ACTS
Chapter 20
Acts | UyCyr | 20:1 | Топилаң бесилғандин кейин, Павлус мәсиһийләрни чақирип, уларни илһамландурди вә улар билән хошлишип, Македонийә өлкисигә кәтти. | |
Acts | UyCyr | 20:2 | У шу әтраптики җайларни арилап, мәсиһийләрни илһамландуридиған нурғун сөзләрни қилғандин кейин, Юнанға берип, | |
Acts | UyCyr | 20:3 | у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийә өлкисигә қайтмақчи болуп турғанда, йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйиқәстидә екәнлигидин хәвәр тепип, Македонийә өлкисидин өтүп, қуруқлуқ билән қайтип кетиш қарариға кәлди. | |
Acts | UyCyr | 20:4 | Униң билән биллә болғанлар, бериялиқ Пирус оғли Сопатер, салоникилиқлардин Аристархус билән Секундус, дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимлар еди. | |
Acts | UyCyr | 20:6 | «Петир нан» һейтидин кейин, биз Филипи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә бир һәптә турдуқ. | |
Acts | UyCyr | 20:7 | Йәкшәнбә күни биз нанни бөлүшүп, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн бир йәргә җәм болдуқ. Павлус әтиси кәтмәкчи болғачқа, көпчиликкә түн йеримғичә тәлим бәрди. | |
Acts | UyCyr | 20:9 | Әфтикус исимлиқ бир жигит деризидә олтарған еди. Павлусниң сөзи давамлашқансири май чирақниң иси һоҗрини қаплап, һелиқи жигитни үгдәк басти. Кейин у қаттиқ уйқиға кетип, үчинчи қәвәттин йәргә жиқилип чүшти. Көпчилик уни йәрдин көтирип қариса, у өлүп боптекән. | |
Acts | UyCyr | 20:10 | Павлус пәскә чүшүп, өзини униң үстигә етип, қучақлап туруп: — Һодуқмаңлар, у тирик, — деди. | |
Acts | UyCyr | 20:11 | Кейин үстүнки қәвәткә чиқип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йәп, ибадәт қилдуқ. Павлус таң атқичә сөзини давамлаштурғандин кейин, биз бу йәрдин йолға чиқтуқ. | |
Acts | UyCyr | 20:12 | Троастики мәсиһийләр болса, һелиқи жигитни өйигә һаят апирип қойди. Көпчилик бу вақиәдин чоңқур тәсәлла тапти. | |
Acts | UyCyr | 20:13 | Павлус Троас шәһиридин Асос шәһиригә пиядә бармақчи болди. Шуңа у бизниң кемә билән алдин-ала жүрүп, у шәһәргә униңдин бурун йетип берип, у йәрдә бизниң униң билән учришишимизни орунлаштурған еди. | |
Acts | UyCyr | 20:15 | Андин йәнә йолға чиқип, әтиси Хийос арилиниң йениға кәлдуқ. Үчинчи күни Әфәстин өтүп Самос арилиға кәлдуқ вә униң әтиси кемә билән Милет шәһиригә бардуқ. | |
Acts | UyCyr | 20:16 | Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, Павлус Әфәстә тохтимаслиқни қарар қилған еди. У йәһудийларниң ома һейтини мүмкин қәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдиратти. | |
Acts | UyCyr | 20:17 | Павлус Милет шәһиридин Әфәскә адәм әвәтип, мәсиһийләр җамаити йетәкчилирини чақирди. | |
Acts | UyCyr | 20:18 | Улар кәлгәндин кейин, Павлус уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум. | |
Acts | UyCyr | 20:19 | Йәһудийларниң сүйиқәстлири түпәйлидин тартқан азаплар ичидә, көзүмдин яш үзүлмигән һалда кәмтарлиқ билән Рәббимиз Әйсаниң хизмитидә болдум. | |
Acts | UyCyr | 20:20 | Мәйли аммивий сорунларда болсун яки өйлириңларда болсун, силәргә тәлим бәргән вақитлиримда, силәргә пайдилиқ болғанла нәрсиләрни ейтмай қоймидим. | |
Acts | UyCyr | 20:21 | Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим. | |
Acts | UyCyr | 20:22 | Һазир Муқәддәс Роһниң әмригә асасән Йерусалимға кетиватимән. У йәрдә қандақ ишларға дуч келидиғанлиғимни уқмаймән. | |
Acts | UyCyr | 20:23 | Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән баридиғанла шәһәрләрдә мени зиндан вә азапларниң күтүп туридиғанлиғини алдин-ала ейтип кәлмәктә. | |
Acts | UyCyr | 20:24 | Лекин мән өз вәзипәмни түгитишим, Рәббимиз Әйсаниң тапшурған хизмитини муваппәқийәтлик орунлишим, йәни Худаниң меһир-шәпқити тоғрисидики Хуш Хәвәрниң гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимай, Йерусалимға кетиватимән. | |
Acts | UyCyr | 20:25 | Мән силәр билән арилишип, һәр бириңларға Худаниң Падишалиғи һәққидә чүшәндүрдүм. Әнди маңа мәлумки, буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәйсиләр. | |
Acts | UyCyr | 20:26 | Шуниң үчүн бүгүн силәргә шуни җиддий ейтип қояйки, араңларда һәр қандақ бир киши қутқузулмиса, мән җавапкәр әмәсмән. | |
Acts | UyCyr | 20:28 | Өзәңларға пәхәс болуңлар, Муқәддәс Роһ силәрниң йетәкчилик қилишиңларға тапшурған барлиқ қериндишиңларғиму пәхәс болуңлар. Падичи қойлирини баққандәк, силәрму Худаниң җамаитини беқиңлар, чүнки Худа уларни Өз Оғлиниң қениға сетивалған. | |
Acts | UyCyr | 20:30 | силәрниң араңлардинму бәзиләр мәсиһийләрни өзлиригә әгәштүрүш үчүн хата тәлим тарқитиду. | |
Acts | UyCyr | 20:31 | Шуңа һошияр болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, силәргә яш аққузуп несиһәт бәргәнлигимни есиңларда тутуңлар. | |
Acts | UyCyr | 20:32 | Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду. | |
Acts | UyCyr | 20:33 | Силәргә мәлумки, мән һеч қачан һәр қандақ кишиниң кийимлиригә яки алтун-күмүчлиригә көз қиримниму салмидим. | |
Acts | UyCyr | 20:35 | Һәр қандақ ишта силәргә мошундақ әҗир арқилиқ һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини көрсәттим. Шундақ қилсаңлар, Рәббимиз Әйса Өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму зор бәхит», дегинини есиңлардин чиқармайсиләр! | |
Acts | UyCyr | 20:36 | Павлус бу сөзләрни қилип болғандин кейин, һәммиси билән бирликтә тизлинип олтирип дуа қилди. | |