GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 29
Gene | UyCyr | 29:2 | У даладики бир қудуқниң йенида үч топ қойниң ятқанлиғини көрди. Падичилар қойлирини шу қудуқтин суғиратти. Қудуқниң ағзида бир йоған таш йепиқлиқ туратти. | |
Gene | UyCyr | 29:3 | Қойларниң һәммиси йетип кәлгәндә, падичилар бирликтә қудуқниң ағзидики ташни домилитиветип, қойлирини суғиривелип, андин йәнә шу таш билән қудуқниң ағзини йепип қоятти. | |
Gene | UyCyr | 29:4 | Яқуп бу падичилардин: — Бурадәрләр, силәр қәйәрлик? — дәп сориди. — Биз һаранлиқ, — дәп җавап қайтурушти улар. | |
Gene | UyCyr | 29:5 | — Силәр Наһорниң оғли Лабанни тонамсиләр? — деди у. — Тонуймиз! — дәп җавап бәрди улар. | |
Gene | UyCyr | 29:6 | Яқуп йәнә: — У саламәтму? — дәп сориди. Улар: — У наһайити яхши. Әйнә қараң! Униң қизи Раһилә қойлирини һайдап келиватиду, — деди. | |
Gene | UyCyr | 29:7 | Яқуп уларға: — Күн техи тик турса, қой падисини жиғидиған вақит болмиса, немишкә қойларни тезирәк суғирип, отлаққа апирип бақмайсиләр? — деди. | |
Gene | UyCyr | 29:8 | Улар: — Биз қойларниң һәммисини жиғип, падичилар билән бирликтә қудуқниң ағзидики ташни домилитивәтмигичә, қойларни суғиралмаймиз, — дәп җавап беришти. | |
Gene | UyCyr | 29:9 | Яқупниң падичилар билән париңи техи түгимәйла, Раһилә падилирини һайдап йетип кәлди. | |
Gene | UyCyr | 29:10 | Яқуп Раһилә билән тағиси Лабанниң қой падисини көрүпла, қудуқниң ағзидики ташни домилитиветип, униң қойлирини суғирип бәрди. | |
Gene | UyCyr | 29:11 | Андин у Раһиләни сөйүп, һаяҗан билән жиғлап кәтти вә Раһиләгә: — Мән сизниң дадиңизниң җийәни, йәни Рибәқаниң оғли болимән, — деди. Раһилә жүгригән пети қайтип берип, атисиға ейтти. | |
Gene | UyCyr | 29:12 | Андин у Раһиләни сөйүп, һаяҗан билән жиғлап кәтти вә Раһиләгә: — Мән сизниң дадиңизниң җийәни, йәни Рибәқаниң оғли болимән, — деди. Раһилә жүгригән пети қайтип берип, атисиға ейтти. | |
Gene | UyCyr | 29:13 | Лабан җийәни Яқупниң кәлгәнлигини аңлаш биләнла, униң алдиға жүгрәп чиқип, қучақлап сөйүп көрүшүп, өйигә башлап кирди. Яқуп униңға йүз бәргән пүтүн ишни ейтип бәрди. | |
Gene | UyCyr | 29:14 | — Сән һәқиқәтән мениң җан-җигәр туққиним! — деди Лабан. Шундақ қилип, Яқуп у йәрдә бир ай турди. | |
Gene | UyCyr | 29:15 | Бир күни Лабан Яқупқа: — Сән мениң җийәним болсаңму, маңа бекарға ишләп бәрсәң болмас. Ейтқин, қанчилик иш һәққи тәләп қилисән? — деди. | |
Gene | UyCyr | 29:18 | Яқуп Раһиләгә ашиқ болуп қалған еди. Шуңа у: — Әгәр сиз Раһиләни маңа бәрсиңиз, мән сизгә йәттә жил ишләп берәй, — дәп илтимас қилди. | |
Gene | UyCyr | 29:19 | Лабан униңға: — Уни башқа биригә бәргинимдин саңа бәргиним әла! Сән мениң йенимда тур, — деди. | |
Gene | UyCyr | 29:20 | Яқуп Раһиләни елиш үчүн йәттә жил ишләп бәргән болсиму, бу күнләр униңға бир нәччә күндәкла билинди. Чүнки у Раһиләни бәкму яхши көрәтти. | |
Gene | UyCyr | 29:21 | Йәттә жил тошқанда, Яқуп Лабанға: — Биз келишкән вақит тошти, қизиңизни маңа некалиққа бәргәйсиз! — деди. | |
Gene | UyCyr | 29:23 | Лекин той күни кечиси Лабан Раһиләниң орниға Леяһни бәрди. Яқуп униң билән бир орунда ятти. | |
Gene | UyCyr | 29:25 | Пәқәт таң атқандила Яқуп аялиниң Леяһ екәнлигини билди. У Лабанға: — Бу немә қилғиниңиз?! Мән Раһиләни дәп сизгә йәттә жил ишлидим. Мени немишкә алдидиңиз? — деди. | |
Gene | UyCyr | 29:26 | Лабан униңға: — Бу йәрниң урпи-адити бойичә чоң қиз ятлиқ қилинмиғичә, кичик қиз ятлиқ қилинмайду. | |
Gene | UyCyr | 29:27 | Леяһ билән иккиңларниң бир һәптилик той мәрасимини өткүзгәндин кейинла, Раһиләниму некайиңға алсаң болиду. Бирақ униң үчүн маңа йәнә йәттә жил ишләп беришиң керәк! — дәп җавап бәрди. | |
Gene | UyCyr | 29:28 | Яқуп мақул болди. Леяһ билән бир һәптилик той мәрасимини өткүзгәндин кейин, Лабан Раһиләниму униңға хотунлуққа бәрди. | |
Gene | UyCyr | 29:30 | Яқуп Раһилә биләнму бир орунда ятти. У Раһиләни Леяһтин яхши көрәтти. Шундақ қилип, у Лабанға йәнә йәттә жил ишләп бәрди. | |
Gene | UyCyr | 29:31 | Пәрвәрдигар Леяһниң Яқуп тәрипидин яхши көрүлмигәнлигини көрүп, униңға пәрзәнт ата қилди. Раһилә болса, туғмас еди. | |
Gene | UyCyr | 29:32 | Леяһ һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: «Пәрвәрдигар мениң дәрдимни көрүпту, әнди йолдишим мени яхши көридиған болиду», деди. Шуңа у балиниң исмини Рубен дәп қойди. | |
Gene | UyCyr | 29:33 | У йәнә һамилдар болуп, иккинчи оғлини туғди. У: «Пәрвәрдигар маңа бу оғулниму бәрди, чүнки мениң яхши көрүлмигәнлигим Униңға йетипту», деди. Шуңа у балиниң исмини Шимон дәп қойди. | |
Gene | UyCyr | 29:34 | У йәнә һамилдар болуп, үчинчи оғлини туғди. У: «Әнди йолдишим маңа техиму йеқинлишиду, чүнки мән униңға үч оғул туғуп бәрдим», деди. Шуниң билән балиниң исмини Лавий дәп қойди. | |