Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EPHESIANS
1 2 3 4 5 6
Prev Up Next
Chapter 5
Ephe UyCyr 5:1  Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлири болған екәнсиләр, Худани үлгә қилиңлар.
Ephe UyCyr 5:2  Әйса Мәсиһ бизгә меһир-муһәббәт көрситип, биз үчүн Өзини пида қилғандәк, силәрму һаятиңларда бир-бириңларға шундақ меһир-муһәббәт көрситиңлар. Униң биз үчүн Өз җенини пида қилиши худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурванлиққа охшаш Худани хурсән қилди.
Ephe UyCyr 5:3  Араңларда җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә қәтъий йол қоюлмисун. Чүнки бундақ ишлар Худаниң муқәддәс хәлқигә мас кәлмәйду.
Ephe UyCyr 5:4  Шундақла шәһваний вә әхмиқанә сөзләш, тетиқсиз чақчақ қилиш силәргә яттур. Ундақ қилишниң орниға Худаға шүкүр ейтиңлар.
Ephe UyCyr 5:5  Чүнки шуни ениқ билиңларки, җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә берилгән һәр қандақ адәмгә Әйса Мәсиһниң вә Худаниң Падишалиғида орун йоқ. Ачкөзлүккә берилгән адәм Худаға ибадәт қилишниң орниға мал-мүлүккә ибадәт қилидудә, бутпәрәсләрдин пәриқләнмәйду.
Ephe UyCyr 5:6  Бундақ ишларға банә көрситәләйдиғанлар ялған-явдақ сөзлири билән силәрни алдап кәтмисун. Чүнки Худаниң ғәзиви бундақ ишларни қилип, Худаға бойсунмиғанларниң үстигә чүшиду.
Ephe UyCyr 5:7  Шуниң үчүн бундақларниң қилмишлириға шерик болмаңлар.
Ephe UyCyr 5:8  Бурун силәр қараңғулуқта едиңлар. Лекин һазир Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, йоруқлуққа чөмдүңлар. Шуңа сөз-һәрикитиңлар чоқум йоруқлуқтики адәмләрниңкидәк болсун.
Ephe UyCyr 5:9  Бу йоруқлуқ һаятиңларда яхшилиқ, адиллиқ вә һәқиқәттин ибарәт мол мевиләрни бериду.
Ephe UyCyr 5:10  Неминиң Рәббимизни хурсән қилидиған­лиғини билишкә тиришиңлар.
Ephe UyCyr 5:11  Кишиләрниң қараңғулуқта қилған әһмийәт­сиз яман ишлириға шерик болмаңлар. Әксичә у ишларни паш қилиң­лар.
Ephe UyCyr 5:12  Уларниң йошурун қилған шумлуқлирини тилға елишму номустур.
Ephe UyCyr 5:13  Нур уларға чүшкәндә, уларниң шумлуқлирини ашкарә қилиду.
Ephe UyCyr 5:14  Чүнки һәммә нәрсини ашкарилайдиғини нурдур. Шуңа мундақ дейилиду: «Ойған, әй ухлаватқан инсан, Тирил роһий өлүмдин. Әйса Мәсиһ саңа нур чачар!»
Ephe UyCyr 5:15  Шуниң үчүн сөз-һәрикитиңларға еһтият қилиңлар. Билимсиз наданлардәк әмәс, данишмәнләрдәк яшаңлар.
Ephe UyCyr 5:16  Хәйирлик ишларни қилиш пурситини қолдин бәрмәңлар. Чүнки яшаватқан бу дәвримиз яман дәвирдур.
Ephe UyCyr 5:17  Шуңа әқилсиз болмаңлар, бәлки Рәббимизниң ирадисини чүшинишкә тиришиңлар.
Ephe UyCyr 5:18  Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчи­ли­гидә болуңлар.
Ephe UyCyr 5:19  Силәрниң араңларда Зәбур мунаҗәтлири, Худа­ни мәдһийиләйдиған вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән нахшилар яңрисун. Қәлбиң­ларда бу нәғмә садалири яңриғандәк, чин қәлбиңлардин Рәббимизни мәдһийиләңлар.
Ephe UyCyr 5:20  Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһ­ниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.
Ephe UyCyr 5:21  Әйса Мәсиһкә чоңқур һөрмитиңлар бар болғанлиқтин, бир-бириңларға бойсунуңлар.
Ephe UyCyr 5:22  Әй аяллар, Рәббимизгә бойсунғиниң­лар­дәк, әрлириңларға бойсунуңлар.
Ephe UyCyr 5:23  Худди мәсиһийләр җамаитиниң Қутқазғучиси болған Әйса Мәсиһ Өз тениниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болғинидәк, әрму өз аялиниң бешидур.
Ephe UyCyr 5:24  Худди мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһкә бойсунғинидәк, аялларму һәр қандақ ишта өз әрлиригә бойсунсун.
Ephe UyCyr 5:25  Әй әрләр, Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаитини қандақ сөйүп, униң үчүн Өзини қандақ қурван қилған болса, силәрму аяллириңларни шундақ сөйүңлар.
Ephe UyCyr 5:26  Әйса Мәсиһниң Өзини қурван қилиштики мәхсити, мәсиһийләр җамаитини Худаниң сөзи вә су билән жуюш арқилиқ гуналиридин пак қилиштур.
Ephe UyCyr 5:27  Униң бундақ қилиши мәсиһийләр җамаитини һәр қандақ илләт, гуна вә камчилиқлардин хали қилип, Уни шан-шәрәплик һалда Өз алдиға худди тойда көчүрүлүшкә тәйярланған гөзәл қиздәк пак вә әйипсиз елип келиш үчүндур.
Ephe UyCyr 5:28  Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаитини шундақ сөйгән екән, әрләрму өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк. Аялини сөйгән киши өзини сөйгән билән баравәр.
Ephe UyCyr 5:29  Һеч ким һеч қачан өз тенидин нәпрәтләнмәйду. Әксичә өз тенини асрайду вә униңға көйүниду. Бу худди Әйса Мәсиһниң Өз тени болған мәсиһийләр җамаитини асрап, униңға көйүнгәнлигигә охшайду.
Ephe UyCyr 5:30  Биз Әйса Мәсиһниң тениниң әзалиримиз.
Ephe UyCyr 5:31  Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип, иккисиниң бир тән болуши әйнә, шу сәвәптиндур».
Ephe UyCyr 5:32  Бу интайин муһим бир сирдур. Мән бу сөзләрни Әйса Мәсиһ билән мәсиһийләр җамаитиниң зич мунасивитини көздә тутуп ейттим.
Ephe UyCyr 5:33  Йәнә бир қетим шуни тәкитләймәнки, һәммиңлар аялиңларни өзәңларни сөйгәндәк сөйүң­лар, аялларму әрлирини һөрмәтлисун.