Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 41
Gene UyCyr 41:1  Икки жилдин кейин Мисир падишаси мундақ бир чүш көрди: Чүшидә у Нил дәриясиниң бойида турупту.
Gene UyCyr 41:2  Йәттә сағлам һәм семиз кала дәриядин чиқип, қирғақтики қомучлуқта отлапту.
Gene UyCyr 41:3  Арқидин сәт вә қотур йәттә кала чиқип, қирғақтики йәттә семиз калиниң йенида турупту.
Gene UyCyr 41:4  Бу йәттә қотур кала һелиқи йәттә семиз калини йәветипту, у чағда падиша ойғинип кетипту.
Gene UyCyr 41:5  У қайта уйқиға кетип, йәнә бир чүш көрди: У бир түп буғдайниң толуқ вә йетилгән йәттә данә башақ чиқарғанлиғини көрүпту.
Gene UyCyr 41:6  Кәйнидин һелиқи буғдай йәнә иссиқ шамалдин солишип қалған дансиз йәттә башақ чиқирипту.
Gene UyCyr 41:7  Бу йәттә башақ һелиқи толуқ йетилгән йәттә башақни жутуветипту. Падиша ойғанса, бу чүши екән.
Gene UyCyr 41:8  Таң атқанда падиша беарам болуп, адәм әвәтип, Мисирдики пүтүн тәбирчиләр билән данишмәнләрни чақиртип, чүшлирини уларға ейтип бәрди. Лекин униң чүшлиригә һеч ким тәбир берәлмиди.
Gene UyCyr 41:9  Бу чағда баш шарап қуйғучи падишаға мундақ деди: — Бүгүн ойлап бақсам, мениң өткүзгән хаталиғим есимгә кәлди.
Gene UyCyr 41:10  Бир қетим җанаплири бизгә қаттиқ ғәзәплинип, баш навай билән мени ясавул мәһкимисидики зинданға қамитип қойған едила.
Gene UyCyr 41:11  Бир күни кечидә биз иккилимиз чүш көрүптуқ. Көргән чүшлиримизниң мәнаси охшиматти.
Gene UyCyr 41:12  У чағда бир ибраний яш жигит биз билән бир зинданда еди. У әслидә ясавул бегиниң хизмәткари екән. Иккимиз чүшүмизни униңға ейтип бәрсәк, у чүшүмизгә тәбир бәргән еди.
Gene UyCyr 41:13  Нәтиҗидә ишлар дәл униң тәбиридәк болуп чиқти. Җанаплири мениң мәнсивимни әслигә кәлтүрүп, баш навайни дарға астила.
Gene UyCyr 41:14  Падиша Йүсүпни чақирип келишкә адәм әвәтти. Улар дәрһал берип, уни зиндандин чиқирип, чач-сақаллирини чүшәртип, кийим­лирини йеңилап, падишаниң алдиға елип кәлди.
Gene UyCyr 41:15  Падиша униңға: — Мән бир чүш көргән едим. Чүшүмгә һеч ким тәбир берәлмиди. Бирақ аңлишимчә, сән тәбир берәләйдикәнсән, — деди.
Gene UyCyr 41:16  Йүсүп: — Җанаплири, мән шәхсән өзәм чүшкә тәбир берәлмәймән, лекин Худа өзлиригә яхши тәбир бериду, — дәп җавап бәрди.
Gene UyCyr 41:17  Падиша мундақ деди: — Чүшүмдә мән Нил дәриясиниң бойида туруптимишмән.
Gene UyCyr 41:18  Йәттә сағлам һәм семиз кала дәриядин чиқип, қирғақтики қомучлуқта отлавататти.
Gene UyCyr 41:19  Арқидин йәнә йәттә сәт қотур вә оруқ кала дәриядин чиқти. Мән бурун Мисирда бундақ қорқунучлуқ кала көрүп бақмиған едим.
Gene UyCyr 41:20  Бу қотур калилар һелиқи семиз калиларни йәвәтти,
Gene UyCyr 41:21  лекин йәнила бурунқидәк сәт едики, семиз калиларни йәвәткәндәк турматти. Бу чағда мән ойғинип кәттим.
Gene UyCyr 41:22  Кәйнидин йәнә бир чүш көрдүм. Чүшүмдә бир түп буғдай йәттә данә толуқ вә йетилгән башақ чиқарди.
Gene UyCyr 41:23  Кәйнидин йәнә йәттә данә иссиқ шамалдин солишип кәткән аҗиз вә дансиз башақ чиқарди.
Gene UyCyr 41:24  Бу дансиз башақлар һелиқи толуқ йетилгән данлиқ башақларни жутувәтти. Мән бу чүшни тәбирчиләргә ейтип бәргән едим, лекин һеч ким тәбир берәлмиди.
Gene UyCyr 41:25  Йүсүп падишаға мундақ деди: — Бу икки чүшниң мәнаси бирдур. Худа Өзи қилмақчи болған ишларни җанаплириға алдин-ала билдүрүпту.
Gene UyCyr 41:26  Йәттә семиз кала йәттә жилни көрситиду. Толуқ йетилгән йәттә башақму йәттә жилни көрситиду. Бу икки чүшниң мәнаси охшаш.
Gene UyCyr 41:27  Кәйнидин чиққан йәттә қотур кала билән иссиқ шамалдин солишип кәткән йәттә дансиз башақ болса, йәттә ачарчилиқ жилни көрситиду.
Gene UyCyr 41:28  Демәк, мән һели өзлиригә дегинимдәк, Худа Өзи қилмақчи болған ишларни җанаплириға алдин-ала көрситипту.
Gene UyCyr 41:29  Пүтүн Мисирда мисли көрүлмигән йәттә баяшәтчилик жил болиду.
Gene UyCyr 41:30  Кәйнидин йәттә ачарчилиқ жил болуп, пүткүл Мисирни ачарчилиқ қаплап, илгирики баяшәт жилларни кишиләрниң ядидин чиқириветиду.
Gene UyCyr 41:31  Ачарчилиқ апити шундақ қаттиқ болидуки, кишиләр бурунқи баяшәт жилларни унтуп кетиду.
Gene UyCyr 41:32  Җанаплириниң охшаш икки чүш көрүшлири, Худаниң бу ишларни пат арида җәзмән әмәлгә ашуридиғанлиғини билдүриду.
Gene UyCyr 41:33  Шуниң үчүн җанаплириниң дөләтни башқурушқа әқил-парасәтлик вә жирақни көрәләйдиған бир кишини қоюшлирини
Gene UyCyr 41:34  һәм әмәлдарларни таллап, йәттә баяшәтчилик жиллирида пүтүн мәмликәттики деханчилиқ мәһсулатлириниң бәштин бирини жиғивелишлирини,
Gene UyCyr 41:35  шундақла уларға кәлгүсидики баяшәтчилик жиллирида һәр хил ашлиқни топлап, һәр қайси шәһәрләрдә ашлиқ сақлаш һоқуқини беришлирини вә ашлиқ ихтисат қилиш тоғрисида әмир чүшириш тәкливини беримән.
Gene UyCyr 41:36  Кәйни-кәйнидин келидиған йәттә ачарчилиқ жилида бу запас ашлиқ пүтүн мәмликәт хәлқини тәминләп, хәлиқни ач қелип өлүп кетиштин сақлап қалиду.
Gene UyCyr 41:37  Падиша вә униң әмәлдарлири Йүсүпниң бу тәкливини қоллап-қувәтлиди.
Gene UyCyr 41:38  Шуниң билән падиша әмәлдарлириға: — Биз бу ишни башқурушқа Йүсүптинму лайиқ кишини тапалмаймиз, чүнки униңда Худаниң Роһи бар екән! — деди.
Gene UyCyr 41:39  Андин падиша Йүсүпкә: — Худа бу ишларни саңа уқтурған екән, сән чоқум һәммимиздин әқиллиқ вә жирақни көрәләйсән.
Gene UyCyr 41:40  Мән сени мәмликитимни башқу­рушқа тайинлаймән. Пүтүн хәлқим сениң әмриңгә бойсуниду. Мәмликитимдә пәқәт мениң һоқуқумла сәндин жуқури болиду.
Gene UyCyr 41:41  Һазирдин башлап сени Мисирниң баш вәзирлигигә тайинлидим, — деди.
Gene UyCyr 41:42  Буниң билән падиша өз бармиғидики мөрлүк үзүкни чиқирип, Йүсүпниң қолиға салди вә учисиға кәндир рәхттин тоқулған есил тон кийдүрүп, бойниға алтун зәнҗир есип қойди.
Gene UyCyr 41:43  У йәнә Йүсүпни ординиң вәзирлик һарвусиға олтарғузди. Һарвуниң алдида йол башлап кетиватқан муһапизәтчиләр йол бойидики кишиләрни униңға тазим қилишқа буйриди. Шундақ қилип, Йүсүп баш вәзирликкә тайинлинип, пүтүн мәмликәт­ни башқурди.
Gene UyCyr 41:44  Падиша Йүсүпкә: — Мән болсам падиша. Лекин Мисирда сениң рухситиңсиз һәр қандақ адәмниң мидир-сидир қилишиға рухсәт йоқ! — деди.
Gene UyCyr 41:45  Падиша Йүсүпкә мисирчә Зафанат-Панеаһ дәп исим қойди вә униңға Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенатни хотунлуққа елип бәрди. Йүсүп Мисир падишасиниң хизмитини қилишқа башлиған вақтида оттуз яшта еди. У падиша ордисидин чиқип, Мисирниң һәр қайси җайлирини көздин кәчүрди.
Gene UyCyr 41:46  Падиша Йүсүпкә мисирчә Зафанат-Панеаһ дәп исим қойди вә униңға Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенатни хотунлуққа елип бәрди. Йүсүп Мисир падишасиниң хизмитини қилишқа башлиған вақтида оттуз яшта еди. У падиша ордисидин чиқип, Мисирниң һәр қайси җайлирини көздин кәчүрди.
Gene UyCyr 41:47  Йәттә баяшәтчилик жили мәзгилидә деханчилиқ мәһсулатидин мол һосул елинди.
Gene UyCyr 41:48  Йүсүп ашлиқни топлап, һәр қайси шәһәрләрдә запас ашлиқ мәркизини қуруп, әтраптики җайлардин жиғивелинған ашлиқни қуйди.
Gene UyCyr 41:49  Жиғилған ашлиқниң көплүги деңиз бойидики қумдәк һәдди-һесапсиз болғачқа, уни һесаплаш мүмкин әмәс еди.
Gene UyCyr 41:50  Ачарчилиқ жиллири йетип келиштин илгири Йүсүпниң аяли, йәни Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенат униңға икки оғул туғуп бәрди.
Gene UyCyr 41:51  Йүсүп: «Худа пүткүл дәрдимни вә атамниң аилисини көңлүмдин көтиривәтти», дәп тунҗа оғлиға Манассә дәп исим қойди.
Gene UyCyr 41:52  У иккинчи оғлиға: «Худа мени азап-оқубәтлик йәрдә пәрзәнткә ериштүрди», дәп Әфраим дәп исим қойди.
Gene UyCyr 41:53  Мисирлиқлар һөзүрләнгән йәттә баяшәт жил аяқлашти.
Gene UyCyr 41:54  Йүсүп алдин-ала ейтқандәк, йәттә ачарчилиқ жил арқа-арқидин кәлди. Әтраптики һәммә дөләтләрдиму ачарчилиқ йүз бәргән еди, лекин Мисирниң һәммә йеридә ашлиқ тепилатти.
Gene UyCyr 41:55  Мисирлиқлар ачарчилиқта қалай дегәндә, улар падишаға ялвуруп, ашлиқ тәләп қилди. Падиша уларға Йүсүпниң йениға беришни вә һәммә ишта униң орунлаштурушиға бойсунушни буйриди.
Gene UyCyr 41:56  Ачарчилиқ барғансири еғирлишип, Мисирниң һәммә йерини қаплашқа башлиди. Шуңа Йүсүп пүткүл ашлиқ амбарлирини ечип, запас ашлиқларни мисирлиқларға сетип бәрди.
Gene UyCyr 41:57  Әтраптики дөләтләрдики кишиләрму келишип, Йүсүптин ашлиқ сетивалди, чүнки һәммә йәрдә ачарчилиқ болуп, әһвал интайин еғир еди.