GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 48
Gene | UyCyr | 48:1 | Бир мәзгилдин кейин Йүсүпкә атисиниң ағрип қалғанлиғи тоғрисидики хәвәр йәтти. Шуңа Йүсүп икки оғли Манассә билән Әфраимни елип, атисиниң йениға барди. | |
Gene | UyCyr | 48:2 | Яқуп оғли Йүсүпниң кәлгәнлигини аңлап, ятқан орнидин күчиниң баричә күчәп туруп, аран олтарди. | |
Gene | UyCyr | 48:3 | Яқуп Йүсүпкә: — Һәммигә қадир Худа Қанандики Луз дегән йәрдә маңа көрүнүп, маңа бәхит ата қилған еди. | |
Gene | UyCyr | 48:4 | У маңа: «Мән сениң әвлатлириңни көпәйтип, уларни нурғун милләт қилимән вә бу зиминни сениң әвлатлириңға мәңгү зиминлиққа беримән» дегән еди, — деди. | |
Gene | UyCyr | 48:5 | Яқуп йәнә: — Әй Йүсүп, мән Мисирға кәлмәй туруп, сән бу йәрдә икки оғул тепипсән. Бу икки оғул, йәни Әфраим билән Манассә, Рубен билән Шимонға охшаш мениң оғуллирим һесаплансун. | |
Gene | UyCyr | 48:6 | Башқа бала тапсаң, өзәңниң болсун. Улар кәлгүсидә мирасхорлуқ қилидиған йәр Әфраим билән Манассәниң зимини ичидә болсун. | |
Gene | UyCyr | 48:7 | Бундақ қилишимдики мәхсәт, анаң Раһиләниң сәвәвидиндур. Мән Паддан-Аррамдин қайтип кәлгинимдә, анаң Қанан районидики Әфратаға баридиған йол бойида мени һәсрәттә қалдуруп вапат болди. Мән уни шу йәрдила дәпнә қилған едим, — деди. (Әфрата һазир Бәйтләһәм дәп атилиду.) | |
Gene | UyCyr | 48:9 | Йүсүп: — Мениң оғуллирим. Мән Мисирға кәлгәндин кейин, Худа маңа бәргән балилар, — дәп җавап бәрди. Исраил йәнә: — Уларни йенимға әкәл, уларға дуа қилай, — деди. | |
Gene | UyCyr | 48:10 | Исраил қерип кәткәнлиги үчүн, көзи торлишип, яхши көрмәтти. Йүсүп балилирини униң алдиға елип кәлди. Исраил уларни қучақлап, сөйүп қоюп, | |
Gene | UyCyr | 48:11 | Йүсүпкә: — Әсли сени қайта көримән, дәп ойлимиған едим. Мана әнди Худа маңа сениң оғуллириңниму көрсәтти! — деди. | |
Gene | UyCyr | 48:12 | Йүсүп Исраилниң тизидин икки оғлини йәргә чүширип, өзи атисиниң алдида беши йәргә тәккидәк егип тазим қилди. | |
Gene | UyCyr | 48:14 | Лекин Исраил икки қолини алмаштуруп, оң қолини кичик нәвриси Әфраимниң бешиға, сол қолини чоң нәвриси Манассәниң бешиға қоюп, | |
Gene | UyCyr | 48:15 | Йүсүпкә бәхит тиләп, мундақ дуа қилди: «Бовилирим Ибраһим билән Исһақ йеқин әгәшкән Худа Бу икки нәврәмни бәхитлик қилғай. Мени бүгүнгичә йетәкләп кәлгән Худа Уларға бәхит ата қилғай. | |
Gene | UyCyr | 48:16 | Мени пүтүн бала-қазалардин қутқузған периштә Уларға бәхит ата қилғай. Мениң намим, ата-бовам Ибраһим билән Исһақниң нами Бу балилар арқилиқ мәңгү давамлашқай. Улар нурғун әвлатлиқ болуп, йәр йүзидә гүлләп яшниғай». | |
Gene | UyCyr | 48:17 | Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп, көңлидә нарази болған еди. Шуңа у атисиниң оң қолини Әфраимниң бешидин Манассәниң бешиға йөткәп қоймақчи болуп, | |
Gene | UyCyr | 48:18 | атисиға: — Ата, бу ишиңиз тоғра болмиди, чоңи бу. Оң қолуңизни униң бешиға қойғайсиз! — деди. | |
Gene | UyCyr | 48:19 | Атиси рәт қилип: — Әй оғлум, билимән, билимән. Манассәниң әвлатлириму чоң хәлиқ болиду, лекин иниси униңдинму күчлүк болиду. Инисиниң әвлатлири ронақ тапқан көп хил хәлиқләргә айлиниду! — деди. | |
Gene | UyCyr | 48:20 | У күни Исраил уларға бәхит тиләп, мундақ дуа қилди: «Кәлгүсидә Исраилниң әвлатлири кишиләргә хәйирлик дуа қилғанда, мундақ десун: ‹ Худа силәрни Әфраим билән Манассәгә охшаш бәхитлик қилғай! › » Шундақ қилип, Яқуп Әфраимни униң акиси Манассәдин жуқури орунға қойди. | |
Gene | UyCyr | 48:21 | Кейин Исраил Йүсүпкә: — Мениң аләмдин өтүшүмгә аз қалғанлиғини билисән, лекин Худа җәзмән силәргә яр болуп, силәрни ата-бовилириңларниң зиминиға қайтуруп кетиду. | |