Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next
Chapter 34
Gene UyCyr 34:1  Бир күни Яқупниң Леяһтин болған қизи Дина йәрлик қананлиқларниң қизлири билән көрүшкили чиқти.
Gene UyCyr 34:2  У йәрниң қәбилә башлиғи һивилардин болған Һамурниң Шәкәм исимлиқ бир оғли бар еди. У Динани көрүп, тутувелип номусиға тәгди.
Gene UyCyr 34:3  Униңға көйүп қелип, муһәббәт изһар қилди.
Gene UyCyr 34:4  У атиси Һамурдин: — Қандақла болмисун, мошу қизни хотунлуққа елип бәр, — дәп тәләп қилди.
Gene UyCyr 34:5  Яқуп қизиниң номусиниң бузулғанлиғидин хәвәр тапти. Лекин у чағда униң оғуллири яйлақта мал беқиватқачқа, у давраң салмай, уларниң келишини күтти.
Gene UyCyr 34:6  Шәкәмниң атиси Һамур Яқупниң алдиға қизини сорап кәлгәндә,
Gene UyCyr 34:7  Яқупниң оғуллири яйлақтин йеңила кәлгән еди. Улар бу иштин хәвәр тепип, қаттиқ ғәзәпкә кәлди һәм Шәкәмниң Яқупниң қизиниң номусиға тегиши пүтүн исраил қәбилисини һақарәтләйдиған, йүз беришкә тегишлик болмиған сәт иш дәп қариди.
Gene UyCyr 34:8  Һамур уларға: — Оғлум Шәкәм қизиңларни яхши көрүп қапту. Униң уни некайиға елишиға рухсәт қилғайсиләр.
Gene UyCyr 34:9  Биз икки қәбилә қуда болайли. Силәрниң қизлириңларни биз алайли, бизниң қизлиримизни силәр елиңлар.
Gene UyCyr 34:10  Шундақ қилип, силәр бизниң жутимизда халиған йериңларда олтирип, әркин оқәт қилип, йәр-зимин сетивалсаңлар болувериду, — деди.
Gene UyCyr 34:11  Арқидин Шәкәм өзи Динаниң атиси вә қериндашлиридин мундақ дәп илтимас қилди: — Силәрниң көз алдиңларда меһир-шәпқәткә еришсәм, мәндин немә тәләп қилсаңлар, шуни беримән.
Gene UyCyr 34:12  Пәқәт мениң Динани некайимға елишимға рухсәт қилсаңлар, қанчилик тойлуқ тәләп қилсаңлар, қолум көксүмдә.
Gene UyCyr 34:13  Шәкәм Яқупниң қизи Динаниң номусиға тәккәнлиги үчүн, Динаниң акилири Шәкәмгә вә униң атиси Һамурға һейлә-микир сөзләр билән җавап қайтурди.
Gene UyCyr 34:14  Улар: — Биз сиңлимизни хәтнә қилинмиған кишигә бәрмәймиз. Бундақ қилиш бизгә номус.
Gene UyCyr 34:15  Пәқәт силәр бир шәртни қобул қилсаңлар, силәрниң тәливиңларға мақул болимиз. Силәр бизгә охшаш һәммә әрлириңларни хәтнә қилдуруңлар.
Gene UyCyr 34:16  Шундақ болғанда, биз қизлиримизни силәргә беримиз һәм қизлириңларни алимиз вә жутуңларда туруп қелип, бир қәбилә болимиз.
Gene UyCyr 34:17  Әгәр силәр бизниң хәтнә қилиш тоғрисидики шәртимизни қобул қилмисаңлар, сиңлимизни бу йәрдин елип кетимиз, — деди.
Gene UyCyr 34:18  Уларниң бу сөзлири Һамур вә униң оғли Шәкәмниң қулиғиға яқти.
Gene UyCyr 34:19  Шәкәм Яқупниң қизиға көйүп қалған болғачқа, хәтнә қилдурушқа алдириди. У аилисиниң әң һөрмәткә сазавәр әзаси еди.
Gene UyCyr 34:20  Шуниң билән Һамур вә Шәкәм шәһәр дәрвазиси алдидики кишиләр жиғилидиған җайға берип, жут әһлигә:
Gene UyCyr 34:21  — Бу кишиләр инақ адәмләр екән. Улар бу йәрдә туруп, сода-сетиқ ишлири билән шуғулланса болғидәк. Бу жут кәң, улар сиғип кетиду. Биз уларниң қизлирини алсақ, улар бизниң қизлиримизни алса болиду.
Gene UyCyr 34:22  Лекин бу кишиләр бизгә өзгәрткили болмайдиған бир шәртни қоюватиду, йәни бизниң әрлиримиз уларниң әрлиригә охшаш хәтнә қилдурулуши керәк екән. Әгәр биз бу шәртни қобул қилсақ, улар биз билән биллә яшап, бир қәбилә болидикән.
Gene UyCyr 34:23  Биз уларни бу йәрдә турғузуп қелиш үчүн, бу шәрткә мақул болайли. Шундақ қилғанда, уларниң маллири вә пүтүн тәәллуқатлири бизниң болмамду? — деди.
Gene UyCyr 34:24  Һамур билән Шәкәмниң тәкливини шәһәр дәрвазиси алдида жиғилған пүтүн халайиқ қувәтлиди. Буниң билән шәһәрдики әрләрниң һәммиси хәтнә қилдурулди.
Gene UyCyr 34:25  Үч күндин кейин у йәрдики әрләр өзлирини хәтнә қилдуруп, техи сақаймиғанда, Яқупниң икки оғли, йәни Динаниң өз акилири Шимон билән Лавий қолиға қилич елип, тосалғусизла шәһәргә кирип, шәһәрдики пүтүн әрләрни қирип ташлиди.
Gene UyCyr 34:26  Һәтта Һамур билән оғли Шәкәмниму өлтүрүвәтти. Андин улар Шәкәмниң өйидин Динани елип чиқти.
Gene UyCyr 34:27  Чоң қирғинчилиқтин кейин, Яқупниң башқа оғуллири шәһәрни булаң-талаң қилип, сиңлиси үчүн интиқам алди.
Gene UyCyr 34:28  Улар қой, кала, ешәклирини вә шәһәрниң бағ-варанлиридики барлиқ нәрсиләрни булап кәтти.
Gene UyCyr 34:29  Шундақла улар йәнә барлиқ байлиқлирини, хотун-қизлирини, балилирини һәм өйлиридики бар бисатларни булаң-талаң қилди.
Gene UyCyr 34:30  Яқуп Шимон билән Лавийға: — Силәр мени балаға тиқтиңлар. Бүгүндин башлап қананлиқлар, пәризиләр вә бу йәрдики башқа қәбилиләр маңа өчмәнлик қилиду. Бизниң адәм санимиз аз, әгәр улар бирлишип бизгә һуҗум қилса, пүтүн аилимиз һалак болиду, — деди.
Gene UyCyr 34:31  Лекин улар: — Ундақта, улар сиңлимизға паһишә аялға қилған муамилини қилсунму?! — дәп җавап қайтурушти.