GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 39
Gene | UyCyr | 39:1 | Исмаил қәбилисидики содигәрләр Йүсүпни Мисирға әкелип, Мисир падишасиниң бир әмәлдари — ясавуллар башлиғи Потифарға сатқан еди. | |
Gene | UyCyr | 39:2 | Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилди. У мисирлиқ ғоҗайининиң өйидә турди. | |
Gene | UyCyr | 39:3 | Потифар Пәрвәрдигарниң Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилғанлиғини байқиди. | |
Gene | UyCyr | 39:4 | Потифар униңдин рази болуп, уни шәхсий ярдәмчи қилип, аилә ишлири вә пүткүл тәәллуқатини башқурушқа тайинлиди. | |
Gene | UyCyr | 39:5 | Шу вақиттин башлап Пәрвәрдигар Потифарниң пүтүн аилисигә, мал-чарвилириға вә териқчилиғиға бәхит ата қилди. | |
Gene | UyCyr | 39:6 | Потифар һәммини Йүсүпниң башқурушиға тапшуруп, өзиниң йемәк-ичмигидин башқа, һеч иш билән кари болмайдиған болди. Йүсүп келишкән, чирайлиқ жигит еди. | |
Gene | UyCyr | 39:7 | Узун өтмәй униңға ғоҗайининиң аялиниң көзи чүшүп қелип, униңға: — Кәл, мән билән бир орунда ят! — деди. | |
Gene | UyCyr | 39:8 | Йүсүп рәт қилип: — Ойлап көрүң, ғоҗайиним барлиқ тәәллуқатини мениң башқурушумға тапшурди. Мән болғачқа, у пүтүн аилә ишлириға баш қатурмайду. | |
Gene | UyCyr | 39:9 | Бу аилидә мән униңға охшаш һоқуқлуқ. Сиздин башқа һәммини маңа тапшурди. Сиз униң аяли турсиңиз, мән қандақму бундақ әхлақсиз ишни қилип, Худаниң алдида гунакар болай? — деди. | |
Gene | UyCyr | 39:10 | Потифарниң аяли һәр күни шерин сөзләр билән Йүсүпни өзигә қаратсиму, Йүсүп униң билән бир орунда ятмақ түгүл, униң билән бир йәрдә олтиришниму рәт қилип кәлди. | |
Gene | UyCyr | 39:12 | Потифарниң аяли Йүсүпниң тониға есиливелип: — Кәлгин, бир орунда ятайли! — деди. Бирақ Йүсүп қечип, ташқириға чиқип кәтти. Тони болса, аялниң қолида қалди. | |
Gene | UyCyr | 39:14 | чуқан селип, өй хизмәтчилирини чақирип, уларға: — Қараңлар, ерим әкәлгән ибраний қул бизгә һақарәт кәлтүрди. У мениң һоҗрамға кирип, номусумға тәгмәкчи болған еди, мән авазимниң баричә вақиридим. | |
Gene | UyCyr | 39:15 | У мениң вақириғинимни аңлап, тонини елишқиму үлгирәлмәй, қечип чиқип кәтти, — деди. | |
Gene | UyCyr | 39:17 | Ери кәлгәндә, униңға мундақ деди: — Сиз әкәлгән һелиқи ибраний қул мениң һоҗрамға кирип, маңа һақарәт кәлтүрди. | |
Gene | UyCyr | 39:19 | Йүсүпниң ғоҗайини аялиниң: «Сениң қулуңниң маңа қилған муамилиси мана!» дегән сөзини аңлап, интайин ғәзәпләнди. | |
Gene | UyCyr | 39:20 | У Йүсүпни тутуп, орда зинданиға қамап қойди. Буниң билән Йүсүп у йәрдә қамақта болуп қалди. | |
Gene | UyCyr | 39:21 | Лекин Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униңға меһир-шәпқәт көрсәтти. Шуңа зиндан башқурғучи уни яхши көрүп қелип, | |
Gene | UyCyr | 39:22 | уни зиндандики башқа җинайәтчиләрни башқуруш вә зиндан ишлириға җавапкәр болушқа тайинлиди. | |