GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 17
Gene | UyCyr | 17:1 | Ибрам тохсән тоққуз яшқа кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға көрүнүп: — Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән давамлиқ мениң йолумда меңип, әйипсиз адәм бол. | |
Gene | UyCyr | 17:5 | Һазирдин башлап сениң исмиң Ибрам әмәс, Ибраһим болсун, чүнки Мән сени нурғун милләтләрниң атиси қилимән. | |
Gene | UyCyr | 17:7 | Мән сән вә кәлгүсидики әвлатлириң билән түзгән мәңгүлүк келишимимдә туримән. Мән сениң вә әвлатлириңниң Худасидурмән. | |
Gene | UyCyr | 17:8 | Сән һазир Қананда мусапир болуп яшаватисән. Амма бу пүтүн зиминни саңа вә сениң әвлатлириңға тәғдим қилдим. У сениң әвлатлириңға мәңгү мирас болсун. Мән уларниңму Худасидурмән! | |
Gene | UyCyr | 17:9 | Худа йәнә мундақ деди: — Әнди сән вә сениң әвлатлириңму Мениң келишимимдә чиң турушуңлар керәк. | |
Gene | UyCyr | 17:10 | Силәрниң араңлардики һәр қандақ әр киши хәтнә қилиниши керәк. Мана бу Мениң сән вә сениң әвлатлириң билән түзгән келишимимдур. | |
Gene | UyCyr | 17:11 | Һазирдин башлап, силәр барлиқ оғул бовақлириңларни, мәйли өйүңларда туғулған яки чәт әлликләрдин сетивалған қуллириңлар туққан болсун, уларни туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилишиңлар керәк. Хәтнә қилиш — аримизда түзгән келишимниң бәлгүси болуп қалсун. | |
Gene | UyCyr | 17:12 | Һазирдин башлап, силәр барлиқ оғул бовақлириңларни, мәйли өйүңларда туғулған яки чәт әлликләрдин сетивалған қуллириңлар туққан болсун, уларни туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилишиңлар керәк. Хәтнә қилиш — аримизда түзгән келишимниң бәлгүси болуп қалсун. | |
Gene | UyCyr | 17:13 | Һәммә әрләрниң хәтнисини қилишиңлар керәк. Силәрниң тениңлардики бәлгү — аримиздики түзгән мәңгүлүк келишимимниң бәлгүси болуп қалсун. | |
Gene | UyCyr | 17:14 | Хәтнә қилинмиған әрни хәлқим қатаридин чиқириветимән. Ундақ киши Мениң келишимимни бузған болиду. | |
Gene | UyCyr | 17:15 | Буниңдин башқа Худа Ибраһимға мундақ деди: — Сениң аялиң Сараһниң исми һазирдин башлап Сарә болсун. | |
Gene | UyCyr | 17:16 | Мән униңға бәхит ата қилип, униңдин саңа бир оғул тәғдим қилимән. Сарә нурғун милләтләрниң аниси болиду вә униң әвлатлиридин падишаларму чиқиду. | |
Gene | UyCyr | 17:17 | Ибраһим йәргә баш қоюп, күлүп, көңлидә: «Йүз яшлиқ бовай қандақму пәрзәнт көрәлисун?! Сарә болса тохсән яшқа киргән турса, қандақму һамилдар болалисун?» дәп ойлиди | |
Gene | UyCyr | 17:19 | Лекин Худа мундақ деди: — Яқ, Һәҗәр әмәс, аялиң Сарә саңа бир оғул туғуп бериду. Униң исмини Исһақ қой. Мән униң вә униң әвлатлири биләнму мәңгүлүк келишимимдә чиң туримән. | |
Gene | UyCyr | 17:20 | Исмаилға кәлсәк, у тоғрисидики тәливиңниму аңлидим. Мән униңға бәхит ата қилип, униң нәслини наһайити көпәйтимән. У он икки падишаниң атиси болиду. Мән униң әвлатлирини улуқ бир милләткә айландуримән. | |
Gene | UyCyr | 17:21 | Бирақ Мениң келишимим болса, келәр жили мошу вақитта Сарә саңа туғуп беридиған оғул — Исһақ билән бағлинишлиқтур. | |
Gene | UyCyr | 17:23 | Мана шу күни Ибраһим Худаниң әмригә әмәл қилип, оғли Исмаил вә аилисидики һәммә әрләрни, җүмлидин аилисидә туғулған вә сетивалған қулларни хәтнә қилдурди. | |
Gene | UyCyr | 17:26 | Иккиси, аилисидики һәммә әрләр, җүмлидин аилисидә туғулған вә чәт әлликләрдин сетивелинған қуллар билән биллә шу күн ичидә хәтнә қилинди. | |