Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next
Chapter 2
I Sa UyCyr 2:1  Һанна мәдһийә ейтип, мундақ деди: Әй Пәрвәрдигар, шатландурдиң қәлбимни, Руслидиң қәддимни. Дүшмәнлирим алдида махтинар болдум, Яйридим Сән бәргәч ниҗатлиғиңни.
I Sa UyCyr 2:2  Пәрвәрдигар бирдин-бир муқәддәстур, Әй Пәрвәрдигар, Сениң тәңдишиң йоқтур. Худайимиздәк панаһгаһ қорам таш йоқтур.
I Sa UyCyr 2:3  Артуқ сөзлимәңлар берилип мәнмәнликкә, Ағзиңлардин чиқмисун тәкәббурлуқ сөзләр йәнә. Чүнки Пәрвәрдигар һәммини билгүчи Худадур, Қилған әмәлләрни У тартар таразида.
I Sa UyCyr 2:4  Күчлүкләрниң оқ-ялири сунар, Аҗизлар қудрәт бәлбеғини бағлар.
I Sa UyCyr 2:5  Әнди нан үчүн ялланған ишчидур бурун тоқ болғанлар, Буниңдин кейин ач қалмас ач қалғанлар. Туғмас аял йәттини туғар, Көп балилиқ аял әнди мусибәттә қалар.
I Sa UyCyr 2:6  Җанни алғучиму, бәргүчиму Пәрвәрдигардур, Гөргә чүшәргүчиму, елип чиққучиму Униң Өзидур.
I Sa UyCyr 2:7  Намрат қилғучиму, бай қилғучиму Пәрвәрдигардур. Пәс қилғучиму, егизгә көтәргүчиму Униң Өзидур.
I Sa UyCyr 2:8  У көтирип алар кәмбәғәлни чаң-тозаңдин, Елип чиқар йоқсулни әхләт догилиридин. Есилзадиләр арисидин җай берип уларға, Муйәссәр қилар уларни шан-шөһрәт орниға. Чүнки Пәрвәрдигарниңкидур зиминниң һуллири, У қойғандур уларниң үстигә дунияни.
I Sa UyCyr 2:9  У Өз садақәтмәнлириниң йоллирини қоғдар, Ғалибә қилалмас инсан өз қудрити билән, Яманлар қараңғулуқта җимиқтурулар.
I Sa UyCyr 2:10  Пәрвәрдигарға қаршилиқ қилғучилар бит-чит қилинар, У Өзи асмандин уларға чақмақ чүширәр. Пәрвәрдигар пүткүл дунияға һөкүм чиқирар. Өзи тиклигән падишаға күч ата қилар, Өзи таллиған падишаниң қудритини ашурар.
I Sa UyCyr 2:11  Кейин Әлқаналар Рамаһқа қайтип кәтти. Лекин бала Самуил Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуш үчүн роһаний Әлиниң һозурида қалди.
I Sa UyCyr 2:12  Әлиниң оғуллири осал болуп, Пәрвәрдигарға бепәрва еди.
I Sa UyCyr 2:13  Улар роһанийларниң қурванлиқ қилинған гөшни елиш тоғрисидики бәлгүлимисигә бойсунмай, өз хаһиши бойичә иш қилатти. Бир киши қурванлиқ қилса, гөш техи даш қазанда қайнаватқанда, уларниң хизмәткарлири үч чишлиқ ара тутуп келип,
I Sa UyCyr 2:14  уни гөшкә санчип, ариға немә илинса, шуни «роһанийға тәвә» дәп елип кетәтти. Мана бу уларниң Шилоға қурванлиқ қилғили кәлгән исраилларниң һәммисигә қилғанлири еди.
I Sa UyCyr 2:15  Буниң биләнла қалмай, һәтта қурванлиқниң йеғи көйдүрүлмәй турупла, уларниң хизмәткари келип, қурванлиқ қилғучиға: «Роһанийға кавап қилиш үчүн гөш бәр, у сәндин суда пиширилған гөшни әмәс, бәлки хам гөшни елишни халайду», дәтти.
I Sa UyCyr 2:16  Әгәр қурванлиқ қилғучи: «Алди билән йеғи көйдүрүлсун, андин кейин халиғиниңчә аливәр!» десә, уларниң хизмәткари: «Яқ, һазирла бәр! Болмиса булап алимән!» дәтти.
I Sa UyCyr 2:17  Әлиниң бу икки оғлиниң гунайи Пәрвәрдигарниң алдида толиму еғир еди. Чүнки улар Пәрвәрдигарға сунулған қурванлиққа шундақ һөрмәтсизлик қилишатти.
I Sa UyCyr 2:18  У чағда Самуил техи бала еди. У кәндир рәхттин тикилгән роһанийлиқ тонини кийип, Пәрвәрдигарниң хизмитидә болатти.
I Sa UyCyr 2:19  Аниси униңға һәр жили бир кичик чапан тикип, ери билән жиллиқ қурванлиқ қилишқа барғинида алғач баратти.
I Sa UyCyr 2:20  Әли Әлқана вә униң аялиға бәхит тиләп, Әлқанаға: — Пәрвәрдигардин тиләп алған һәм Униңға беғишлиған оғлуңниң орниға, Пәрвәрдигар бу аялиңдин саңа пәрзәнтләр ата қилғай, — дәтти. Шуниңдин кейин улар өйигә қайтатти.
I Sa UyCyr 2:21  Пәрвәрдигар Һаннаға ғәмхорлуқ қилғачқа, у һамилдар болуп, үч оғул, икки қиз туғди. Бала Самуил болса Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуп, күндин-күнгә чоң болди.
I Sa UyCyr 2:22  Әли наһайити қерип кәткән еди. У икки оғлиниң Исраил хәлқигә қилған әткәнлириниң һәммисини һәтта уларниң «Пәрвәрдигар билән учришиш чедири» алдида хизмәт қилидиған аяллар билән бир орунда ятқанлиғини аңлап туратти.
I Sa UyCyr 2:23  Әли уларға: — Силәр немишкә бундақ ишларни қилисиләр? Һәммисидин силәрниң қилған әскилигиңларни аңлап туруватимән.
I Sa UyCyr 2:24  Әй оғуллирим, бундақ қилмаңлар! Мениң қулиғимға йәткән, Пәрвәрдигарниң хәлқи арисида тарқилип жүргән бу хәвәрләр яхши әмәс!
I Sa UyCyr 2:25  Әгәр бир киши йәнә бир кишигә қарши гуна өткүзсә, Худа униңға яраштурғучи болиду. Лекин бир киши Пәрвәрдигарға қарши гуна өткүзсә, униңға кимму яраштурғучи болалисун? — деди. Лекин улар атисиниң сөзигә қулақ салмиди, чүнки уларниң өлтүрүветилиши Пәрвәрдигарниң ирадиси еди.
I Sa UyCyr 2:26  Бала Самуил күндин-күнгә Пәрвәрдигарниң вә кишиләрниң зоқини кәлтүрүп, чоң болди.
I Sa UyCyr 2:27  Бир күни бир пәйғәмбәр Әлиниң алдиға келип, униңға мундақ деди: — Пәрвәрдигар дәйдуки: «Исраиллар Мисир падишасиға қул болуп жүргәндә, Мән әҗдадиң Һарун вә униң уруқ-җамаитигә Өзәмни аян қилған едим.
I Sa UyCyr 2:28  Мән уларни исриқ көйдүрүп, қурванлиқ супамда қурванлиқ қилсун, алдимда ефод кийимини кийип Маңа роһаний болсун дәп, исраилларниң барлиқ қәбилилири ичидин таллавалмиғанмидим? Шуниңдәк Һарунниң әвлатлириға уларниң үлүши болсун дәп, исраилларниң һәммә қурванлиқлиридин бәрмигәнмидим?
I Sa UyCyr 2:29  Шундақ екән, йәнә немә үчүн тәливим бойичә ибадәтгаһимда қилинған қурванлиқ вә һәдийәләрни дәпсәндә қилисиләр? Әли, сән немишкә оғуллириңни Мәндин артуқ көрисән? Немә үчүн хәлқим сунған қурванлиқларниң яхши йәрлирини елип кетип, өзәңларни сәмиртисиләр?!»
I Sa UyCyr 2:30  Әнди Пәрвәрдигар, йәни исраилларни таллиған Худа мундақ дәйдуки: «Һәқиқәтәнму уруғуңдин вә әҗдадиң уруғидин болғанларниң мәңгү роһаний болуп хизмитимдә болушини ейтқан едим. Бирақ Мән Пәрвәрдигар һазир шуни ейтимәнки, әнди бундақ болмайду. Мени һөрмәтлигәнләрни иззәтләймән, Мени камситқанлар хорлуқта қалиду.
I Sa UyCyr 2:31  Мана, шундақ күнләр йеқинлашмақта: Атаңниң уруғидин болғанларни әҗилидин балдур һалак қилимән. Шуниң билән уруғуңдин узун өмүр сүридиған адәм чиқмайду.
I Sa UyCyr 2:32  Мениң ибадәтгаһимда қайғулуқ ишларни көрисән. Гәрчә Мениң шапаитим исраилларға яғдурулған болсиму, сениң уруғуңдин узун өмүр сүридиған киши чиқмайду.
I Sa UyCyr 2:33  Әвладиңдин бирсини Маңа роһанийлиқ қилишқа қалдуримән. Лекин униң көзидин яш қурумайду, қайғуда өтиду. Әвлатлириңниң һәммиси яш кетиду.
I Sa UyCyr 2:34  Икки оғлуң Хофни билән Пинихас бир күндә өлиду. Бу саңа ейтқанлиримниң һәммисиниң әмәлгә ашурулидиғанлиғиниң бәлгүси болуп қалсун.
I Sa UyCyr 2:35  Мән Өзәмгә садиқ бир роһаний тайинлаймән. У хаһишим вә ирадәм бойичә Маңа хизмәт қилиду. Униң әвладини мәңгү роһанийлиқ қилишқа тайинлаймән. Улар Мән таллиған падиша алдида мәңгү хизмәт қилиду.
I Sa UyCyr 2:36  Сениң әвладиң ичидә һаят қалған кишиләр бир күмүч тәңгә яки бир бурда нан үчүн уларниң алдиға берип, уларға тазим қилип, ‹өтүнүп қалай, йемәк-ичмигим үчүн роһанийлар қилидиған бирәр иш болса бәрсиңиз›, дәп ялвуридиған болиду».