Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 20
Exod UyCyr 20:1  Худа сөз қилип, мундақ деди:
Exod UyCyr 20:2  — Мән сени қул болуп яшиған Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигариң Худадурмән.
Exod UyCyr 20:3  Маңила ибадәт қил. Мәндин башқа һеч қандақ илаһиң болмисун.
Exod UyCyr 20:4  Ибадәт қилиш үчүн, мәйли асмандики, йәрдики, йәр астидики яки судики һәр қандақ нәрсиләрниң шәклидә бут ясима.
Exod UyCyr 20:5  Һәр қандақ бутқа ибадәт қилма яки хизмәт қилма. Чүнки Мән сениң Пәрвәрдигариң Худадурмән. Пәрвәрдигариң Худа болған Мән қизғини­диған Худадурмән. Мениңдин башқиға ибадәт қилсаң, һәргиз кәңчилик қилмаймән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрни һәтта нәврә-чәврилиригичә җазалаймән.
Exod UyCyr 20:6  Лекин Мени сөйидиған, әмирли­римгә бойсунғанларниң сансизлиған әвлатлириғичә меһриван­лиқ қилимән.
Exod UyCyr 20:7  Муқәддәс намимни орунсиз тилға алма. Кимду-ким Мениң намимни орунсиз тилға алса, Мән — Пәрвәрдигариң болған Худа уни чоқум җазалаймән.
Exod UyCyr 20:8  Дәм елиш күнини муқәддәс күн билип, униңға әмәл қил.
Exod UyCyr 20:9  Алтә күн ишләп, тегишлик һәммә ишлириңни қиливал.
Exod UyCyr 20:10  Йәттин­чи күн Маңа аталған күн болуп, бу күни мәйли сән бол, пәрзәнтлириң, қуллириң, чарва маллириң яки жутуңда мусапир болуп туруватқан ят адәмләр болсун, һеч қандақ иш қилмисун.
Exod UyCyr 20:11  Мән — Пәрвәрдигар алтә күн ичидә асман, зимин вә униңдики пүткүл мәвҗудатларни яраттим. Лекин йәттинчи күни дәм алдим. Шуңа Мән — Пәрвәрдигар дәм елиш күнини бәхитлик күн қилип, муқәддәс күн дәп бәлгүлидим.
Exod UyCyr 20:12  Ата-анаңни һөрмәт қил. Шу чағда Мән саңа ата қилмақчи бол­ған зиминда узақ өмүр сүрисән.
Exod UyCyr 20:17  Башқиларниң өй-имарәтлири, әр-хотуни, қуллири, кала яки башқа тәәллуқатлириға көз қириңни салма.
Exod UyCyr 20:18  Халайиқ гүлдүрмома вә канай авазлирини аңлап, чақмақ вә тағдин пуқирап чиқиватқан ис-түтәкни көрүп, қорқуп титришип кәтти. Улар жирақ турушуп,
Exod UyCyr 20:19  Мусаға: — Бизгә сәнла сөз қилғайсән, чоқум аңлаймиз. Худа бизгә Өзи беваситә сөз қилмиғай. Болмиса, һалак болидиған охшаймиз, —деди.
Exod UyCyr 20:20  Муса уларға җававән: — Қорқмаңлар, Худаниң бу йәргә келиши, силәрни синаш үчүн, силәрни һемишәм Өзидин қорқуп, гунадин хали болушқа дәвәт қилиш үчүндур, — деди.
Exod UyCyr 20:21  Лекин кишиләр йәнила жирақта турушатти. Пәқәт Мусала Худани қоршап турған қара булутниң йениға барди.
Exod UyCyr 20:22  Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Сән берип исраилларға мону сөзлиримни йәткүзгин: Силәр Мениң асмандин силәргә сөз қилғанлиғимни көрдүңлар.
Exod UyCyr 20:23  Силәр өзәңларға алтун яки күмүчтин һәр қандақ шәкилдә бут ясап, уларға сәҗдә қилмаңлар. Маңила ибадәт қилиңлар.
Exod UyCyr 20:24  Топидин Мән үчүн бир қурванлиқ суписини ясап, үстигә көйдүрмә қурванлиқ вә аманлиқ қурванлиққа ишлитишкә кала, қой вә өшкиләрни қоюңлар. Мән силәрниң Маңа ибадәт қилишиңларға бәлгүләп бәргән җайларға келип, силәргә бәхит ата қилимән.
Exod UyCyr 20:25  Әгәр Маңа атап таштин қурванлиқ суписини ясисаңлар, силиқланған таштин ясимаңлар. Чүнки әсвап тәккән ташни қобул қилмаймән.
Exod UyCyr 20:26  Маңа пәләмпәй билән чиқидиған қурванлиқ суписини ясимаңлар. Болмиса пәләмпәйдин чиққичә, номуслуқ йериңлар көрүнүп қалиду.