GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 43
Gene | UyCyr | 43:2 | Яқупниң аилисидикиләр Мисирдин елип келингән ашлиқни йәп болғандин кейин, Яқуп оғуллириға: — Силәр йәнә бир аз ашлиқ сетивелип келиңлар, — деди. | |
Gene | UyCyr | 43:3 | Йәһуда атисиға: — Бирақ у адәм бизгә: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар», дегән. | |
Gene | UyCyr | 43:5 | Болмиса бармаймиз, чүнки у киши бизгә: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар» дегән, — деди. | |
Gene | UyCyr | 43:6 | Исраил уларға: — Силәр немишкә мени мундақ қийнайсиләр? Немә үчүн у кишигә: «Өйдә йәнә бир инимиз бар», дәп ейттиңлар? — деди. | |
Gene | UyCyr | 43:7 | Улар мундақ җавап қайтурди. — У киши бизни вә аилимизниң әһвалини кочилап сүрүштүрүп: «Атаңлар һаятму? Йәнә башқа қериндашлириңлар барму?» дәп сориди. Биз униң соалиға җавап бәрмисәк болматти. Биз униң «Кичик иниңларни елип келиңлар», дәйдиғанлиғини нәдин биләттуқ? | |
Gene | UyCyr | 43:8 | Йәһуда Исраилға: — Биняминни маңа тапшуруң. Биз дәрһал йолға чиқайли. Шундақ қилғанда, биз, сиз вә балилиримиз ачлиқтин өлмәймиз! | |
Gene | UyCyr | 43:9 | Кичик инимға мән кепил, пүтүн җавапкәрликни үстүмгә алай. Мән уни аман-есән қайтуруп келип, өз қолуңизға тапшурмисам, өмүрвайәт әйиплик болуп кетәй! | |
Gene | UyCyr | 43:10 | Әгәр биз вақитни кәйнигә сүрмигән болсақ, бу чаққичә икки қетим берип келәттуқ, — деди. | |
Gene | UyCyr | 43:11 | Исраил уларға: — Ундақ болса, мундақ қилиңлар. Баш вәзиргә бир аз мәлһәм, һәсәл, дора-дәрмәк, мурмәкки, пистә-бадам қатарлиқ әң яхши йәрлик алаһидә мәһсулатлардин соға алғач бериңлар. | |
Gene | UyCyr | 43:12 | Йәнә бир һәссә артуқ пул алғач берип, алдинқи қетим тағарлириңларға селип қойған пулларни қайтуруп бериңлар. Еһтимал, бу ишта хаталиқ болған болуши мүмкин. | |
Gene | UyCyr | 43:14 | Һәммигә қадир Худа униң көңлигә инсап берип, Бинямин билән Шимонни силәргә қошуп қайтурғай. Мабада тәғдир балилиримни мәндин айривәтсә, амалим қанчә! — деди. | |
Gene | UyCyr | 43:15 | Буниң билән улар тәйярлиған соғилирини һәм бир һәссә артуқ пул вә Биняминни елип, йолға чиқти. Улар Мисирға барғандин кейин, Йүсүп билән көрүшти. | |
Gene | UyCyr | 43:16 | Биняминниң улар билән биллә кәлгәнлигини көргән Йүсүп, мал-мүлкини башқурғучи ғоҗидарға: — Бу кишиләрни өйүмгә елип бар, улар чүшлүк тамақта мән билән биллә болиду. Силәр бир мал союп, зияпәт тәйярлаңлар, — деди. | |
Gene | UyCyr | 43:18 | Улар ғоҗидар тәрипидин Йүсүпниң өйигә башлап берилғанлиғидин интайин қорқушуп: «Бизни чоқум алдинқи қетим тағарлиримизда қайтурулған пуллар сәвәвидин бу йәргә елип кәлди. Еһтимал, улар бизгә туюқсиз һуҗум қилип, ешәклиримизни тартивелип, бизни қул қилиши мүмкин!» — дейишти | |
Gene | UyCyr | 43:21 | Өйгә қайтиш йолумизда қонидиған йәргә келип тағарларни ачсақ, пуллиримизниң тағарда өз пети турғанлиғини көрдуқ. Һазир бу пулларни қайтуруп бериш үчүн әкәлдуқ. | |
Gene | UyCyr | 43:22 | Буниңдин башқа биз йәнә ашлиқ сетивалидиғанғиму пул әкәлдуқ. Алдинқи қетим тағарлиримизға пулларни ким селип қойдикин билмидуқ, — дейишти. | |
Gene | UyCyr | 43:23 | Ғоҗидар уларға: — Қорқмаңлар! Қорқмаңлар! Пуллириңларни мән тапшуруп алған едим. Уни тағарлириңларға чоқум Худа, йәни атаңлар етиқат қилип кәлгән Худа селип қойған охшайду, — деди. Андин у Шимонни зиндандин елип чиқип, уларға тапшуруп бәрди. | |
Gene | UyCyr | 43:24 | Ғоҗидар уларни Йүсүпниң өйигә башлап, путлирини жуюшқа су, ешәклиригә болса йәм бәрди. | |
Gene | UyCyr | 43:25 | Улар соғилирини тәйярлап, чүштә Йүсүп кәлгәндә униңға тәғдим қилишни күтүп турди. Чүнки улар Йүсүп билән тамақта биллә болидиғанлиғи тоғрисидики хәвәрни аңлиған еди. | |
Gene | UyCyr | 43:26 | Йүсүп өйгә кәлгәндә, улар башлирини йәргә тәккичә егип тазим қилип, соғилирини сунди. | |
Gene | UyCyr | 43:27 | Йүсүп улар билән саламлашқандин кейин: — Силәр маңа қерип қалған атаңлар тоғрилиқ гәп қилған едиңлар. У киши қандақ, һаятму? — дәп сориди. | |
Gene | UyCyr | 43:28 | Улар җававән: — Мөмүн қуллириниң атиси һаят вә яхши туруватиду, — дәп башлирини қайта йәргә тәккичә егип тазим қилди. | |
Gene | UyCyr | 43:29 | Йүсүп бир анидин болған өз иниси Биняминни көрүп: — Силәр маңа ейтқан һелиқи әң кичик иниңлар мошуму? Әй оғлум, Худа саңа бәхит ата қилғай, — деди. | |
Gene | UyCyr | 43:30 | Йүсүп өз инисиға болған қайнақ меһир һиссиятини басалмай, көпчиликниң алдида үн селип жиғлавәткидәк болуп кәтти. Шуңа уларниң йенидин чиқип, өз һоҗрисиға кирип, бир һазағичә көз йеши қилди. | |
Gene | UyCyr | 43:31 | Андин у үзини жуюп, һиссиятини бесип, қайтип кирип, хизмәтчилиригә тамақ әкиришкә буйриди. | |
Gene | UyCyr | 43:32 | Йүсүп өзи ялғуз бир дәстиханда, қериндашлири айрим бир дәстиханда олтарди. Зияпәттә биллә болған мисирлиқлар йәнә бир дәстиханда олтарди. Чүнки мисирлиқлар ибранийлар билән бир дәстиханда олтиришни төвән көрәтти. | |
Gene | UyCyr | 43:33 | Йүсүп қериндашлирини өзигә қаритип чоң-кичик тәртиви бойичә олтарғузди. Буни көргән ака-укилири аң-таң болғинидин бир-биригә қаришип қоюшатти. | |