Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EPHESIANS
1 2 3 4 5 6
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 4
Ephe UyCyr 4:1  Шу сәвәпләрдин Рәббимизгә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мән силәрдин Худаниң чақириғиға мунасип яшишиңларни өтүнүп сораймән.
Ephe UyCyr 4:2  Силәр һемишәм кәмтар, мулайим, сәвирчан болуп, меһир-муһәббитиңлар билән бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар.
Ephe UyCyr 4:3  Бир-бириңлар билән инақ өтүш арқилиқ Муқәддәс Роһниң мәсиһийләргә бәргән бирлигини сақлашқа тиришиңлар.
Ephe UyCyr 4:4  Биз һәммимиз бир тәнниң әзалири, қәлбимиздики Муқәддәс Роһму бир. Шуниңға охшаш, Худа бизни чақирғанда, бизгә бәргән үмүтиму бирдур.
Ephe UyCyr 4:5  Рәббимиз бир, ишәнчимизму бир болуп, охшаш бир чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ.
Ephe UyCyr 4:6  Һәммимизниң Атиси болған Худа бирдур. У һәммимиздин үстүн туриду, һәммимиз арқилиқ Өз ирадисини иҗра қилиду, шундақ­ла һәммимизниң қәлбидидур.
Ephe UyCyr 4:7  Әйса Мәсиһ мәртлик билән һәр бири­мизгә илтипат көрситип, һәдийәләрни ата қилди.
Ephe UyCyr 4:8  Бу тоғрилиқ Муқәд­дәс Язмиларда мундақ дейилгән: «У асманға чиққанда, Нурғунлиған әсирләрни йетәклиди. Инсанларға һәдийәләрни ата қилди».
Ephe UyCyr 4:9  Бу йәрдики «чиққанда» дегән сөз Әйса Мәсиһниң авал төвәнгә — йәр-йүзигә чүшкәнлигини билдүриду.
Ephe UyCyr 4:10  Йәргә чүшкәнму У, асманға чиққанму У. Буниңдики мәхсәт, Өз һөкүмранлиғини пүткүл каинат­қа орнитиштур.
Ephe UyCyr 4:11  Әйса Мәсиһ Өзи мәсиһийләр җамаитигә илтипат қилип, бәзиләр­ни әлчи, бәзиләрни пәйғәмбәр, бәзиләрни Хуш Хәвәр йәткүзгүчи, йәнә бәзиләрни җамаәт җавапкәри вә тәлим бәргүчи қилди.
Ephe UyCyr 4:12  Уларниң вәзиписи Худаниң муқәддәс хәлқини Худаниң хизмитини қилишқа вә Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаитини мустәһкәмләшкә тәрбийиләштин ибарәт.
Ephe UyCyr 4:13  Бу вәзипә таки бизниң Худа Оғлиға ишиништә бирдәк болуп, Уни чоңқур тонушимиз һәм ишәнч җәһәттә өсүп йетилип, Әйса Мәсиһкә охшаш болушимизға қәдәр давамлишиду.
Ephe UyCyr 4:14  Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлимат­ларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.
Ephe UyCyr 4:15  Әксичә меһир-муһәббәт билән Худаниң һәқиқитини сөзләп, тәнниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болған Әйса Мәсиһкә һәр қайси җәһәттә охшаш болуп өсүп йетилимиз.
Ephe UyCyr 4:16  Әйса Мәсиһниң йетәкчи­лигидә мәсиһийләр җамаитиниң һәр қайси әзалири зич маслишип, өзлириниң җарий қилишқа тегишлик рольлирини толуқ җарий қилдурғанда, мәсиһийләр җамаити меһир-муһәббәт ичидә сағлам өсүп йетилиду.
Ephe UyCyr 4:17  Рәббимизниң нами билән агаһландуримәнки, әнди Худаға ишәнмәй­диғанлардәк әрзимәс ой-пикирләр бойичә яшимаңлар.
Ephe UyCyr 4:18  Улар Худаға тәрсалиқ қилип, Худа һәққидә билимсиз қалди. Нәтиҗидә қәлби қараңғулуқта қелип, Худа ата қилған һаятлиқтин мәһрум қалди.
Ephe UyCyr 4:19  Улар һар-номусни унтуп, шәһванийлиққа берилип, ачкөзлүк билән һәр хил напаклиқларни қилиду.
Ephe UyCyr 4:20  Лекин бурун үгәнгиниңлардәк бундақ яшаш Әйса Мәсиһниң тәлимлиригә мас кәлмәйду.
Ephe UyCyr 4:21  Силәр Әйса Мәсиһ тоғрисида җәзмән аңлидиңлар һәм Униң тәлимлириниму қобул қилдиңлар. Чүнки һәқиқәт Әйса Мәсиһтидур.
Ephe UyCyr 4:22  Ундақта, худди кона кийимиңларни ташлавәткәндәк, бурунқи яман турмуш адәтлириңларни кона тәбиитиңлар билән биргә ташлаветиңлар. Чүнки у тәбиәт силәрни аздуридиған яман һәвәсләр билән чирип кәткән.
Ephe UyCyr 4:23  Роһуңлар вә ой-пикриңларму йеңилансун.
Ephe UyCyr 4:24  Йеңи тәбиәтни өзәңларға өзләш­тү­рүңлар. Бу йеңи тәбиәт Худаниң тәбиитигә мас болуп, у һәққанийлиқ вә һәқиқий паклиқта ипадилиниду.
Ephe UyCyr 4:25  Шуниң үчүн ялғанчилиқни ташлап, бир-бириңларға раст гәп қилиңлар. Чүнки һәммимиз бир тәнниң әзалиримиз.
Ephe UyCyr 4:26  Әгәр аччиқлан­саңлар, аччиғиңлар силәрни гунаға башлимисун. Аччиғиңлардин қайтмай, күнму петип кәтмисун.
Ephe UyCyr 4:27  Шундақ қилип, шәйтанға пурсәт бәрмәңлар.
Ephe UyCyr 4:28  Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун. Әксичә икки билигигә тайинип садақәтмәнлик билән ишлисун. Тапқинидин һаҗәтмәнләргә бөлүп бәрсун.
Ephe UyCyr 4:29  Ағзиңлардин һәргиз яман сөзләр чиқмисун. Аңлиғучиларниң еһтияҗиға қарап, уларға пайдилиқ болсун дәп, меһир-шәпқәтлик сөзләрни қилиңлар.
Ephe UyCyr 4:30  Худа­ниң Муқәддәс Роһини қайғуға салмаңлар. Чүнки Муқәддәс Роһ болса силәрниң Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң тамғиси болуп, үзүл-кесил қутқузулидиған күнүңларниң йетип келидиғанлиғиға капаләт­лик қилиду.
Ephe UyCyr 4:31  Барлиқ адавәт тутуш, аччиқлиниш, ғәзәплиниш, җедәллишиш, төһмәт қилиштин ибарәт илләтләрдин вә һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар.
Ephe UyCyr 4:32  Бир-бириңларға меһриван, мулайим болуңлар. Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүргинидәк, силәрму бир-бириңларни кәчүрүңлар.