GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 38
| Gene | UyCyr | 38:1 | Шу күнләрдә Йәһуда өз қериндашлириниң йенидин кетип, Адуллам йезисидики Һира дегән кишиниң йениға чүшти. | |
| Gene | UyCyr | 38:5 | Кейин үчинчи оғлини туғди. Униң исмини Шалаһ дәп қойди. Шалаһ туғулғанда, улар Кәзип дегән йәрдә еди. | |
| Gene | UyCyr | 38:7 | Ерниң қилиғи Пәрвәрдигарниң нәзәридә яман болғачқа, Пәрвәрдигар униңму җенини алди. | |
| Gene | UyCyr | 38:8 | Бу чағда Йәһуда Ерниң иниси Онанға: — Сән берип йәңгәң билән өйлинип, акаңниң нәслини давамлаштур. Бу сениң қилишқа тегишлик борчуң, — деди. | |
| Gene | UyCyr | 38:9 | Лекин Онан туғулидиған бала өзиниң болмайдиғанлиғини билип, һәр қетим йәңгиси билән бир орунда ятқанда акисиға нәсил қалдурмаслиқ үчүн, мәхсәтлик һалда уруқни йәргә ақтуруветәтти. | |
| Gene | UyCyr | 38:10 | Униң қилмишлири Пәрвәрдигарниң нәзәридә яман болғачқа, Пәрвәрдигар униңму җенини алди. | |
| Gene | UyCyr | 38:11 | Андин Йәһуда келини Тамарға: — Оғлум Шалаһ чоң болғичә, атаңниң өйидә тул олтирип турғин, — деди. У Шалаһниңму икки акисидәк өлүп кетишидин қорқуп, шундақ дегән еди. Шуңа Тамар атисиниң өйигә қайтип кәтти. | |
| Gene | UyCyr | 38:12 | Мәлум мәзгилдин кейин, Йәһуданиң аяли болған Шуаниң қизи аләмдин өтти. Қарилиқ тутуш вақти өткәндин кейин, у адулламлиқ дости Һира билән биллә Тимнаһ дегән йәргә барди. У йәрдә униң хизмәтчилири қой қирқивататти. | |
| Gene | UyCyr | 38:13 | Бири Тамарға қейинатисиниң Тимнаһ дегән йәргә қой қирқиғили баридиғанлиғини ейтқан еди. | |
| Gene | UyCyr | 38:14 | Буниңдин хәвәр тапқан Тамар тул хотунлуқ кийимини селиветип, башқа кийимләрни кийивелип, башқиларға өзини тонутмаслиқ үчүн үзигә пәрәнҗә тартип, Тимнаһ йоли үстидики Енаим шәһириниң дәрвазисиға берип олтарди. Чүнки у Йәһуданиң кичик оғли Шалаһ чоң болуп қалған болсиму, Йәһуданиң өзини униңға некалимайдиғанлиғиға көзи йәткән еди. | |
| Gene | UyCyr | 38:16 | Йәһуда униң өз келини екәнлигини билмәй, йолниң четигә берип, униңдин: — Немә тәләп қилисән? — дәп сориди. — Мән билән бир орунда ятсиңиз маңа немә берисиз? — деди Тамар. | |
| Gene | UyCyr | 38:17 | — Маллиримниң ичидин бир оғлақ әвәтип беримән, — дәп җавап бәрди у. — Хоп, оғлақни әкелип бәргичә, бирәр нәрсиңизни гөрүгә қоюп кетиң, — деди Тамар. | |
| Gene | UyCyr | 38:18 | — Гөрүгә немә тәләп қилисән? — дәп сориди у. Тамар: — Бойнуңизға есиқлиқ мөрүңиз билән қолуңиздики һасиңизни, — деди. Шуниң билән Йәһуда бу нәрсиләрни Тамарға берип, униң билән бир орунда ятти, Тамар һамилдар болуп қалди. | |
| Gene | UyCyr | 38:19 | Тамар атисиниң өйигә қайтип берип, үзидики пәрәнҗисини еливетип, туллуқ кийимлирини қайта кийивалди. | |
| Gene | UyCyr | 38:20 | Йәһуда дости Һирани у аялға бир оғлақ апирип берип, гөрүгә қойған нәрсилирини қайтуруп келишкә әвәтти. Лекин Һира уни тапалмиди. | |
| Gene | UyCyr | 38:21 | Һира Енаим шәһиридики кишиләрдин: — Бурун йол бойида турған һелиқи паһишә аял нәгә кәтти? — дәп сориди. Улар: — Бу йәрдә паһишә аял задила болуп бақмиған, — дәп җавап беришти. | |
| Gene | UyCyr | 38:22 | Һира Йәһуданиң йениға берип, униңға: — Уни тапалмидим. Униң үстигә шу йәрлик кишиләр: «Бу йәрдә паһишә аял болуп баққан әмәс!» дейишиду, — деди. | |
| Gene | UyCyr | 38:23 | Йәһуда униңға: — Бопту, у нәрсиләрни алса алсун, башқиларниң мәсқирисигә қалмайли. Һәр һалда мән оғлақни әвәттим, бирақ сән уни тапалмапсән, — деди. | |
| Gene | UyCyr | 38:24 | Үч айчә өткәндин кейин, бири Йәһудаға: — Келиниң Тамар бузуқчилиқ қилип, һамилдар бопту, — деди. — Уни әкелип отқа ташлаңлар! — дәп ғәзәп билән буйруқ қилди Йәһуда. | |
| Gene | UyCyr | 38:25 | Тамар өйдин елип чиқилғанда, қейинатисиға адәм әвәтип: — Мән бу нәрсиләрниң егисидин һамилдар болдум. Қарап беқиң! Бу мөр вә һаса кимниң? — деди. | |
| Gene | UyCyr | 38:26 | Йәһуда бу нәрсиләрни тонуп: — Буниңға мән әйиплик! Мән әслидә уни оғлум Шалаһқа елип беришим керәк еди, — деди. Шуниңдин кейин Йәһуда униң билән қайта бир орунда ятмиди. | |
| Gene | UyCyr | 38:28 | Униң толғиғи тутуп, бир балиниң бир қоли чиқти. Туғут аниси у қолни тутуп, униңға қизил жип бағлап қоюп: — Бу авал туғулғини, — деди. | |
| Gene | UyCyr | 38:29 | Лекин бала қолини тартип әкирип кетип, йәнә бири авал туғулди. Шуңа туғут аниси: — Сән талишип, қандақму қериндишиңниң алдида чиқивалдиң? — дәп, балиниң исмини Парәс дәп қойди. | |