GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 8
Gene | UyCyr | 8:1 | Шундақ болсиму, Худа Нуһни вә кемидә униң билән биллә болған барлиқ һайванатларни унтуп қалмиди. У йәр йүзидә шамал чиқарған еди, су пәсийишкә башлиди. | |
Gene | UyCyr | 8:4 | Йәттинчи айниң он йәттинчи күни кемә Арарат тағ тизмилиридики бир тағниң үстидә олтирип қалди. | |
Gene | UyCyr | 8:7 | бир қарғини қоюп бәрди. Бу қарға таки йәрдики су қуруп кәткичә, кеминиң әтрапида айлинип жүрди. | |
Gene | UyCyr | 8:8 | Шуниң билән бир вақитта Нуһ суниң йәр йүзидин янған яки янмиғанлиғини билиш үчүн, бир кәптәрни қоюп бәргән еди. | |
Gene | UyCyr | 8:9 | Лекин йәр йүзини техичә су қаплап турғачқа, кәптәр қонғидәк җай тапалмай қайтип кәлди. Нуһ қолини сунуп, уни тутуп кемигә әкиривалди. | |
Gene | UyCyr | 8:11 | Кәчқурун һелиқи кәптәр тумшуғида йеңи зәйтун йопурмиғини чишлигән һалда Нуһниң йениға қайтип кәлди. Нуһ шуниңдин суниң йәр йүзидин асасий җәһәттин янғанлиғини билди. | |
Gene | UyCyr | 8:13 | Нуһ алтә йүз бир яшқа киргән жили биринчи айниң биринчи күни топан йәр йүзидин пүтүнләй йенип болди. Нуһ кеминиң қапқиғини ечип, өп-чөрисигә қарап, йәр йүзиниң қурушқа башлиғанлиғини көрди. | |
Gene | UyCyr | 8:17 | Йениңдики барлиқ мәхлуқлар, йәни учар қанатлар вә чоң-кичик һайванатларни елип чиқ. Улар йәр йүзидә йәнә көпийип, зиминға таралсун, — деди. | |
Gene | UyCyr | 8:19 | Йәр йүзидики барлиқ җанлиқлар, йәни чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатлар өз түрлири билән топ-топ болушуп, кемидин чиқишти. | |
Gene | UyCyr | 8:20 | Нуһ Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписини ясап, «һалал» дәп бәкитилгән һайванат вә учар қанатларниң һәр түридин таллап союп, қурванлиқ сүпитидә көйдүрүвәтти. | |
Gene | UyCyr | 8:21 | Пәрвәрдигар қурванлиқтин мәмнун болуп, көңлидә: «Инсанларниң қилмишлири үчүн йәргә қайта ләнәт ейтмаймән. Инсанларниң кичигидин тартип нийитиниң пүтүнләй яманлиғини билимән. Шундақ болсиму, йәр йүзидики барлиқ җанлиқларни һәргиз бу қетимқидәк қайта йоқитивәтмәймән. | |