Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 30
I Sa UyCyr 30:1  Давут вә униң адәмлири үчинчи күни Зиқлақ шәһиригә йетип кәлди. Бу чағда амаләкләр Йәһуда зимининиң җәнубиға һуҗум қилған еди вә Зиқлақ шәһиригә от қоюп шәһәрни талан-тараҗ қилған еди.
I Sa UyCyr 30:2  Шәһәрдики аялларни, мәртивиси жуқури яки төвән, һәммисини оғул-қизлири билән қошуп әсир қилип, бириниму өлтүрмәй өзлири билән елип кәткән еди.
I Sa UyCyr 30:3  Давут вә униң адәмлири бу шәһәргә кәлгәндә, шәһәрниң көйдүрүветилгәнлигини, аяллири билән оғул-қизлириниң әсир қилинип кетилгәнлигини көрүп,
I Sa UyCyr 30:4  һөкирәп жиғлап һали қалмиди.
I Sa UyCyr 30:5  Давутниң икки аяли Ахиноам вә Абигалму әсир қилинған еди.
I Sa UyCyr 30:6  Давут қаттиқ қийинчилиқта қалди, чүнки көпчилик өзлириниң оғул-қизлири үчүн әләмдә қелип, һәсрәт чәкмәктә еди, улар Давутни чалма-кесәк қилайли, дейишкән еди. Давут болса өз Пәрвәрдигари Худадин мәдәт тапти.
I Sa UyCyr 30:7  Давут Худаниң ирадисини билиш үчүн Ахимәләкниң оғли роһаний Әбиятарға: — Ефодни әкәл, — деди. Әбиятар ефодни Давутқа әкелип бәрди.
I Sa UyCyr 30:8  Давут Пәрвәрдигардин: — Мән бу қарақчиларни қоғлап барсам боларму, уларни туталармәнму? — дәп сориған еди. Пәрвәрдигардин: — Қоғла, чоқум туталайсән һәм әсирләрни қутқузалайсән, — дегән җавап кәлди.
I Sa UyCyr 30:9  Шуниң билән Давут вә униңға әгәшкән алтә йүз киши йолға атланди. Улар Бисор җилғисиға йетип кәлгәндә, икки йүз адәм һерип қалғанлиқтин җилғидин өтәлмәй шу йәрдә қалди, Давут болса төрт йүз адәмни башлап давамлиқ илгирилиди.
I Sa UyCyr 30:10  Шуниң билән Давут вә униңға әгәшкән алтә йүз киши йолға атланди. Улар Бисор җилғисиға йетип кәлгәндә, икки йүз адәм һерип қалғанлиқтин җилғидин өтәлмәй шу йәрдә қалди, Давут болса төрт йүз адәмни башлап давамлиқ илгирилиди.
I Sa UyCyr 30:11  Давутниң адәмлири далада мисирлиқ бир адәмни учритип, уни Давутниң қешиға елип кәлди вә униңға йемәк-ичмәк
I Sa UyCyr 30:12  һәм бир очум қурутқан әнҗир вә икки очум кишмиш бәрди. Ғизаланғандин кейин униң тенигә мағдир кирди. У үч кечә-күндүз ағзиға һечнемә салмиған еди.
I Sa UyCyr 30:13  Давут униңдин: — Сән кимниң адимисән, қәйәрликсән? — дәп сориған еди, у: — Мән мисирлиқмән, амаләкләрдин болған бир адәмниң қулимән. Буниңдин үч күн илгири кесәл болуп қалғантим, ғоҗайиним мени далада ташлап кәтти.
I Sa UyCyr 30:14  Биз киретләр, Калиб вә Йәһуда қәбилисидикиләр турған Йәһуда чөлидики шәһәрләргә һуҗум қилип киргәнтуқ һәм Зиқлақ шәһиригә от қоювәткәнтуқ, — дәп җавап бәрди.
I Sa UyCyr 30:15  Давут униңдин: — Сән мени әшу қарақчиларниң йениға башлап бараламсән? — дәп сориғанти, у: — Мени өлтүрмәсликкә һәм ғоҗайинимға тапшуруп бәрмәсликкә Пәрвәрдигар алдида қәсәм ичсилә, мән силини әшу қарақчиларниң йениға башлап барай, — деди.
I Sa UyCyr 30:16  Шуниң билән у мисирлиқ Давут вә униң адәмлирини амаләкләрниң йениға башлап маңди. Қарақчилар һәммә йәрләргә йейилип, филистийәликләр вә Йәһуда зиминидин қолға чүшәргән чоң олҗилардин хуш болуп, йәп-ичишип, олҗиларға еришкәнликлирини тәбриклишивататти.
I Sa UyCyr 30:17  Давут вә униң адәмлири әтиси күн чиқиши билән уларға һуҗум қилип, бир күн кәчкичә уларни шундақ қирдики, төгигә минип қачқан төрт йүз жигиттин башқа һечким қечип қутулалмиди.
I Sa UyCyr 30:18  Давут амаләкләр әсиргә алған барлиқ адәмләр билән, олҗа қилған мал-мүлүкләрниң һәммисини қайтурувалди, җүмлидин икки аялиниму қутқузувалди.
I Sa UyCyr 30:19  У әсир қилинған оғул-қизлириниң һәммисини вә олҗа қилинған мал-мүлүкләрниң һәтта бириниму қалдурмай қайтурувалди.
I Sa UyCyr 30:20  Давут қой-кала падилириниму олҗа алди. Уларни униң адәмлири алдиға селип һайдап, «Бу Давутниң олҗилири» дәп вақириди.
I Sa UyCyr 30:21  Шуниңдин кейин Давут һерип-чарчиғанлиғидин өзи билән маңалмай, Бисор җилғисида қелип қалған икки йүз адәмниң йениға қайтип кәлди. Улар Давут вә униң адәмлириниң алдиға чиқти, Давут көпчиликкә йеқинлап келип уларға салам қилди.
I Sa UyCyr 30:22  Лекин Давут билән барғанларниң ичидики яримас, яман адәмләр: — Улар биз билән бармиғандикин, биз яндурувалған олҗидин уларға бөлүп бәрмәйли, улар өзлириниң хотун, бала-җақилиринила елип кәтсун, — дейишти.
I Sa UyCyr 30:23  — Һәй бурадәрләр, бизни аман сақлап, қарақчиларни қолумизға тапшурған Пәрвәрдигар бизгә соға қилған мални уларға бөлүп бәрмисәк болмайду.
I Sa UyCyr 30:24  Силәрниң бу гепиңларға ким қулақ салиду? Җәңгә чиққанлар билән ярақ-җабдуқларға қарашқа қалғанларниң үлүши охшаштур, һәммә нәрсә тәң бөлүнсун, — деди Давут вә
I Sa UyCyr 30:25  дегәнлирини Исраилниң низами қилип бәкитти. Ушбу низам таки һазирғичә давам қилип кәлмәктә.
I Sa UyCyr 30:26  Давут Зиқлақ шәһиригә қайтип кәлгәндә, олҗидин, достлириға йәни Йәһуда ақсақаллириға әвәтип: «Бу бизниң Пәрвәрдигарниң дүшмәнлиридин алған олҗимиз силәргә соға болсун», деди вә
I Sa UyCyr 30:27  олҗидин Бәйтәл, Йәһуда зимининиң җәнубиға җайлашқан Рамот, Яттир,
I Sa UyCyr 30:29  вә Ракал дегән йәрләрниң, шундақла йирахмиеллар вә қенлар яшайдиған һәрқайси шәһәрләрниң вә
I Sa UyCyr 30:31  Һиброн дегән йәрләрниң ақсақаллириға әвәтти. Давут өз адәмлири билән кезип чиққан һәммә йәрләрниң ақсақаллириға соға әвәтти.