Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 20
Gene UyCyr 20:1  Ибраһим Мамрәдин Қананниң җәнубидики Негиб райониға йөткилип, мәлум вақит Кадеш билән Шур арилиғидики йәрдә олтарди. Кейин Гирарда турған вақтида,
Gene UyCyr 20:2  кишиләргә аяли Сарәни өзиниң сиңлиси, дәп ейтқан еди. Шуңа Гирар падишаси Абимәләк Сарәни ордисиға әкәлдүрди.
Gene UyCyr 20:3  Бир күни кечиси Худа Абимәләкниң чүшидә көрүнүп: — Пат арида җениңни алимән! Чүнки сән әкәлгән бу аял башқа кишиниң аяли, — деди.
Gene UyCyr 20:4  Сарәгә йеқинлашмиған Абимәләк Худаға: — Мән гунасиз турсам, Сән мени вә мениң хәлқимни һалак қиламсән?
Gene UyCyr 20:5  Ибраһим өзи бу аял мениң сиңлим, дегәнғу! Бу аялму Ибраһимни мениң акам, дегән әмәсму? Мән бу ишни пак вижданим вә инсавим билән қилдим! — деди.
Gene UyCyr 20:6  Андин Худа униңға мундақ җавап бәрди: — Шундақ, сениң бу ишни пак вижданиң билән қилғанлиғиңни билимән. Шуниң үчүн Мениң алдимда гуна қилип қоймисун, дәп сени Сарәгә тегип қоюшуңдин тосидим.
Gene UyCyr 20:7  Әнди бу аялни Ибраһимға қайтуруп бәр. Ибраһим болса пәйғәмбәр. У саңа дуа қилиду, сән һаят қалисән. Лекин сени агаһландуруп қояйки, әгәр бу аялни еригә қайтуруп бәрмисәң, пүтүн хәлқиң билән қошулуп һалак болисән!
Gene UyCyr 20:8  Сәһәрдә Абимәләк һәммә әмәлдарлирини жиғип, йүз бәргән вақиәни уларға ейтти. Улар интайин қорқушуп кәтти.
Gene UyCyr 20:9  Абимәләк Ибраһимни чақиртип, униңдин: — Бу немә қилғиниң? Сән мени вә мәмликитимни бундақ гуна қилдурғидәк, саңа немә яманлиқ қилдим? Сән маңа қилмайдиған ишни қилдиң!
Gene UyCyr 20:10  Немә үчүн бундақ қилдиң? — дәп сүрүштүрди.
Gene UyCyr 20:11  Ибраһим мундақ җавап қайтурди: — Мән бу йәрниң адәмлирини Худадин қорқмайду, мени өлтүрүветип, аялимни булап кетиду, дәп ойлиған едим.
Gene UyCyr 20:12  Әмәлиятта униң мениң сиңлим екәнлиги раст, у ата бир, ана башқа сиңлим, кейин маңа некаланди.
Gene UyCyr 20:13  Худа мени жутумдин айрип, башқа жутларда мусапир болушқа чиқарғанда, мән униңға: Биз барғанла йәрдә, өзәңниң чин муһәббитиңни маңа көрситиш үчүн, мени «акам» дегин, дегән едим.
Gene UyCyr 20:14  Буниң билән падиша Абимәләк Сарәни Ибраһимға қайтуруп бәрди, шундақла униңға қой-кала, әр қуллар вә қиз хизмәткар­ларниму тәғдим қилди.
Gene UyCyr 20:15  У Ибраһимға: — Қара, пүтүн зиминим алдиңда турупту. Сән қәйәрдә турушни халисаң, шу йәрдә туруп қал, — деди.
Gene UyCyr 20:16  У Сарәгиму: — Мән сениң паклиғиңни көпчиликкә испатлаш үчүн, «акаң» Ибраһимға миң күмүч тәңгә тәғдим қилимән. Буниң билән сениң яман иш қилмиғанлиғиң һәммә кишигә аян болиду, — деди.
Gene UyCyr 20:17  Ибраһимниң аяли Сарә билән мунасивәтлик ишлар түпәйли­дин Пәрвәрдигар Абимәләкниң ордисидики аялларниң һәммисини туғмас қиливәткән еди. Шуңа Ибраһим Худаға дуа қилди. Худа падиша Абимәләкни, униң аяли вә кенизәклирини әслигә кәлтүрүп, уларни йәнә пәрзәнт көрәләйдиған қилди.
Gene UyCyr 20:18  Ибраһимниң аяли Сарә билән мунасивәтлик ишлар түпәйли­дин Пәрвәрдигар Абимәләкниң ордисидики аялларниң һәммисини туғмас қиливәткән еди. Шуңа Ибраһим Худаға дуа қилди. Худа падиша Абимәләкни, униң аяли вә кенизәклирини әслигә кәлтүрүп, уларни йәнә пәрзәнт көрәләйдиған қилди.