Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 19
Gene UyCyr 19:1  Шу күни ахшими һелиқи икки периштә Содомға кәлди. Бу вақитта Лут шәһәр дәрвазисиниң алдида олтиратти. Лут уларни көрүпла, орнидин туруп, уларниң алдиға берип, тазим қилип:
Gene UyCyr 19:2  — Җанаплар, бизниң өйгә мәрһәмәт қилип, дәстихинимға ортақ болғайсиләр. Пут-қоллириңларни жуюп, бирәр кечә һадуқ елип, әтә сәһәрдә йолуңларға раван болсаңларму болар, — деди. Лекин улар: — Яқ, биз кечини кочида өткүзимиз, — дәп җавап беришти.
Gene UyCyr 19:3  Лекин Лут бәк чиң турувалғачқа, улар ахир Лутниң өйигә барди. Лут хизмәткарлириға петир нан пиширип, тамақларни меһманлар­ниң алдиға қоюшни буйриди. Тамақ тәйяр болғандин кейин, улар ғизаланди.
Gene UyCyr 19:4  Меһманлар техи ятмиған еди, Содомдики пүтүн қери-яш әрләр келип Лутниң өйини қоршавалди.
Gene UyCyr 19:5  Улар Лутни чақирип, униңға: — Бүгүн кәчтә силәрниң өйгә чүшкән кишиләр қени? Уларни елип чиқ! Биз улар билән җинсий мунасивәт қилмақчимиз, — деди.
Gene UyCyr 19:6  Лут сиртқа чиқип, ишикни тақаветип,
Gene UyCyr 19:7  уларға: — Бурадәрләр, бундақ яман ишни қилмаңлар!
Gene UyCyr 19:8  Қараңлар, мениң техи әргә тәгмигән икки қизим бар. Уларни силәргә чиқирип берәй, уларни немә қилсаңлар қилиңлар, лекин бу икки кишигә һәргиз тәгмәңлар. Улар мениң өйүмгә кәлгән екән, мениң меһминим болиду, шуңа мән уларни қоғдишим керәк! — деди.
Gene UyCyr 19:9  Лекин улар: — Йоқал! Сән техи ят жуттин келип, бизгә уни қил, буни қил дегидәк қанчилик адәм сән? Көздин йоқал! Болмиса, көргүлүгүңни улардинму еғир көрисән, — дейишип, Лутни иштириветип, бастуруп келип, ишикни бузуп кирмәкчи болди.
Gene UyCyr 19:10  Лекин һелиқи икки периштә қолини созуп, Лутни өйниң ичигә әкиривелип, ишикни тақавалди.
Gene UyCyr 19:11  Андин улар ташқиридики әрләрниң көзлирини кор қилип, ишикни тапалмайдиған қилип қойди.
Gene UyCyr 19:12  Андин һелиқи икки периштә Лутқа: — Сениң бу шәһәрдә башқа туққанлириң барму? Оғул-қизлириң, күйоғуллириң яки башқа туққанлириң бар болса, улар бу йәрдин дәрһал чиқип кәтсун.
Gene UyCyr 19:13  Чүнки биз бу шәһәрни харабиликкә айлан­дуруветимиз. Бу йәр үстидин қилинған еғир әризиләр Пәрвәрдигарға йәтти. Шуңа У бизни бу шәһәрни харабиликкә айландуруветишкә әвәтти, — деди.
Gene UyCyr 19:14  Шуниң билән Лут ташқириға чиқип, қизлириниң лайиқлириниң алдиға берип, уларға: — Силәр бу йәрдин дәрһал кетиңлар, чүнки Пәрвәрдигар бу шәһәрни харабиликкә айландурувәтмәкчи, — деди. Лекин улар уни чақчақ қиливатиду, дәп ойлашти.
Gene UyCyr 19:15  Таң атқанда периштәләр Лутни алдиритип: — Дәрһал аялиң билән икки қизиңни елип, бу йәрдин чиқип кәт! Болмиса, силәрму бу шәһәр билән тәң һалак болисиләр, — деди.
Gene UyCyr 19:16  Лут йәнила иккилинип туратти. Лекин Пәрвәрдигар униңға рәһим қилғачқа, һелиқи икки периштә Лутниң, аялиниң вә икки қизиниң қоллирини тутуп, уларни йетәкләп, шәһәрдин чиқирип қойди.
Gene UyCyr 19:17  Шәһәрдин чиқиш биләнла, периштәләрдин бири: — Силәр җениңларни сақлап қелиш үчүн қечиңлар! Кәйниңларға қаримаңлар, таққа йәткичә түзләңликтә тохтимаңлар! Болмиса, өлүп кетисиләр, — деди.
Gene UyCyr 19:18  Лекин Лут: — Җанаплири, ундақ болмиғай!
Gene UyCyr 19:19  Силәр маңа ич ағритип, шапаәт қилип, җенимни қутқузған екәнсиләр, бизни унчә жирақ йәргә әвәтмәң­лар. У тағ бәк жирақ екән, бәлким мән у йәргә йетип бармай туруп­ла, балаю-апәткә учрап, тирик қалмасмәнмикин.
Gene UyCyr 19:20  Әву кичик шәһәрни көрдүңларму? Бу йәрдин анчә жирақ әмәс, у йәргә қечишимға иҗазәт бериңлар. У кичик бир йәр екән, мән шу йәрдә аман қалай! — деди.
Gene UyCyr 19:21  Периштә мундақ җавап бәрди: — Мақул! Саңа рухсәт қилдим. У кичик шәһәрни харабиликкә айландурмай қояй.
Gene UyCyr 19:22  Чапсанирақ қач! Чүнки сән у йәргә йетип бармиғичә, Содомни вәйран қилалмаймән! Бу шәһәр кичик болғачқа, Лут уни Зоар дәп атиди.
Gene UyCyr 19:23  Лут Зоарға йетип барғичә, күн чиққан еди.
Gene UyCyr 19:24  Туюқсиз Пәрвәр­дигар Содом билән Гомора шәһәрлиригә асмандин от билән гуңгут­ни яғдурди.
Gene UyCyr 19:25  У бу икки шәһәрни, пүтүн түзләңликни вә пүтүн аһалини йәрдики гиялар билән қошуп харабиликкә айландуру­вәтти.
Gene UyCyr 19:26  У чағда Лутниң аяли кәйнигә бурулуп қариведи, шу петичә қетип, таштузға айлинип қалди.
Gene UyCyr 19:27  Әтиси таң сәһәрдә Ибраһим Пәрвәрдигар билән сөзләшкән йәргә барди.
Gene UyCyr 19:28  У Содом, Гомора вә пүтүн түзләңликкә нәзәр селип, йәр йүзидин хумдандики исқа охшаш ис-түтәкниң чиқиватқан­лиғини көрди.
Gene UyCyr 19:29  Бирақ Худа Лут яшиған түзләңликтики шәһәрләрни харабиликкә айландурғинида, Ибраһимниң тәливини есигә елип, Лутни қутқузди.
Gene UyCyr 19:30  Лут Зоар шәһиридә туруштин қорқти. Шуңа у икки қизини елип, таққа чиқип, өңкүрдә яшайдиған болди.
Gene UyCyr 19:31  Бир күни чоң қизи сиңлисиға: — Атимиз қерип қалди. Бу йәрдә дуниядики қаидә-йосун бойичә бизни некайиға елип, пәрзәнт тапидиған әрму қалмиди.
Gene UyCyr 19:32  Атимизни мәс қилип қоюп, униң билән бир орунда йетип, униңдин пәрзәнт көрәйли. Шундақ қилсақ, әвлат қалдуралаймиз, — деди.
Gene UyCyr 19:33  У күни кечиси улар атисини мәс қилип қоюп, чоң қизи униң билән бир орунда ятти. Лут қаттиқ мәс болуп, йүз бәргән вақиәдин пүтүнләй хәвәрсиз еди.
Gene UyCyr 19:34  Әтиси чоң қизи сиңлисиға: — Түнүгүн мән атам билән бир орунда яттим. Бүгүн ахшам уни йәнә мәс қилип қоюп, сән униң билән бир орунда ятқин. Шундақ қилип, һәр иккимиз атимиздин пәрзәнт көрүп, аилимизни давамлаш­турайли, — деди.
Gene UyCyr 19:35  Шуниң билән у күни кәчтә улар Лутни йәнә мәс қилип қоюп, кичик қизи униң билән бир орунда ятти. У йәнә қаттиқ мәс болғачқа, йүз бәргән иштин пүтүнләй хәвәрсиз еди.
Gene UyCyr 19:36  Шундақ қилип, Лутниң бу икки қизи өз атисидин һамилдар болуп қалди.
Gene UyCyr 19:37  Чоң қизи бир оғул туғуп, униң исмини Моаб дәп қойди. У һазирқи моаблиқларниң атиси болди.
Gene UyCyr 19:38  Кичик қизиму бир оғул туғуп, униң исмини Бинамми дәп қойди. У һазирқи аммонлуқларниң атиси болди.