Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next
Chapter 36
Gene UyCyr 36:1  Төвәндикиләр Әсавниң әвлатлиридур. Әсавниң йәнә бир исми Идом еди.
Gene UyCyr 36:2  Әсав бир қанчә Қанан қизлирини әмригә алған болуп, улар хитлардин Елонниң қизи Адә, һивилардин Зибионниң оғли Анаһниң қизи Оһолибама,
Gene UyCyr 36:3  Исмаилниң қизи, Небайотниң сиңлиси Басиматлардур.
Gene UyCyr 36:4  Адәдин Әлифаз туғулди. Басиматтин Рәул туғулди.
Gene UyCyr 36:5  Оһолибамадин Йеуш, Ялам вә Кораһлар туғулди. Әсавниң бу оғуллириниң һәммиси Қананда туғулди.
Gene UyCyr 36:6  Әсав аяллири, пәрзәнтлири, аилисидики пүтүн адәмлири, пүтүн қой-кала вә Қананда тапқан мал-мүлүклирини елип, иниси Яқуптин айрилип, башқа йәргә көчүп кәтти.
Gene UyCyr 36:7  Бу иккисиниң қой-кала вә башқа тәәллуқатлири нурғун болғачқа, бу йәр уларға йетишмигән еди.
Gene UyCyr 36:8  Шуңа Әсав, йәни Идом Сәир тағлиқ райониға берип турди.
Gene UyCyr 36:9  Төвәндикиләр идирлиқ райони Сәирдики идомлиқларниң атиси Әсавниң әвлатлиридур.
Gene UyCyr 36:10  Әсавниң аяли Адә бир оғул туғди. Униң исми Әлифаз болуп, униңдин бәш оғул төрәлди. Улар: Тәман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназлардур. Әлифазниң кичик хотуни Тимна бир оғул туғди. Униң исми Амаләк еди. Әсавниң аяли Басимат бир оғул туғди. Униң исми Рәул еди. Рәулдин төрт оғул төрәлди. Улар: Наһат, Зәраһ, Шамма вә Миззалардур.
Gene UyCyr 36:11  Әсавниң аяли Адә бир оғул туғди. Униң исми Әлифаз болуп, униңдин бәш оғул төрәлди. Улар: Тәман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназлардур. Әлифазниң кичик хотуни Тимна бир оғул туғди. Униң исми Амаләк еди. Әсавниң аяли Басимат бир оғул туғди. Униң исми Рәул еди. Рәулдин төрт оғул төрәлди. Улар: Наһат, Зәраһ, Шамма вә Миззалардур.
Gene UyCyr 36:12  Әсавниң аяли Адә бир оғул туғди. Униң исми Әлифаз болуп, униңдин бәш оғул төрәлди. Улар: Тәман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназлардур. Әлифазниң кичик хотуни Тимна бир оғул туғди. Униң исми Амаләк еди. Әсавниң аяли Басимат бир оғул туғди. Униң исми Рәул еди. Рәулдин төрт оғул төрәлди. Улар: Наһат, Зәраһ, Шамма вә Миззалардур.
Gene UyCyr 36:13  Әсавниң аяли Адә бир оғул туғди. Униң исми Әлифаз болуп, униңдин бәш оғул төрәлди. Улар: Тәман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназлардур. Әлифазниң кичик хотуни Тимна бир оғул туғди. Униң исми Амаләк еди. Әсавниң аяли Басимат бир оғул туғди. Униң исми Рәул еди. Рәулдин төрт оғул төрәлди. Улар: Наһат, Зәраһ, Шамма вә Миззалардур.
Gene UyCyr 36:14  Әсавниң аяли Оһолибама Зибионниң нәвриси болса, Анаһниң қизи болуп, у Әсавға үч оғул туғуп бәрди. Улар: Йеуш, Ялам вә Кораһ­­лардур.
Gene UyCyr 36:15  Әсавниң әвлатлири төвәндики қәбилиләрниң қәбилә башлиқлири болди: Әсавниң тунҗа оғли Әлифаз Идом районидики тиман, омар, зәфо, кәназ,
Gene UyCyr 36:16  кораһ, гатам вә амаләк қатарлиқ қәбилиләрниң атисидур. Жуқуридики қәбилиләрниң нами Әсавниң аяли Адәдин болған әвлатларниң исимлиридур.
Gene UyCyr 36:17  Әсавниң оғли Рәул болса Идом районидики наһат, зәраһ, шамма вә мизза қатарлиқ қәбилиләрниң атисидур. Жуқуридики қәбилиләрниң нами Әсавниң аяли Басиматтин болған әвлатларниң исимлиридур.
Gene UyCyr 36:18  Йеуш, Ялам вә Кораһлар Әсавниң аяли Анаһниң қизи Оһолибама­дин туғулған болуп, улар өз намлиридики қәбилиләрниң атисидур.
Gene UyCyr 36:19  Жуқуридики қәбилиләр вә қәбилә башлиқлири Әсав, йәни Идомниң әвлатлиридур.
Gene UyCyr 36:20  Идом районида олтиришлиқ аһалиләр төвәндики қәбилиләр­гә бөлүнгән. Улар: лотан, шобал, зибион, анаһ, дишон, әзәр вә дишанлардин ибарәт. Бу қәбилиләрниң намлири қәбилә башлиқ­лириниң исимлири билән аталған болуп, бу кишиләр һоритлардин болған Сәирниң әвлатлиридур.
Gene UyCyr 36:21  Идом районида олтиришлиқ аһалиләр төвәндики қәбилиләр­гә бөлүнгән. Улар: лотан, шобал, зибион, анаһ, дишон, әзәр вә дишанлардин ибарәт. Бу қәбилиләрниң намлири қәбилә башлиқ­лириниң исимлири билән аталған болуп, бу кишиләр һоритлардин болған Сәирниң әвлатлиридур.
Gene UyCyr 36:22  Лотанниң оғуллири: Һори вә Һимам болуп, Тимна болса Лотан­ниң сиңлисидур.
Gene UyCyr 36:23  Шобалниң оғуллири: Алван, Манаһат, Әбал, Шефо вә Онам­лардур.
Gene UyCyr 36:24  Зибионниң оғуллири: Айя вә Анаһтур. (Чөлдә атисиниң ешәк­лирини беқиветип, аршаңларни байқиған дәл мана шу Анаһ еди.)
Gene UyCyr 36:25  Анаһниң балилири: оғли Дишон вә қизи Оһолибамадур.
Gene UyCyr 36:26  Дишон­ниң оғуллири: Һәмдан, Әшбан, Итран вә Кәранлардур.
Gene UyCyr 36:27  Әзәрниң оғуллири: Билһан, Зааван вә Аканлардур.
Gene UyCyr 36:28  Дишанниң оғуллири: Уз вә Аррандур.
Gene UyCyr 36:29  Һоритлардин болған қәбилә башлиқлириниң исимлири Лотан, Шобал, Зибион, Анаһ, Дишон, Әзәр вә Дишанлардур. Кейинчә бу башлиқларниң исимлири Сәир районидики һоритлардин болған өз қәбилилириниң намлириға айланди.
Gene UyCyr 36:30  Һоритлардин болған қәбилә башлиқлириниң исимлири Лотан, Шобал, Зибион, Анаһ, Дишон, Әзәр вә Дишанлардур. Кейинчә бу башлиқларниң исимлири Сәир районидики һоритлардин болған өз қәбилилириниң намлириға айланди.
Gene UyCyr 36:31  Исраилларниң техи падишаси болмай туруп, төвәндики падиша­лар Идомға һөкүмранлиқ қилди:
Gene UyCyr 36:32  Беорниң оғли Бела. У турған шәһәрниң нами Динһаба еди.
Gene UyCyr 36:33  Бела өлгәндин кейин, орниға босралиқ Зәраһниң оғли Йобаб чиқти.
Gene UyCyr 36:34  Йобаб өлгәндин кейин, орниға Тәмани районидин кәлгән Хушам чиқти.
Gene UyCyr 36:35  Хушам өлгәндин кейин, орниға Бедадниң оғли Хадад чиқти. У мидиянларни Моабта тар-мар қилған. У турған шәһәрниң нами Авит еди.
Gene UyCyr 36:36  Хадад өлгәндин кейин, орниға масриқалиқ Самла чиқти.
Gene UyCyr 36:37  Самла өлгәндин кейин, орниға дәрия бойиға җайлашқан Риһубот­тин кәлгән Шаул чиқти.
Gene UyCyr 36:38  Шаул өлгәндин кейин, орниға Акборниң оғли Баал-Ханан чиқти.
Gene UyCyr 36:39  Акборниң оғли Баал-Ханан өлгәндин кейин, орниға Хадад чиқти. У турған шәһәрниң нами Пау еди. Униң аяли Мәһетабел болса Мезаһабниң қизи болған Матридниң қизи еди.
Gene UyCyr 36:40  Әсав Идомдики тимна, алва, йәтәт, оһолибама, әла, пинон, кәназ, тәман, мибсар, магдийәл вә ирам қатарлиқ қәбилиләрниң атиси болуп, бу қәбилиләрниң намлири өз қәбилә башлиқлириниң исимлиридин кәлгән. Жуқурқи қәбилиләр олтирақлашқан җайлар шу қәбилиләрниң нами билән аталди.
Gene UyCyr 36:41  Әсав Идомдики тимна, алва, йәтәт, оһолибама, әла, пинон, кәназ, тәман, мибсар, магдийәл вә ирам қатарлиқ қәбилиләрниң атиси болуп, бу қәбилиләрниң намлири өз қәбилә башлиқлириниң исимлиридин кәлгән. Жуқурқи қәбилиләр олтирақлашқан җайлар шу қәбилиләрниң нами билән аталди.
Gene UyCyr 36:42  Әсав Идомдики тимна, алва, йәтәт, оһолибама, әла, пинон, кәназ, тәман, мибсар, магдийәл вә ирам қатарлиқ қәбилиләрниң атиси болуп, бу қәбилиләрниң намлири өз қәбилә башлиқлириниң исимлиридин кәлгән. Жуқурқи қәбилиләр олтирақлашқан җайлар шу қәбилиләрниң нами билән аталди.
Gene UyCyr 36:43  Әсав Идомдики тимна, алва, йәтәт, оһолибама, әла, пинон, кәназ, тәман, мибсар, магдийәл вә ирам қатарлиқ қәбилиләрниң атиси болуп, бу қәбилиләрниң намлири өз қәбилә башлиқлириниң исимлиридин кәлгән. Жуқурқи қәбилиләр олтирақлашқан җайлар шу қәбилиләрниң нами билән аталди.