Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
Gene UyCyr 1:1  Худа һәммидин бурун пүтүн аләмни яратти.
Gene UyCyr 1:2  У чағда йәр шари шәкилсиз вә қуп-қуруқ һаләттә болуп, суларни қараңғулуқ қаплиған еди. Худаниң Роһи су үстидә аста пәрваз қилип жүрәтти.
Gene UyCyr 1:3  Худа: «Йоруқлуқ болсун!» дегән еди, йоруқлуқ пәйда болди.
Gene UyCyr 1:4  Худа йоруқлуқниң яхши екәнлигини көрди. Шуниң билән У йоруқлуқни қараңғулуқтин айриди вә йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни болса «кечә» дәп атиди. Кечә-күндүз өтүп, бу тунҗа күн болди.
Gene UyCyr 1:5  Худа йоруқлуқниң яхши екәнлигини көрди. Шуниң билән У йоруқлуқни қараңғулуқтин айриди вә йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни болса «кечә» дәп атиди. Кечә-күндүз өтүп, бу тунҗа күн болди.
Gene UyCyr 1:6  Андин Худа: «Суларниң жуқури-төвән иккигә айрилип туруши үчүн, уларниң арисида бир һава бошлуғи болсун!» дәп әмир қилди.
Gene UyCyr 1:7  Шуниң билән бир һава бошлуғи пәйда болуп, униң астидики суларни үстидики сулардин айриди. Худаниң әмри билән шундақ болди.
Gene UyCyr 1:8  Худа бу һава бошлуғини «асман» дәп атиди. Кечә-күндүз өтүп, бу иккинчи күн болди.
Gene UyCyr 1:9  Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йәргә жиғилсун вә қуруқ топа көрүнсун!» деди. Худаниң әмри билән шундақ болди.
Gene UyCyr 1:10  Худа қуруқ топини «йәр», жиғилған суларни болса «деңиз» дәп атиди. Худа буларниң яхши екәнлигини көрди.
Gene UyCyr 1:11  Андин Худа йәнә: «Йәрдә һәр хил өсүмлүкләр; уруқлуқ вә мевилик болуп, өз түрлири бойичә үнүп чиқсун!» деди. Худаниң әмри билән шундақ болди.
Gene UyCyr 1:12  Шуниң билән йәр йүзидә һәр хил уруқлуқ вә мевилик өсүмлүкләр өз түрлири бойичә үнүп чиқти. Худа буларниң яхши екәнлигини көрди.
Gene UyCyr 1:13  Кечә-күндүз өтүп, бу үчинчи күн болди.
Gene UyCyr 1:14  Худа йәнә: «Асманда йоруқлуқ беридиған җисимлар болсун. Улар кечә билән күндүзни пәриқләндүрүп, күн, пәсил вә жилларни айрип турушта бәлгү болсун.
Gene UyCyr 1:15  Бу җисимлар нур чечип, йәр йүзини йорутуп турсун!» дәп әмир қилди. Худаниң әмри билән шундақ болди.
Gene UyCyr 1:16  Худа йоруқлуқ беридиған икки чоң җисимни яратти, қуяшни күндүзни башқуридиған, айни кечини башқуридиған қилди. Һәм Худа йәнә юлтузларниму яратти.
Gene UyCyr 1:17  Йәр йүзини йорутуш, күндүз билән кечини башқуридиған қилиш вә йоруқлуқни қараңғулуқтин айриш үчүн, Худа йоруқлуқ беридиған җисимларни асманға орунлаштурди вә уларниң яхши екәнлигини көрди.
Gene UyCyr 1:18  Йәр йүзини йорутуш, күндүз билән кечини башқуридиған қилиш вә йоруқлуқни қараңғулуқтин айриш үчүн, Худа йоруқлуқ беридиған җисимларни асманға орунлаштурди вә уларниң яхши екәнлигини көрди.
Gene UyCyr 1:19  Кечә-күндүз өтүп, бу төртинчи күн болди.
Gene UyCyr 1:20  Худа йәнә: «Су һәр хил җанлиқлар билән толсун, асманда һәр хил учар қанатлар учсун!» дәп әмир қилди.
Gene UyCyr 1:21  Буниң билән Худа суда яшайдиған әҗайип-ғарайип җанлиқларни, һәр хил чоң-кичик белиқларни вә асмандики һәр хил учар қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа бу җанлиқларниң яхши екәнлигини көрди.
Gene UyCyr 1:22  Худа бу җанлиқларға бәхит ата қилип: «Суда яшиғучи җанлиқлар көпийип, деңиз-муһитларни толтурсун, учар қанатлар йәр йүзидә көпәйсун!» деди.
Gene UyCyr 1:23  Кечә-күндүз өтүп, бу бәшинчи күн болди.
Gene UyCyr 1:24  Худа йәнә: «Йәр йүзидә һәр хил җаниварлар — өй һайванлири вә чоң-кичик явайи һайванатлар пәйда болсун!» деди. Худаниң әмри билән шундақ болди.
Gene UyCyr 1:25  Шуниң билән Худа йәр йүзидә һәр хил җаниварларни өз түрлири бойичә яратти вә уларниң яхши екәнли­гини көрди.
Gene UyCyr 1:26  Андин Худа: «Бизниң обризимиздәк, йәни роһий җәһәттин Бизгә охшайдиған инсанларни яритайли. Улар һәр хил җаниварларни —деңиз-муһиттики белиқлар, асмандики учар қанатлар, барлиқ өй һайванлири вә чоң-кичик явайи һайванатларни башқуридиған болсун!» дәп әмир қилди.
Gene UyCyr 1:27  Буниң билән Худа инсанни Өз обризидәк яратти, Уни Өзигә охшайдиған қилип яратти, Шундақла уларни әр вә аял қилип яратти.
Gene UyCyr 1:28  Худа уларға бәхит ата қилип мундақ деди: «Пәрзәнт көрүп көпийиң­лар, йәр йүзини қаплап, дунияни бойсундуруңлар. Шундақ­ла деңиз-муһиттики белиқлар, асмандики учар қанатлар, шуниңдәк пүтүн җаниварларни башқуруңлар.
Gene UyCyr 1:29  Мән силәргә пүтүн йәр йүзидики һәр хил зираәт вә мевиләрни озуқлуқ қилип бәрдим.
Gene UyCyr 1:30  Барлиқ чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатлар қатарлиқ һәр хил мәхлуқларға болса, от-чөп вә көктатларни озуқлуқ қилип бәрдим». Худаниң әмри билән шундақ болди.
Gene UyCyr 1:31  Худа яратқанлириниң һәммисигә қарап, уларниң яхши екәнлигини көрди. Кечә-күндүз өтүп, бу алтинчи күн болди.