GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 22
Gene | UyCyr | 22:1 | Бу вақиәләрдин кейин, Худа Ибраһимниң ишәнчини синап, уни: — Ибраһим! — дәп чақирди. Ибраһим: — Ләббәй! — деди. | |
Gene | UyCyr | 22:2 | Худа униңға: — Сән оғлуңни, йәни амрақ ялғуз оғлуң Исһақни елип, Морая райониға берип, Мән көрситидиған тағниң үстидә уни көйдүрмә қурванлиқ сүпитидә Маңа атиғин, — деди. | |
Gene | UyCyr | 22:3 | Әтиси сәһәрдә Ибраһим ешәкни егәрләп, Исһақ билән икки чакирини елип, көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған отунларни тәйярлап, Худа көрсәткән җайға қарап маңди. | |
Gene | UyCyr | 22:5 | вә чакарлириға: — Силәр ешәк билән бу йәрдә туруп туруңлар. Балам иккимиз у йәргә берип, ибадәт қилип келәйли, — деди. | |
Gene | UyCyr | 22:6 | Ибраһим Исһаққа отунларни көтәртип, өзи қолиға пичақ билән от елип, Исһақ билән биллә жүрүп кәтти. | |
Gene | UyCyr | 22:7 | Исһақ: — Ата, — дәп чақирди. Ибраһим: — Һә, оғлум? — деди. — От билән отун бар, лекин көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған қоза қени? — дәп сориди Исһақ. | |
Gene | UyCyr | 22:8 | Ибраһим униңға: — Әй оғлум! Қурванлиқ қилидиған қозини Худа Өзи йәткүзүп бериду, — дәп җавап бәрди. Иккиси тохтимай меңивәрди. | |
Gene | UyCyr | 22:9 | Улар Худа Ибраһимға көрсәткән җайға кәлгәндә, Ибраһим қурванлиқ суписини ясап, униң үстигә отунларни қоюп, өз оғлини бағлап, отун догиланған супиға ятқузди. | |
Gene | UyCyr | 22:11 | Бирақ Пәрвәрдигарниң периштәси асмандин: — Ибраһим! Ибраһим! — дәп вақириди. — Ләббәй! — деди у. | |
Gene | UyCyr | 22:12 | Периштә униңға: — Қолуңни тарт! Балиға тәгмә! Сениң Маңа болған садақәтмәнлигиңни әнди көрдүм. Чүнки сән өз оғлуңни, йәни бир тал оғлуңниму Мәндин айимидиң, — деди. | |
Gene | UyCyr | 22:13 | Ибраһим әтрапиға қариведи, мүңгүзи чатқалға илишип қалған бир қошқар униң көзигә челиқти. У берип қошқарни йешип, уни өзиниң оғлиниң орнида қурванлиқ қилип көйдүрүвәтти. | |
Gene | UyCyr | 22:14 | Шуңа Ибраһим у йәрни Яһвә-Йирәһ дәп атиди. Һазирға қәдәр кишиләр: «Пәрвәрдигар Өз теғида тәминләйду», дейишиду. | |
Gene | UyCyr | 22:16 | — Пәрвәрдигар дәйдуки: «Сән сөйүмлүк бир тал оғлуңни айимиған екәнсән, Мән Өз намим билән қәсәм қилимәнки, | |
Gene | UyCyr | 22:17 | саңа бәхит ата қилиш билән, нурғун әвлатларни беримән. Уларниң сани асмандики юлтузлардәк, деңиз бойидики қумдәк көп болиду. Сениң әвлатлириң дүшмән шәһәрлирини ишғал қилиду. | |
Gene | UyCyr | 22:18 | Мениң әмримгә бойсунғанлиғиң үчүн, сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләр бәхиткә еришиду», — деди. | |
Gene | UyCyr | 22:19 | Ибраһим чакарлириниң йениға қайтип келип, улар билән биллә өзи олтирақлашқан йәргә, йәни Бәәршәбаға қайтти. | |
Gene | UyCyr | 22:20 | Бир мәзгилдин кейин Ибраһим иниси Наһорниң аяли Милканиң еригә сәккиз оғул туғуп бәргәнлигини аңлиди. | |
Gene | UyCyr | 22:23 | Бетуел болса Рибәқаниң атиси болди. Милка Ибраһимниң иниси Наһорға бу сәккиз оғулни туғуп бәрди. | |