Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 9
Gene UyCyr 9:1  Худа Нуһ вә униң оғуллириға бәхит ата қилип мундақ деди: — Силәр нәслиңларни көпәйтиңлар, уруқ-әвладиңлар пүтүн дунияға тарқалсун.
Gene UyCyr 9:2  Йәр йүзидики барлиқ чоң-кичик һайванатлар, учар қанатлар вә белиқлар силәрдин қорқуп, силәрниң башқурушуңларда болиду.
Gene UyCyr 9:3  Бурун силәргә озуқлуқ үчүн көктатларни бәргинимдәк, әнди силәргә һәммә һайванатларниму беримән.
Gene UyCyr 9:4  Лекин силәр қени бар гөшни һәргиз йемәңлар, чүнки җан қандидур.
Gene UyCyr 9:5  Буниңдин башқа, қан төкүлүш болса, чоқум һесап алимән. Һәр қандақ бир һайван адәм өлтүрсә, униңдинму һесап алимән. Кимду-ким адәм өлтүрсә, униму өлүмгә мәһкүм қилимән.
Gene UyCyr 9:6  Мән адәмни Өзәмгә охшайдиған қилип яраттим, Шуниң үчүн кимки башқа бир адәмниң қенини төксә, Униң қениму башқилар тәрипидин төкүлиду.
Gene UyCyr 9:7  Силәр нәслиңларни көпәйтиңлар. Силәрниң уруқ-әвладиңлар пүтүн дунияни қаплисун.
Gene UyCyr 9:8  Андин Худа Нуһ вә униң оғуллириға мундақ деди: — Мән әнди силәр вә силәрниң уруқ-әвлатлириңлар билән һәм йәр йүзидики барлиқ һайванатлар, йәни силәр билән биллә кемидин чиққан һәр бир өй һайванлири, явайи һайванатлар вә учар қанатлар билән келишим түзимән.
Gene UyCyr 9:9  Андин Худа Нуһ вә униң оғуллириға мундақ деди: — Мән әнди силәр вә силәрниң уруқ-әвлатлириңлар билән һәм йәр йүзидики барлиқ һайванатлар, йәни силәр билән биллә кемидин чиққан һәр бир өй һайванлири, явайи һайванатлар вә учар қанатлар билән келишим түзимән.
Gene UyCyr 9:10  Андин Худа Нуһ вә униң оғуллириға мундақ деди: — Мән әнди силәр вә силәрниң уруқ-әвлатлириңлар билән һәм йәр йүзидики барлиқ һайванатлар, йәни силәр билән биллә кемидин чиққан һәр бир өй һайванлири, явайи һайванатлар вә учар қанатлар билән келишим түзимән.
Gene UyCyr 9:11  Силәргә вәдә беримәнки, пүткүл җанлиқлар һәргиз топан билән қайта йоқитилмайду, йәр йүзини харап қилидиған топан иккинчи кәлмәйду.
Gene UyCyr 9:12  Мән силәр вә барлиқ җанлиқлар билән мәңгүлүк бир келишимни түздүм. Бу келишимниң бәлгүси — асманда көрүнидиған һасан-һүсәндур.
Gene UyCyr 9:13  Мән силәр вә барлиқ җанлиқлар билән мәңгүлүк бир келишимни түздүм. Бу келишимниң бәлгүси — асманда көрүнидиған һасан-һүсәндур.
Gene UyCyr 9:14  Мәйли қачан болмисун, ямғурдин кейин асмандики булутлар арисида һасан-һүсәнни көргинимдә, Өзәмниң силәр вә пүткүл җанлиқлар билән түзгән келишимимни есимгә алимән. Топан барлиқ җанлиқларни қайта йоқатмайду.
Gene UyCyr 9:15  Мәйли қачан болмисун, ямғурдин кейин асмандики булутлар арисида һасан-һүсәнни көргинимдә, Өзәмниң силәр вә пүткүл җанлиқлар билән түзгән келишимимни есимгә алимән. Топан барлиқ җанлиқларни қайта йоқатмайду.
Gene UyCyr 9:16  Һасан-һүсәнниң булутлар арисида пәйда болуши Өзәмниң силәр вә йәр йүзидики пүткүл җанлиқлар билән түзгән мәңгүлүк келишимимни есимгә кәлтүриду.
Gene UyCyr 9:17  Һасан-һүсән Мениң барлиқ җанлиқлар билән түзгән келишимимниң бәлгүси болсун.
Gene UyCyr 9:18  Кемидин чиққан Нуһниң оғуллири: Сам, Һам вә Япәтләр еди. (Һам қананлиқларниң бовиси.)
Gene UyCyr 9:19  Дунияға тарқалған һәммә хәлиқләр Нуһниң бу үч оғлиниң әвлатлиридур.
Gene UyCyr 9:20  Нуһ дехан болуп, үзүмзарлиқ йетиштүргән биринчи киши еди.
Gene UyCyr 9:21  Бир қетим у шарап ичип мәс болуп қелип, кийим-кечәклирини селиветип, чедирида ятатти.
Gene UyCyr 9:22  Қананниң атиси болған Һам атисиниң қеп-ялиңачлиғини көрүп қелип, бу ишни икки қериндишиға ашкарилап қойди.
Gene UyCyr 9:23  Сам билән Япәт учисиға бир узун чапан йепинчақлап, чедирниң ичигә кәйничә меңип кирип, чапанни атисиға йепип қойди. Улар йүзини алди тәрәпкә қилип, атисиниң ялиңач тенигә қаримиди.
Gene UyCyr 9:24  Нуһ ойғинип, кәнҗә оғли Һамниң қилғанлирини билип,
Gene UyCyr 9:25  униң оғли Қананға ләнәт ейтип мундақ деди: «Қананға ләнәт яққай! У қериндашлириниң әң төвән қули болғай.
Gene UyCyr 9:26  Пәрвәрдигар — Сам етиқат қилған Худа мәдһийиләнгәй! Қананниң әвлади Самниң әвладиға қул болғай.
Gene UyCyr 9:27  Худа Япәтни гүлләп яшнатқай. Униң әвлади Самниң әвлади билән биллә инақ яшиғай. Қананниң әвлади Япәтниң әвладиға қул болғай».
Gene UyCyr 9:28  Топандин кейин Нуһ йәнә үч йүз әллик жил өмүр сүрди.
Gene UyCyr 9:29  У тоқ­­қуз йүз әллик йешида аләмдин өтти.