Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 16
Exod UyCyr 16:1  Пүтүн исраиллар Елим дегән йәрдин жүрүп кәтти. Улар Мисирдин кетип бир йерим айдин кейин, Елим билән Синай теғиниң арилиғидики Сийн чөлигә йетип барди.
Exod UyCyr 16:2  Чөлдә улар Муса билән Һарунға наразилиқ билдүрүп,
Exod UyCyr 16:3  уларға: — Пәрвәрдигар бизни Мисирда өлтүрүвәткән болсиму болар екән. У йәрдә һеч болмиғанда қазанни чөрәдәп олтирип, гөш вә башқа йемәкликләрни тойғидәк йәттуқ. Лекин силәр бизни чөлгә елип келип, бу йәрдә ачлиқтин өлтүрмәкчи болуватисиләр, — дейишти.
Exod UyCyr 16:4  Буниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Мән асмандин йемәклик яғдуримән. Исраиллар һәр күни чиқип шу күнлүк озуғини жиғивалсун. Бу арқилиқ Мән уларни синап, уларниң йол-йоруқлиримға бойсунған яки бойсунмиғанлиғиға қараймән.
Exod UyCyr 16:5  Һәр һәптиниң алтинчи күни кәлгәндә, улар икки күнлүк озуқни жиғивалсун, — деди.
Exod UyCyr 16:6  Шуңа Муса билән Һарун исраилларға: — Бүгүн кечә силәрни Мисирдин елип чиққучиниң Пәрвәрдигар екәнлигини билисиләр.
Exod UyCyr 16:7  Әтә әтигәндә Пәрвәрдигарниң улуқлу­ғини көрисиләр. Рәнҗигәнлигиңлар Униң қулиғиға йәтти. Силәр­ниң наразилиғиңлар Униңға қаритилғандур. Бизгә қарши наразилиқ билдүргидәк биз ким едуқ?
Exod UyCyr 16:8  Пәрвәрдигар кәчтә силәргә гөш бериду. Әтигәндә силәрни тойғидәк нан билән тәминләйду. Чүнки У силәрниң рәнҗигәнлигиңларни аңлиди. Силәрниң биздин рәнҗигиниңлар, әмәлиятта Пәрвәрдигардин рәнҗигәнлигиңлардур! — деди.
Exod UyCyr 16:9  Андин Муса Һарунға: — Сән берип, пүтүн халайиққа: «Пәрвәрдигарниң алдиға жиғилиң­лар, чүнки У силәрниң наразилиғиңларни аңлиди» дегин, — деди.
Exod UyCyr 16:10  Һарун пүтүн халайиққа гәп қиливатқан вақтида, улар чөллүккә қариведи, Пәрвәрдигарниң парлақ нуриниң булутлар арисида чақнап турғанлиғини көрди.
Exod UyCyr 16:11  Шу чағда Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
Exod UyCyr 16:12  — Мән исраилларниң рәнҗигәнлигини аңлидим. Сән уларға: «Худа ‹ Кәчқурун гөш, әтигәндә тойғидәк нан йәйсиләр. Буниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигариңлар Худа екәнлигимни билисиләр › деди», дегин.
Exod UyCyr 16:13  Кәчқурун сан-санақсиз бөдүнә учуп келип, пүтүн қараргаһни қаплиди. Әтиси сәһәрдә қараргаһниң әтрапидики йәр йүзигә шәбнәм чүшкән еди.
Exod UyCyr 16:14  Шәбнәм парланғандин кейин, чөллүкниң йәр йүзидә непиз бир қәвәт қирудәк нәрсә көрүнди.
Exod UyCyr 16:15  Исраиллар буниң немә екәнлигини билишәлмәй, бир-биридин: — Бу немиду? — дәп сорашти. Муса уларға: — Бу болса, Пәрвәрдигар силәргә ата қилған йемәклик.
Exod UyCyr 16:16  Пәрвәр­дигар һәр бириңларни өз еһтияҗиға қарап, һәр аилә киши бешиға икки қачидин жиғивалсун, дәп буйруған, — деди.
Exod UyCyr 16:17  Исраиллар Худаниң әмри бойичә иш қилди. Бәзиләр көпирәк жиғивалди, бәзиләр азирақ жиғивалди.
Exod UyCyr 16:18  Көпирәк «Қиру» жиғивал­ғанларниң ешип қалмиди, аз жиғивалғанларниңму кемип қалмиди. Һәммисиниң жиғивалғини өз еһтияҗиға дәлму-дәл еди.
Exod UyCyr 16:19  Муса уларға: — Йемәкликни иккинчи күнигә ашуруп қоюшқа рухсәт йоқ, — деди.
Exod UyCyr 16:20  Лекин бәзиләр Мусаниң сөзини аңлимай, әтиси әтигәнгә бир аз ашуруп қойди. Бирақ ашуруп қоюлған йемәкликниң һәммиси қурутлап сесип кәтти. Шуниң билән Муса уларға хапа болди.
Exod UyCyr 16:21  Һәммә адәм һәр күни әтигәндила чиқип, өзигә еһтияҗлиқ йемәклик жиғивалатти. Чүнки күн қизиған вақитта йемәклик ерип кетәтти.
Exod UyCyr 16:22  Алтинчи күни улар икки һәссә артуқ, йәни һәр киши төрт қачидин йемәклик жиғивалди. Хәлиқ ичидики ақсақаллар бу ишни Мусаға мәлум қилди.
Exod UyCyr 16:23  Муса уларға: — Пәрвәрдигар: «Әтә дәм елиш күни. Бу күн Пәрвәрдигарға атилиши керәк. Бүгүн отта қақлап вә суда қайнитип пиширидиған­лириң­ларни халиғиниңларчә пишириңлар. Ешип қалғинини әтигә қалдуруңлар», дәп буйруған, — деди.
Exod UyCyr 16:24  Улар Мусаниң тапшуруғи бойичә ешип қалған йемәкликләрни иккинчи күнигә қалдурғинида, қурутлапму қалмиди, сесипму қалмиди.
Exod UyCyr 16:25  Муса уларға: — Бүгүн мошу йемәкликләрни йәңлар. Чүнки Пәрвәрдигарға атилидиған дәм елиш күнидә силәр йәрдин һеч қандақ йемәклик тапалмайсиләр.
Exod UyCyr 16:26  Силәр чоқум алтә күн ичидә йемәклик жиғивелиң­лар, йәттинчи күни дәм елиш күни болуп, бу күни һеч нәрсә тапалмайсиләр, — деди.
Exod UyCyr 16:27  Йәттинчи күни бәзиләр йәнила йемәклик жиққили чиққан еди. Лекин улар һеч нәрсә тапалмиди.
Exod UyCyr 16:28  Пәрвәрдигар Мусаға: — Бу хәлиқ һелиғичә Мениң әмир-пәрманлиримни рәт қилива­тамду?
Exod UyCyr 16:29  Есиңларда тутуңларки, Мән болсам Пәрвәрдигар­дурмән. Мән силәргә дәм елиш күнини ата қилдим. Шу сәвәптин алтинчи күни силәргә икки күнлүк йемәклик бәрдим. Йәттинчи күни һәммә адәм сиртқа чиқмай, өйидә олтарсун, — деди.
Exod UyCyr 16:30  Шуңа исраиллар йәттинчи күни иш қилмай дәм елишти.
Exod UyCyr 16:31  Исраиллар бу йемәкликни манна дәп атиди. У ашкөкиниң уруғиға охшаш ақ рәңлик болуп, тәми һәсәл қошулған нанға охшатти.
Exod UyCyr 16:32  Муса уларға: — Пәрвәрдигар бизгә: «Әвлатлириңларниң Мениң силәрни Мисирдин елип чиқип, чөл-баяванда йемәклик билән тәминлигән­лигимни билиши үчүн маннидин икки қача сақлап қоюңлар» дегән, — деди
Exod UyCyr 16:33  вә Һарунға: — Бир комзәккә икки қача кәлгидәк манна елип, әвлатлиримизға сақлап қоюш үчүн, уни Пәрвәрдигарниң һозурида қоюп қойғин, — деди.
Exod UyCyr 16:34  Вақти кәлгәндә, Һарун Пәрвәрдигарниң Мусаға чүшәр­гән әмри бойичә комзәкни келишим сандуғиниң ичигә, пәризләр йезилған таш тахтиларниң алдиға қоюп сақлап қойди.
Exod UyCyr 16:35  Исраиллар таки терилғу йери бар болған Қанан зиминиға берип олтирақлаш­қичә, җәми қириқ жил манна йеди.
Exod UyCyr 16:36  (Әйни заманда өлчәм қачиси­ниң сиғими жигирмә литр нәрсә патқидәк еди.)