GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 47
Gene | UyCyr | 47:1 | Буниң билән Йүсүп падиша билән көрүшкили берип, униңға: — Атам билән қериндашлирим Қанандин қой-кала вә пүтүн мал-мүлкини елип бу йәргә кәлди. Һазирчә улар Гошәндә туруватиду — деди. | |
Gene | UyCyr | 47:3 | Падиша Йүсүпниң қериндашлиридин: — Силәр қайси кәсип билән шуғуллинисиләр? — дәп сориди. Улар җававән: — Җанаплири, қуллири ата-бовилиримизға охшаш, мал беқиш билән тирикчилик қилимиз. | |
Gene | UyCyr | 47:4 | Қананда ачарчилиқ еғир болғачқа, мал бақидиған отлақму йоқ, шу сәвәптин биз бу йәргә көчүп кәлдуқ. Җанаплиридин қуллириниң Гошән вилайитидә турушиға иҗазәт беришлирини сораймиз, — деди. | |
Gene | UyCyr | 47:6 | Мисирниң зимини уларниң алдида турупту. Өзлири мәмликәтниң әң яхши йерини таллисун. Гошәндә турсиму болувериду. Уларниң арисида қабилийәтлик кишиләр болса, маллиримни башқурушқа қойсаңму болиду, — деди. | |
Gene | UyCyr | 47:7 | Кейин Йүсүп атиси Яқупни ордиға башлап келип, Мисир падишаси билән көрүштүрди. Яқуп падишаға бәхит-саадәт тилиди. | |
Gene | UyCyr | 47:9 | Яқуп униңға: — Мән бу дунияда мусапир болуп, бир йүз оттуз жил яшидим. Бу җапа-мәшәқәтлик һаятимда техи ата-бовилиримдәк узақ өмүр сүрмидим, — дәп җавап бәрди. | |
Gene | UyCyr | 47:11 | Йүсүп падишаниң әмри бойичә атиси билән қериндашлирини Мисирға орунлаштурди. У Рәмис шәһириниң йенидин дөләтниң әң яхши йерини уларға зиминлиққа бәрди | |
Gene | UyCyr | 47:12 | һәм атиси, қериндашлири вә уларниң өйдикилиригә нопусниң саниға қарап, ашлиқ йәткүзүп бәрди. | |
Gene | UyCyr | 47:13 | Ачарчилиқ интайин еғирлишип кәткәнликтин, һәммә йәрдә ашлиқ қалмиған еди. Мисирлиқлар билән қананлиқлар ачлиқтин аҗизлап кәтти. | |
Gene | UyCyr | 47:15 | Мисир вә Қанандики хәлиқниң қолидики пуллар түгигәндә, Мисир хәлқи Йүсүпниң алдиға келип, униңдин: — Пуллиримиз түгәп кәтти. Өлүмдин сақлинип қелишимиз үчүн бир амал қилип, бизгә ашлиқ бәргәйла, — дәп тәләп қилди. | |
Gene | UyCyr | 47:16 | Йүсүп уларға: — Әгәр пулуңлар түгәп кәткән болса, мелиңларни ашлиққа тегишиңлар, — деди. | |
Gene | UyCyr | 47:17 | Буниң билән улар маллирини Йүсүпниң алдиға елип келишти. Йүсүп уларниң ат, ешәк, қой, кала вә өшкилиригә ашлиқ тегишип бәрди. Шундақ қилип, Йүсүп уларниң мал-чарвилириниң төләмигә шу жили уларни ашлиқ билән тәминлиди. | |
Gene | UyCyr | 47:18 | Кейинки жили улар йәнә келип: — Әй алийлири, һәқиқий әһвални йошурмаймиз. Пуллиримиз пүтүнләй түгиди. Маллиримизму өзлиригә өтүп кәтти. Һазир бизниң тенимиз вә йеримиздин башқа һеч нәрсимиз қалмиди. | |
Gene | UyCyr | 47:19 | Өлүмдин сақлинип қелишимизға бир амал қилғайла! Йәрлиримизниң бош ташлинип қалмаслиғи үчүн, өзимиз билән йеримизни ашлиққа алмаштуруп бәргәйла. Йәрлиримиз падишаниң болсун. Өзимизму падишаниң қули болуп, униң деханчилиғини қилайли. Һаят қелишимиз үчүн, йәрләргә ашлиқ теришимизға уруқлуқ дан бәргәйла! — дәп тәләп қилди. | |
Gene | UyCyr | 47:20 | Шундақ қилип, Йүсүп падиша үчүн Мисирниң пүтүн зиминини сетивалди. Ачарчилиқниң еғирлиғидин Мисирлиқлар йәрлирини сетишқа мәҗбур болди. Нәтиҗидә пүтүн йәр-зимин падишаға өтүп кәтти. | |
Gene | UyCyr | 47:22 | Пәқәт роһанийларниң йәрлирила өз қоллирида қалди. Уларниң йәрлирини сетиши һаҗәтсиз еди, чүнки улар падишадин һәқсиз ашлиқ алатти. | |
Gene | UyCyr | 47:23 | Йүсүп хәлиққә: — Мән падиша үчүн силәрни вә йәр-зиминлириңларни сетивалған екәнмән, у йәргә деханчилиқ қилишиңлар үчүн уруқ берәй. | |
Gene | UyCyr | 47:24 | Һосул вақтида һосулниң бәштин бирини падишаға тапшуруп, қалғинини өзәңларға вә аиләңләргә озуқ вә уруқлуқ қилиңлар, — деди. | |
Gene | UyCyr | 47:25 | Улар: — Әй алийлири, өзлири һаятимизни қутқузуп қалдила. Бизгә шәпқәт қилип, бизни қуллуққа қобул қилғайла, — дейишти. | |
Gene | UyCyr | 47:26 | Шуңа Йүсүп мисирлиқларға: «Деханчилиқ мәһсулатлири һосулиниң бәштин бир қисмини падишаға тапшуруш керәк», дегән қанунни түзүп бәрди. Бу қанун та бүгүнгичә күчкә егә болмақта. Пәқәт роһанийларниң йәрлирила падишаға өтмиди. | |
Gene | UyCyr | 47:27 | Исраиллар Мисирниң Гошән вилайитидә олтирақлашти. Улар ронақ тепип, аһалилири һәссиләп көпәйди. | |
Gene | UyCyr | 47:29 | У өлүш алдида Йүсүпни чақиртип келип, униңға: — Әгәр сән мәндин рази болсаң, қолуңни икки йотамниң астиға қоюп, маңа ғәмхорлуқ көрситип, мени Мисирға дәпнә қилмаслиққа қәсәм қилғин. | |
Gene | UyCyr | 47:30 | Мән вапат болғанда, мени Мисирдин елип чиқип, ата-бовам дәпнә қилинған йәргә дәпнә қилғин, — деди. Йүсүп атисиға: — Тапшуруғуңизни чоқум орунлаймән, — деди. | |