Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
NEHEMIAH
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
Nehe UyCyr 3:1  Баш роһаний Әляшиб билән униң хизмәтдаш роһанийлири Қой дәрвазисини қайтидин ясап, уни Худаға беғишлап, дәрваза қанатлирини орнатти. Андин сепилни Йүз мунариғичә узартип, Худаға беғишлиди. Кейин уни Хананъел мунарисиғичә узартти.
Nehe UyCyr 3:2  Кейинки бөлигини ерихалиқлар ясиди. Йәнә кейинки бөлигини Имриниң оғли Заккур ясиди.
Nehe UyCyr 3:3  Һассинааниң оғуллири Белиқ дәрвазисини ясиди. Улар лимларни вә дәрваза қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти.
Nehe UyCyr 3:4  Хаққозниң нәвриси, Урияниң оғли Миремот сепилниң кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Мишезабъелниң нәвриси Бәрәкяниң оғли Мишуллам униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Баананиң оғли Задоқ униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:5  Тиқовалиқлар униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Бирақ уларниң жут башлири қурулуш башқурғучилириға бойсунмиди.
Nehe UyCyr 3:6  Пасеяхниң оғли — Йояда вә Бисодияниң оғли Мишуллам кона шәһәр дәрвазисини әслигә кәлтүрди. Улар лимларни вә дәрваза қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти.
Nehe UyCyr 3:7  Гибъонлуқ Милатя, меронотлуқ Ядон вә Гибъон һәм Мизпаһ шәһиридикиләр униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Мизпаһ шәһиридә Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи туратти.
Nehe UyCyr 3:8  Зәргәрләрдин бири болған Харһаяниң оғли Уззиел, униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Һананя әтир ясиғучилардин бири болуп, униңдин кейинки бөлигини Кәң сепилғичә әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:9  Хурниң оғли Йерусалим шәһәр райониниң йеримини башқурғучи Рифая униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:10  Харумафниң оғли Йидая униңдин кейинки бөлигини өз өйиниң удулиғичә әслигә кәлтүрди. Хашабнияниң оғли Хаттуш униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:11  Харимниң оғли Малкия билән Пахат-Моабниң оғли Хашшуб униңдин кейинки бөлиги билән Тонурлар мунарини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:12  Һаллоһешниң оғли — Йерусалим шәһәр райониниң башқа бир йеримини башқурғучи Шаллум қизлири билән униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:13  Ханун зановахлиқларни башлап, Җилға дәрвазисини әслигә кәлтүрди. Улар дәрвазини ясап, қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти. Улар йәнә Қиғ дәрвазисиғичә болған төрт йүз әллик метр арилиқни ясиди.
Nehe UyCyr 3:14  Рекабниң оғли — Бәйт-Һаккәрәм райониниң башқурғучиси Малкия Қиғ дәрвазисини әслигә кәлтүрди. Улар дәрвазини ясап, қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти.
Nehe UyCyr 3:15  Колхозәниң оғли — Мизпаһ райониниң башқурғучиси Шаллум, Булақ дәрвазисини вә дәрваза өгүзини әслигә кәлтүрди һәм дәрваза қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти. Андин у падиша гүллүгиниң йенидики Шелаһ көлчиги сепилини, «Давут шәһиридин» чүшидиған пәләмпәйгичә әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:16  Азбуқниң оғли — Бәйтзур райониниң йеримини башқурғучи Нәхәмия униңдин кейинки бөлигини Давут падиша қәбирстанлиғиниң удулидики җайдин су амбири вә батурларниң баргаһиғичә әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:17  Баниниң оғли Рихумниң қол астида ишләйдиған бир топ лавийлар униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Андин Қиила райониниң йеримини башқурғучи Хашабя өз қол астидики район үчүн униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:18  Уларниң туққанлири, йәни Хенададниң оғли — Қиила райониниң йеримини башқурғучи Баввай униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:19  Йешуваниң оғли — Мизпаһ шәһириниң башқурғучиси Әзәр униңдин кейинки бөлигини — қурал амбириға чиқидиған йолниң удулидин сепилниң тиригигичә әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:20  Заббайниң оғли Барук униңдин кейинки бөлигини, йәни сепилниң тиригидин башлап баш роһаний Әляшибниң өйиниң ишигигичә әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:21  Хаққозниң нәвриси, Урияниң оғли Миремот униңдин кейинки бөлигини Әляшибниң өйиниң ишигидин униң ахириғичә әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:22  Йерусалимниң әтрапида туридиған роһанийлар униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:23  Бинямин вә Хашшублар униңдин кейинки бөлиги, йәни өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди. Ананяниң нәвриси, йәни Маасеяниң оғли Азаря кейинки бөлиги, йәни өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:24  Хенададниң оғли Биннуй кейинки бөлигини, йәни Азаряниң өйидин сепилниң тириги вә униң дохмушиғичә әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:25  Узайниң оғли Палал униңдин кейинки бөлигини, йәни сепилниң тириги вә муһапизәтчиләр һойлисиниң йенидики үстүнки орда мунариниң удулини әслигә кәлтүрди. Паръошниң оғли Пидая униңдин кейинки бөлигини,
Nehe UyCyr 3:26  Офәл егизлигидә туридиған ибадәтхана хизмәткарлири билән Су дәрвазисиниң удулидин шәриқтики сепилдин чиқип турған мунариғичә әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:27  Кейинки бөлигини тиқовалиқлар әслигә кәлтүрди. Бу уларниң әслигә кәлтүргән йәнә бир бөлиги болуп, бүйүк мунара удулидин Офәл сепилиғичә еди.
Nehe UyCyr 3:28  Роһанийлар униңдин кейинки бөлигини, йәни Ат дәрвазисиниң жуқуриқи тәрипини әслигә кәлтүрди. Һәрбир роһаний өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:29  Иммерниң оғли Задоқ униңдин кейинки бөлиги болған өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди. Униңдин кейинки бөлигини Шиканяниң оғли Шәрқий дәрвазиниң дәрвазивини Шимая әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:30  Униңдин кейинки бөлигини Шәләмяниң оғли Хананя билән Залафниң алтинчи оғли Ханун әслигә кәлтүрди. Бу уларниң йәнә бир әслигә кәлтүргән бөлиги еди. Бәрәкяниң оғли Мишуллам униңдин кейинки бөлиги болған өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди.
Nehe UyCyr 3:31  Зәргәрләрниң бири Малкия униңдин кейинки бөлигини Күзәт дәрвазиси удулидики ибадәтхана хизмәткарлириниң һәм содигәрләрниң өйигичә әслигә кәлтүрди. Андин сепилни үстидә өй җайлашқан сепил дохмушиғичә узартти.
Nehe UyCyr 3:32  Башқа зәргәрләр вә содигәрләр у дохмуштин Қой дәрвазисиғичә болған әң ахирқи бөлигини әслигә кәлтүрди.