GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 50
Gene | UyCyr | 50:3 | Улар адәтлири бойичә қириқ күн ичидә җәсәтни чириштин сақлаш хизмитини тамамлиди. Мисирлиқлар униңға йәтмиш күн матәм тутти. | |
Gene | UyCyr | 50:4 | Қарилиқ тутуш мәзгили өткәндин кейин, Йүсүп падишаниң әмәлдарлириға: — Еғир көрмисәңлар, падишаға мундақ дәңлар: | |
Gene | UyCyr | 50:5 | Атам җан үзүш алдида мени өзини Қананда тәйярлап қойған йәрликкә қоюшумға қәсәм қилдурған еди. Шуниң үчүн маңа рухсәт бәрсә, у йәргә берип атамни дәпнә қилип кәлсәм, — деди. | |
Gene | UyCyr | 50:6 | Падиша униңға: — Барсун, атисиға бәргән қәсими бойичә дәпнә қилсун, — дәп җавап қайтурди. | |
Gene | UyCyr | 50:7 | Буниң билән Йүсүп атисини дәпнә қилғили кәтти. Падишаниң барлиқ хизмәткарлири, орда әмәлдарлири вә Мисирдики көзгә көрүнгән әрбаплар Йүсүп билән биллә беришти. | |
Gene | UyCyr | 50:8 | Йүсүпниң пүтүн аилиси, қериндашлири вә атисиниң җамаәтлириму униң билән биллә барди, пәқәт Йүсүпниң кичик балилири вә қой-калилирила Гошәндә қалған еди. | |
Gene | UyCyr | 50:9 | Униң билән биллә барғанларниң ичидә йәнә җәң һарвулириға олтарғанлар вә атлиқларму бар еди. Шундақ қилип, улар гоя чоң бир қошундәк болди. | |
Gene | UyCyr | 50:10 | Улар Иордан дәриясиниң нерисидики Атад дегән йәрдики хаманға кәлгәндә, қаттиқ жиға-зар қилишти. Йүсүпләр у йәрдә йәттә күн һаза тутти. | |
Gene | UyCyr | 50:11 | Буни көргән қананлиқлар: «Мисирлиқларниң дәпнә мәрасими немә дегән дағдуғилиқ», дейишкән еди. Шуңа бу йәргә Абел-Мизраим дәп нам қоюлди. | |
Gene | UyCyr | 50:13 | униң җәсидини Қананға апирип, Мамрәниң шәрқидики Макпелаһтики өңкүргә дәпнә қилди. Бу өңкүр Ибраһим хит қәбилисидин болған Әфрондин қәбирстанлиқ үчүн сетивалған етизлиқта еди. | |
Gene | UyCyr | 50:14 | Йүсүп атисини дәпнә қилип болуп, өз қериндашлири вә дәпнә мәрасимиға қатнашқан барлиқ кишиләр билән биллә Мисирға қайтип кәлди. | |
Gene | UyCyr | 50:15 | Йүсүпниң атиси өлгәндин кейин, униң қериндашлири: «Әгәр Йүсүп көңлидә бурун униңға яманлиқ қилғинимиз үчүн адавәт сақлап, биздин интиқам алимән десә, қандақ қилимиз?» дәп ойлашқан еди. | |
Gene | UyCyr | 50:17 | бизгә саңа буни ейтип қоюшимизни тапилиған: «Акилириң саңа яманлиқ қилип қойди. Уларниң гунайини кәчүрүм қиливәт». Шуниң үчүн сәндин бизниң хаталиғимизни кәчүрүм қилишиңни сораймиз. Биз болсақ, атаң ибадәт қилған Худаниң хизмәткарлири, — дәп сөз йәткүзди. Йүсүп бу сөзни аңлап жиғлавәтти. | |
Gene | UyCyr | 50:18 | Андин Йүсүпниң қериндашлири униң алдиға берип, беши йәргә тәккичә тазим қилип, мундақ деди: — Биз сениң қулуң болайли! | |
Gene | UyCyr | 50:20 | Силәр әслидә маңа зиянкәшлик қилмақчидиңлар, лекин Худа нурғун кишиләрниң һаятини сақлап қелиш үчүн, яман ишиңларни яхши ишқа айландурди. Бүгүн мана шунчә нурғун кишиләр һаят қалди. | |
Gene | UyCyr | 50:21 | Силәр қорқмаңлар. Мән чоқум силәргиму, пәрзәнтлириңларғиму ғәмхорлуқ қилимән, — деди. Йүсүп қериндашлириға меһриванлиқ билән тәсәлла берип, уларни хатирҗәм қилди. | |
Gene | UyCyr | 50:22 | Йүсүп вә униң атисиниң уруқ-җамаити Мисирда олтирақлишип қалған еди. Йүсүп бир йүз он йешида аләмдин өтти. | |
Gene | UyCyr | 50:23 | Униң өмри шунчилик узун болдики, у һәтта оғли Әфраимниң үчинчи әвладини көрүшкә муйәссәр болған. Йүсүп Манассәниң оғли Макирниң оғуллириниму өз қойниға алған. | |
Gene | UyCyr | 50:24 | У қериндашлириға: — Мән аләмдин өтүшкә аз қалдим. Худа чоқум силәргә көңүл бөлүп, силәрни бу йәрдин елип, Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа вәдә қилип бәрмәкчи болған зиминиға башлап бариду, — деди. | |
Gene | UyCyr | 50:25 | Йүсүп қериндашлириға йәнә: — Худа силәргә ғәмхорлуқ қилип, силәрни у йәргә елип кәткән вақитта, мениң җәсидимни биллә елип кетишкә мениң алдимда қәсәм қилиңлар! — деди. | |