GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 13
Gene | UyCyr | 13:1 | Ибрам аяли вә өзигә мәнсүп болған һәммә нәрсилирини елип, Мисирдин чиқип, Қананниң җәнубидики Негиб райониға барди. Лутму униң билән биллә барди. | |
Gene | UyCyr | 13:3 | Кейин у Негиб районидин кетип, аста-аста шималға йөткилип, Бәйтәл шәһиригә қайта барди. У Бәйтәл билән Ай шәһириниң арилиғиға, йәни тунҗа қетим орунлишип, | |
Gene | UyCyr | 13:7 | Шуңа Ибрамниң падичилири билән Лутниң падичилири арисида талаш-тартиш чиқип қалди. (У чағда қананлиқлар билән пәризиләр йәнила Қанан районида туратти.) | |
Gene | UyCyr | 13:8 | Шуңа Ибрам Лутқа: — Биз болсақ уруқ-туққан, аримизда вә падичилиримизниң арисида талаш-тартиш чиқмисун. | |
Gene | UyCyr | 13:9 | Айрилип яшайли. Мана. Пүтүн зимин сениң алдиңда турупту. Халиған йәрни талла! Оң тәрәпни таллисаң, сол тәрәп маңа қалсун, сол тәрәпни таллисаң, оң тәрәп маңа қалсун, — деди. | |
Gene | UyCyr | 13:10 | Лут төрт тәрәпкә нәзәр селип, Иордан дәрия вадисидин Зоарғичә созулған кәң түзләңликни көрди. Бу түзләңликниң сүйи мол болуп, худди Ерәм баққа вә Мисирниң йәрлиригә охшатти. (У чағда Пәрвәрдигар Содом билән Гомора шәһәрлирини техи харабиликкә айландурмиған еди.) | |
Gene | UyCyr | 13:12 | Ибрам Қананда олтирақлишип қалди. Лут Иордан дәрия вадисидики шәһәрләргә йеқинлишип, Содом шәһириниң әтрапида чедир тикип орунлашти. | |
Gene | UyCyr | 13:13 | Содомлуқлар яманлиққа толған болуп, Пәрвәрдигарниң нәзәридә улар еғир гунакарлар еди. | |
Gene | UyCyr | 13:14 | Лут Ибрамдин айрилип кәткәндин кейин, Пәрвәрдигар Ибрамға: — Сән турған җайиңдин шәриқ, ғәрип, җәнуп вә шимал тәрәпләргә қарап бақ. | |
Gene | UyCyr | 13:15 | Сән көрүватқан бу зиминларни саңа вә сениң әвлатлириңға тәғдим қилимән. Бу зимин мәңгү силәргә мәнсүп. | |
Gene | UyCyr | 13:16 | Мән сениң әвлатлириңни һәдди-һесапсиз көпәйтимән. Йәр йүзидики қумни һеч ким саналмиғанға охшаш, уларниң саниниму һеч ким саналмайду. | |