә туруп Пәрвәрдигар Худаға үнлүк авазда дуа қилди.
Nehe UyCyr 9:5  Лавийлардин Йешува, Қадмиел, Бани, Хашабния, Шеребия, Һодия, Шибаня вә Питахялар хәлиққә мундақ чақириқ қилди: «Орнуңлардин туруп, Пәрвәрдигариңлар Худани мәдһийиләңлар, У әбәдил-әбәттур!» Андин улар мундақ дуа қилди: «Әй Худа, шанлиқ намиң мәдһийиләнгәй! Намиң пүткүл һәмдусана вә мәдһийиләрдин йүксәктур!
Nehe UyCyr 9:6  Сән бирдин-бир Пәрвәрдигардурсән! Сән асман, һәтта әрши-әла билән пүтүн юлтузларни вә йәр-зимин билән униңдики барлиғини вә деңиз-океанлар билән униңдики җимисини яраттиң. Сән пүткүл мәвҗудатларға җан бәргүчидурсән. Асмандики пәриштиләр Саңа сәҗдә қилиду.
Nehe UyCyr 9:7  Сән Пәрвәрдигар, Ибрамни таллиған Худадурсән, Сән уни калданларниң Ур шәһиридин елип чиқип, исмини Ибраһимға өзгәрттиң.
Nehe UyCyr 9:8  У өзиниң садиқлиғини көрсәткәндә, Сән униң әвлатлириға қананлар, хитлар, аморлар, пәриззиләр, йибуслар вә гиргашларниң зиминлирини беришкә униң билән келишим түздүң. Сән һәққаний болғанлиғиң үчүн вәдәңдә турдуң.
Nehe UyCyr 9:9  Сән әҗдатлиримизниң Мисирда харлиниватқанлиғини көрдүң, уларниң Қизил деңиздики налә-пәриятлирини аңлидиң.
Nehe UyCyr 9:10  Сән Мисир падишаси, униң әмәлдарлири вә униң хәлқигә қарши мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәттиң. Чүнки уларниң Өз хәлқиңни харлиғинини билип йәттиң. Сән мәңгү унтулмас нам-шөһрәт қазандиң.
Nehe UyCyr 9:11  Сән деңизни йерип хәлқиңгә йол ечип бәрдиң. Улар қуруқ йол билән деңиздин өтти. Уларни қоғлап кәлгәнләрни гоя қәһәрлик деңизға чөккән таштәк, чоңқур суға ғәриқ қилдиң.
Nehe UyCyr 9:12  Күндүзи уларға булут түврүги арқилиқ йол башлидиң, кечиси йолини от түврүги арқилиқ йоруттуң.
Nehe UyCyr 9:13  Сән Синай теғиға чүшүп, асмандин хәлқиңгә сөз қилип, уларға адил түзүмләр, һәқ қанунлар вә тоғра әмир-пәрманларни чүширип бәрдиң.
Nehe UyCyr 9:14  Сән уларға Өзәңгә беғишланған дәм елиш күнини билдүрдүң һәм хизмәткариң Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшәргән қанун вә әмир-пәрманлириңни бәрдиң.
Nehe UyCyr 9:15  Уларниң қарни ачқанда, асмандин йемәклик чүширип бәрдиң, уссиғанда қорам таштин су чиқирип бәрдиң. Сән уларға Өзәң вәдә қилған зиминға берип, униңға егидарчилиқ қилишни буйридиң.
Nehe UyCyr 9:16  Лекин әҗдатлиримиз тәкәббурлуқ вә бойни қаттиқлиқ қилип әмирлириңгә бойсунмиди.
Nehe UyCyr 9:17  Улар бойсунмаслиқ қилип, өзлири үчүн көрсәткән мөҗүзилириңни унтуди. Улар бойни қаттиқлиқ қилип, Мисирдики қуллуғиға қайтишқа бир башлиқ тайинлавалди. Лекин Сән шәпқәтлик, рәһимдил һәм меһриван, асанлиқчә ғәзәпләнмәйдиған вә меһир-муһәббитиң чәксиз Худадурсән. Шуңлашқа Сән уларни ташлавәтмидиң.
Nehe UyCyr 9:18  Һәтта улар мозай шәклидә бут ясап, ‹бу бизни Мисирдин елип чиққан илаһ› дәп, Саңа еғир һақарәт кәлтүрди.
Nehe UyCyr 9:19  Лекин Сән рәһимдиллигиң билән уларни чөлдә ташлавәтмәй, күндүзи йол башлиған булут түврүгини вә кечиси йол көрсәткән от түврүгини улардин айримидиң.
Nehe UyCyr 9:20  Сән уларға тәлим беришкә пак нийәт Роһуңни ата қилдиң. Уларниң қосиғидин маннани айимидиң вә уссузлуғиға су бәрдиң.
Nehe UyCyr 9:21  Сән қириқ жил уларниң чөл-баявандики пүтүн еһтияҗини қандурдуң, улар кам-котисиз болди, кийим-кечәклири упримиди вә путлириму ишшимиди.
Nehe UyCyr 9:22  Сән әҗдатлиримизниң падишалиқлар вә хәлиқләр үстидин ғалибә қилишиға ярдәмдә болуп, хәлқиңни у зиминниң һәрқайси җайлириға орунлаштурдуң. Улар Сихон падишаниң Хәшбон шәһири вә әтрапидики зиминини вә Ог падишаниң зимини Башанни ишғал қилди.
Nehe UyCyr 9:23  Сән уларға асмандики юлтузлардәк көп әвлат берип, уларни әҗдатлириға беришкә вәдә қилған зиминға башлап кәлдиң.
Nehe UyCyr 9:24  Улар бесип кирип у зиминни ишғал қилди. Сән уларға Қанан зимининиң аһалисини бойсундуруп бәрдиң. Сән у зиминниң падишалири вә хәлқини уларниң мәйличә бир тәрәп қилишиға тапшуруп бәрдиң.
Nehe UyCyr 9:25  Хәлқиң сепиллири мустәһкәм шәһәрләрни вә үнүмлүк йәрләрни тартивалди. Улар мал-дуния билән толған өйләргә, қезип қоюлған қудуқларға, үзүмзарлиқларға, зәйтунлуқларға вә мол мевә дәрәқлиригә егә болди. Улар қанғичә йәп-ичип, сәмиривалди вә ата қилған пүткүл немәтлириңдин һөзүрлинивалди.
Nehe UyCyr 9:26  Лекин хәлқиң Сәндин йүз өрүп, Саңа бойсунмай, қанунуңни ташлап қойди. Улар өзлирини Саңа қайтидин йеқинлишишқа дәвәт қилған пәйғәмбәрләрни өлтүрүп, Саңа еғир һақарәт кәлтүрди.
Nehe UyCyr 9:27  Шуңа Сән уларни зулум салидиған дүшмәнлириниң қолиға тапшуруп бәрдиң. Улар азап чекип Саңа йелинғанда, Сән асмандин уларниң йелинишлириға қулақ салдиң. Сән йүксәк рәһимдиллигиңдә уларни дүшмәнлиридин қутқузидиған кишиләрни әвәттиң.
Nehe UyCyr 9:28  Улар арам тапқандин кейин көз алдиңда йәнә яман иш қилди. Сән уларни йәнә дүшмәнлириниң қолиға тутуп бәрдиң. Лекин улар йәнә Саңа йелинғанда, Сән асмандин уларниң йелинишлириға қулақ селип, рәһимдиллигиңдә уларни көп қетим қутулдурдуң.
Nehe UyCyr 9:29  Сән уларни қайтидин қанунуңға баш егишкә дәвәт қилдиң. Лекин улар тәкәббурлишип, әмирлириңгә қулақ салмиди. Улар низамлириңға риайә қилмиди. Әгәр шундақ қилған болса еди, һаят йолини тапқан болатти. Улар Саңа тәрсалиқ билән бойни қаттиқлиқ қилип, бойсунушни рәт қилди.
Nehe UyCyr 9:30  Сән уларға узун жиллар сәвир-тақәтлик қилдиң һәм Роһуң билән пәйғәмбәрлириң арқилиқ уларни агаһландурдуң. Бирақ улар қулақ салмиди. Шуңа Сән уларни йәрлик хәлиқләрниң қолиға тутуп бәрдиң.
Nehe UyCyr 9:31  Бирақ Сән йүксәк рәһимдиллигиңдә уларни пүтүнләй һалак қилмидиң вә ташлавәтмидиң. Чүнки Сән меһриван вә рәһимдил Худадурсән!
Nehe UyCyr 9:32  Улуқ, қудрәтлик вә сүрлүк һәм мәңгү меһир-муһәббәтлик келишимидә туридиған Худайимиз, Ассур падишалири бизгә зулум салғандин тартип һазирғичә падишалиримиз, әмәлдарлиримиз, роһанийлиримиз, пәйғәмбәрлиримиз, ата-бовилиримиз вә пүтүн хәлқиң дуч кәлгән азап-оқубәтләргә сәл қаримиғайсән.
Nehe UyCyr 9:33  Сениң бизни җазалиғиниң һәқлиқтур. Сән вападар болдуң, лекин биз болсақ яманлиқ қилдуқ.
Nehe UyCyr 9:34  Падишалиримиз, әмәлдарлиримиз, роһанийлиримиз вә ата-бовилиримиз қанунуңға бойсунмиди, әмир вә агаһландурушлириңға қулақ салмиди.
Nehe UyCyr 9:35  Һәтта уларниң өз падишалиғи болуп, Сән уларға беғишлиған бепаян үнүмлүк топрақтики немәтлириңдин һөзүрлиниватқанда, яманлиқлиридин қайтмай Сениң йолуңда маңмиди.
Nehe UyCyr 9:36  Әнди биз қул болуп қалдуқ. Биз ата-бовилиримизниң мевә-чевә вә немәтләрдин һөзүрлиниши үчүн Сән уларға ата қилған зиминда қул болдуқ.
Nehe UyCyr 9:37  Бу топрақниң мол мәһсулатлири гунайимиз сәвәвидин Сән үстимиздин һөкүмранлиқ қилишқа қойған падишаларға мәнсүп болди. Улар биз вә мал-варанлиримизни халиғиничә башқуруватиду. Биз җәбир-зулум ичидә қалдуқ!»
Nehe UyCyr 9:38  Мана шу ишлар сәвәвидин биз вәдинамә яздуқ. Әмәлдарлиримиз, лавийлар вә роһанийлиримиз өз мөрлирини басти.