MATTHEW
Chapter 16
Matt | UyCyr | 16:1 | Пәрисийләр билән садуқий диний еқимидикиләр һәзрити Әйсаниң йениға келип, Униң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигини синап беқиш мәхситидә, Униңдин бир карамәт көрситишни тәләп қилишти. | |
Matt | UyCyr | 16:2 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Кәчқурун силәр: «Упуқта қизил шәпәқ көргиниңларда, әтә һава очуқ болиду», дәйсиләр. | |
Matt | UyCyr | 16:3 | Әтигәндә: «Бүгүн асманниң рәңги көкүш қизил вә булутлуқ, һава бузулиду», дәйсиләр. Асман рәңгини чүшәндүрәләйсиләрю, бу заманда йүз бериватқан аламәтләрни чүшәндүрәлмәйсиләр! | |
Matt | UyCyr | 16:4 | Осал вә вапасиз кишиләр карамәт көрсәт, дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситилидиған иккинчи карамәт йоқ. Андин һәзрити Әйса уларни ташлап кәтти. | |
Matt | UyCyr | 16:6 | Һәзрити Әйса уларға: — Һошияр болуңлар, пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар — деди. | |
Matt | UyCyr | 16:8 | Уларниң немә дейишиватқанлиғини билгән һәзрити Әйса мундақ деди: — Әй ишәнчи аҗизлар! Немә үчүн нан әкәлмигәнлигиңлар тоғрисида сөзлишисиләр? | |
Matt | UyCyr | 16:9 | Техичә чүшәнмидиңларму? Бәш нан билән бәш миң кишини тойдурғанлиғим, йәнә қанчә севәт йемәклик жиғивалғанлиғиңлар есиңларда йоқму? | |
Matt | UyCyr | 16:10 | Йәттә нан билән төрт миң кишини тойдурғанлиғим, йәнә қанчә севәт йемәклик жиғивалғанлиғиңларму есиңларда йоқму? | |
Matt | UyCyr | 16:11 | Силәр немишкә Мениң ейтқинимниң нан тоғрилиқ әмәслигини чүшәнмәйсиләр? Мән йәнә силәргә: «Пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар», дәймән. | |
Matt | UyCyr | 16:12 | Шагиртлар шундила һәзрити Әйсаниң өзлиригә нандики ечитқудин әмәс, бәлки пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқусидин, йәни сахта тәлимидин еһтият қилишни ейтқанлиғини чүшинип йәтти. | |
Matt | UyCyr | 16:13 | Һәзрити Әйса Филип Қәйсәрийәси райониға кәлгинидә, шагиртлиридин: — Кишиләр Инсан Оғлини ким дәп билидикән? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 16:14 | Шагиртлири: — Бәзиләр Сизни чөмүлдүргүчи Йәһия, бәзиләр Илияс пәйғәмбәр вә йәнә бәзиләр Йәрәмия яки башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири дәп билидикән, — дәп җавап бәрди. | |
Matt | UyCyr | 16:16 | Петрус дәпму аталған Симун: — Сиз мәңгү һаят Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ екәнсиз, — дәп җавап бәрди. | |
Matt | UyCyr | 16:17 | Һәзрити Әйса униңға: — Немә дегән бәхитликсән, Юнус оғли Симун! Буни саңа ашкарилиғучи инсан әмәс, бәлки асмандики Атам Худадур. | |
Matt | UyCyr | 16:18 | Саңа шуни ейтайки, сән болсаң Петрус. Мән җамаитимни бу таш үстигә қуримән. Униң үстидин өлүмниң күчиму ғалип келәлмәйду. | |
Matt | UyCyr | 16:19 | Асманниң Падишалиғиниң ачқучлирини саңа беримән. Сениң йәр йүзидә йол қойғанлириң асмандиму йол қоюлуп болған болиду. Сениң йәр йүзидә йол қоймиғанлириң асмандиму йол қоюлмиған болиду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 16:20 | Бу сөзләрдин кейин һәзрити Әйса шагиртлириға Өзиниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди. | |
Matt | UyCyr | 16:21 | Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Өзиниң Йерусалимға кетиши, ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири тәрипидин көп азап-оқубәт тартиши, өлтүрүлүши вә үчинчи күни тирилдүрүлүши керәклигини шагиртлириға уқтурушқа башлиди. | |
Matt | UyCyr | 16:22 | Бу гәпни аңлиған Петрус һәзрити Әйсани бир чәткә тартип, Уни әйипләп: — Я Рәббим, немишкә бундақ хиялда болисиз? Бешиңизға бундақ ишлар әсла кәлмәйду! — деди. | |
Matt | UyCyr | 16:23 | Лекин һәзрити Әйса Петрусқа қарап: — Йоқал көзүмдин, шәйтандәк сөзләватисән! Сән Маңа путликашаң, сениң ойлиғанлириң Худаниң әмәс, инсанниң хиялидур, — деди. | |
Matt | UyCyr | 16:24 | Кейин һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Кимду-ким Маңа әгишишни халиса, өз хаһишидин ваз кечип, өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшсун! | |
Matt | UyCyr | 16:25 | Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мениң үчүн яшайдиғанлар һаятлиққа еришиду. | |
Matt | UyCyr | 16:26 | Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! Немини төләпму һаятлиққа еришкили болсун?! | |
Matt | UyCyr | 16:27 | Инсан Оғли болған Мән Атамниң шан-шәриви ичидә периштәлири билән келип, һәммә адәмниң өз әмәлиятиға чушлуқ җавап қайтуримән. | |