GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 16
Gene | UyCyr | 16:1 | Ибрамниң аяли Сараһ туғмас еди. Бирақ униң Һәҗәр исимлиқ мисирлиқ бир қиз хизмәткари бар еди. | |
Gene | UyCyr | 16:2 | Сараһ Ибрамға: — Пәрвәрдигар мени туғмас яритипту, әнди сиз мениң қиз хизмәткарим билән бир ястуққа баш қоюң! Бәлким у маңа бир оғул туғуп берәр, — деди. Ибрам Сараһниң бу сөзигә қошулди. | |
Gene | UyCyr | 16:3 | Шуниң билән Сараһ Һәҗәрни Ибрамға кичик хотунлуққа бәрди. (Бу вақиә Ибрам Қананда он жил турғанда йүз бәрди.) | |
Gene | UyCyr | 16:4 | Ибрам Һәҗәр билән биллә болғандин кейин, Һәҗәр һамилдар болуп қалди. У өзиниң һамилдар болғанлиғини сезип, мәғрурлинип, Сараһни көзгә илмайдиған болуп қалди. | |
Gene | UyCyr | 16:5 | Сараһ Ибрамға: — Һәммини қилған сән! Мән Һәҗәрни саңа қошуп қойған. Әндиликтә у өзиниң һамилдарлиғини билипла, мени көзгә илмайдиған болувалди. Сениң яки мениң тоғра екәнлигигә Пәрвәрдигар Өзи һөкүм қилсун! — деди. | |
Gene | UyCyr | 16:6 | Ибрам: — У сениң хизмәткариң, у сениң илкиңдә. Униңға қандақ муамилә қилиш сениң ихтияриң, — дәп җавап бәрди. Буниң билән Сараһ Һәҗәрни бозәк қилди, шуңа Һәҗәр Ибрамниң өйидин қечип кәтти. | |
Gene | UyCyr | 16:7 | Периштәниң қияпитидә көрүнгән Пәрвәрдигар Һәҗәрни чөлдики бир булақниң йенида көрди. Булақ Шур дегән йәргә баридиған йолниң бойида еди. | |
Gene | UyCyr | 16:8 | Периштә униңдин: — Әй Сараһниң хизмәткари Һәҗәр, сән қәйәрдин кәлдиң? Нәгә кетиватисән? — дәп сориди. — Мән аял ғоҗайиним Сараһниң йенидин қечип чиқтим, — дәп җавап бәрди Һәҗәр. | |
Gene | UyCyr | 16:9 | Периштә униңға: — Сән аял ғоҗайиниңниң йениға қайтип берип, униңға бойсунғин, — деди. | |
Gene | UyCyr | 16:10 | Периштә йәнә мундақ деди: — Мән сениң әвладиңни шундақ көпәйтимәнки, уларни һеч ким саналмайдиған қилимән. | |
Gene | UyCyr | 16:11 | Сән һамилдар болуп, бир оғул туғисән, исмини Исмаил қойғин, чүнки сениң дат-пәриядиң Пәрвәрдигарға йәтти. | |
Gene | UyCyr | 16:12 | Сениң оғлуңниң мүҗәзи бир явайи ешәккә охшайду. Һәммә йәргә берип кишиләр билән җедәл чиқириду. Кишиләрму униңға қаршилиқ көрситиду. У туққанлириға өчмәнлик қилип яшайду. | |
Gene | UyCyr | 16:13 | Һәҗәр өз-өзигә: «Мән расттинла маңа ғәмхорлуқ қилған Худани көрдүм!» деди. Шуниң билән у өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни «Ел-роа» дәп атиди. | |
Gene | UyCyr | 16:14 | Шуңа кишиләр у булаққа Беер-лаһайрой дәп нам қойди. Бу булақ һазирму Кадеш билән Бәрәд шәһириниң оттурисидидур. | |