Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 34
Exod UyCyr 34:1  Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән илгирикигә охшаш икки таш тахта йонуп кәл. Сән чеқивәткән һелиқи таш тахтидики сөзләрни шу икки тахтиға язай,
Exod UyCyr 34:2  сән әтә әтигәнгичә тәйяр болуп, Синай теғиға чиқип тағниң чоққисида Мән билән көрүшкин.
Exod UyCyr 34:3  Һәр қандақ киши сән билән биллә чиқмисун. Пүтүн тағда адәм болмисун, һәтта кала-қойму тағниң түвидә отлимисун, — деди.
Exod UyCyr 34:4  Шуниң билән Муса икки таш тахта йонуп, әтиси сәһәрдә Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә уларни таққа елип чиқти.
Exod UyCyr 34:5  Пәрвәрдигар булут ичидә чүшүп, Мусаниң йениға келип, Өзиниң «Мәңгү Бар Болғучи» дегән муқәддәс намини җакалиди.
Exod UyCyr 34:6  Пәрвәрдигар Мусаниң алдидин өтүп: — Мән «Мәңгү Бар Болғучи», йәни Пәрвәрдигардурмән. Мән интайин меһриван вә рәһимдил Худадурмән. Асанлиқчә ғәзәплән­мәймән, меһир-муһәббитим мол, вападармән.
Exod UyCyr 34:7  Миңлиған әвлатларға болған меһир-муһәббитимни үзүлдүрмәй, гуна вә хаталиқларни кәчүрүм қилимән. Лекин Мән гунакарларни җазалимай қоймаймән, уларниң әвлатлирини таки үчинчи, төртинчи әвлатқичә җазалаймән, — деди.
Exod UyCyr 34:8  Муса дәрһал йәргә баш қоюп сәҗдә қилди.
Exod UyCyr 34:9  У: — Әй Егәм, әгәр Сән мәндин рази болсаң, биз билән биллә барғайсән. Бу хәлиқниң бойни қаттиқ болсиму, уларниң гуна вә хаталиқлирини кәчүрүм қилғайсән. Бизни Өз егидарчилиғиңға алғайсән, — деди.
Exod UyCyr 34:10  Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Әнди Мән силәр билән келишим түзимән. Мән алдиңларда дунияниң һәр қандақ җайидики һәр қандақ хәлиқ көрүп бақмиған чоң карамәтләрни көрситимән. Сениң әтрапиңдики хәлиқләр Мениң — Пәрвәрдигарниң әмәлиятлирини көрсун. Чүнки Мән силәрни дәп қорқунучлуқ ишларни көрситимән.
Exod UyCyr 34:11  Мән бүгүн саңа җакалайдиған әмирлиримгә риайә қилғин. Сән у йәргә киргән вақтиңда, Мән аморлар, қананлар, хитлар, пәризиләр, һивилар вә йәбусларни һайдап чиқиримән.
Exod UyCyr 34:12  Еһтият қилғинки, сән баридиған җайдики аһалә билән һәргиз келишим түзмигин. Болмиса сән уларниң қапқиниға чүшүп, уларға охшаш яман йолға меңип кетисән.
Exod UyCyr 34:13  Шуниң үчүн уларниң қурванлиқ супилирини өрүветип, уларниң илаһ дәп тикләвалған таш түврүклирини вә Ашерә аял илаһ бутлирини чеқивәткин.
Exod UyCyr 34:14  Мәндин башқиға ибадәт қилма, чүнки «Қизғанғучи» Мениң бир намим болуп, Мән қизғинидиған Худадурмән.
Exod UyCyr 34:15  Йәрлик аһалиләр билән келишим түзмә. Улар өз илаһлириға ибадәт қилған вә қурванлиқ қилған вақитлирида сениму тәклип қилиши, сәнму өзәңни паһишиләрдәк сетип, уларниң илаһлириға атиған қурванлиқлириға еғиз тегип қелишиң мүмкин.
Exod UyCyr 34:16  Сениң оғуллириң ят хәлиқ қизлирини некайиға елип, өзини паһишиләрдәк сетип, Мәндин үз өрүп, ят илаһларға ибадәт қилиши мүмкин.
Exod UyCyr 34:17  Ибадәт қилиш үчүн бут ясима.
Exod UyCyr 34:18  «Петир нан» һейтини қил. Мениң әмримгә бенаән бу һейтта уда йәттә күн петир нан йә. Һейтни зираәтләр бих чиқарған баш баһар ейида өткүз, чүнки силәр шу айда Мисирдин чиққан.
Exod UyCyr 34:19  Пүткүл тунҗа оғул вә барлиқ тунҗа туғулған әркәк мал, мәйли у кала яки қой болсун, Маңа мәнсүп.
Exod UyCyr 34:20  Силәр тунҗа әркәк тәхәйниң орниға қой қурванлиқ қилсаңларму болиду. Әгәр ундақ қилмисаңлар, тәхәйниң бойнини сундуруп қурванлиқ қилиңлар. Өз әвлатлириң ичидики пүткүл тунҗа оғулларни чоқум төләм берип қайтурувал. Алдимға қуруқ қол кәлмә.
Exod UyCyr 34:21  Иш қилишиңға йетәрлик алтә күн бар. Йәттинчи күни, мәйли у териқчилиқ яки ома мәзгили болушидин қәтъий нәзәр чоқум арам алғин.
Exod UyCyr 34:22  Тунҗа пишқан буғдайларни ориғанда, ома һейти қил. Күздә һосулларни амбарға жиққиниңда, «Һосул жиғиш» һейти қил.
Exod UyCyr 34:23  Пүткүл әрләр бир жилда үч қетим Маңа — исраил хәлқи етиқат қилип кәлгән Егиси Худаниң алдиға кәлсун.
Exod UyCyr 34:24  Мән ят хәлиқләрни сениң алдиңдин һайдап чиқирип, зиминиңни кәңәйтимән. Шуниң билән сән жилда үч қетим Маңа ибадәт қилғили кәткән вақтиңда, һеч ким сениң жутуңға яман көз тикмәйду.
Exod UyCyr 34:25  Маңа қурванлиқ қенини болдурулған хемирдин пиширилған йемәклик билән биллә атима. «Өтүп кетиш» һейтида сойған қурван­лиқ гөшини әтиси әтигәнгичә сақлима.
Exod UyCyr 34:26  Һәр жили тунҗа пишқан зираәтләрниң әң яхши йеридин Мениң ханамға әкирип, Маңа — Пәрвәрдигариңлар Худаға ата. Оғлақни анисиниң сүтидә пишарма.
Exod UyCyr 34:27  Пәрвәрдигар Мусаға: — Бу сөзләрни хатириләвал. Чүнки Мән сән вә исраил хәлқи билән мошу сөзләрни асас қилип келишим түздүм, — деди.
Exod UyCyr 34:28  Муса Пәрвәрдигарниң йенида қириқ кечә-күндүз туруп, һеч нәрсә йемиди һәм ичмиди. Пәрвәрдигар келишиминиң асаси болған он пәризни икки таш тахтиға йезип бәрди.
Exod UyCyr 34:29  Муса пәризләр йезилған таш тахтиларни елип тағдин чүшкинидә, Пәрвәрдигар билән сөзләшкәнлиги үчүн, униң чирайи пақирап кәткән еди. Бирақ өзи буни билмәтти.
Exod UyCyr 34:30  Һарун вә башқа исраиллар Мусаниң чирайидики нурни көрүп, униңға йеқин келиштин қорқушти.
Exod UyCyr 34:31  Бирақ Муса уларни чақирғанда, Һарун вә пүтүн җамаәт ақсақаллири униң алдиға кәлди. Муса уларға сөз қилди.
Exod UyCyr 34:32  Шуниңдин кейин пүткүл исраиллар Мусаниң алдиға келишти. Муса Пәрвәрдигар Синай теғида униңға бәргән қанунни уларға тапилиди.
Exod UyCyr 34:33  Муса уларға сөзләп болғандин кейин, яғлиқ билән үзини йепивалди.
Exod UyCyr 34:34  Һәр қетим у учришиш чедириға кирип Пәрвәрдигар билән сөзләшкинидә, үзини йепивалған яғлиқни еливетәтти. Чиққан вақтида Пәрвәрдигар тапшурған сөзләрни исраилларға йәткүзәтти.
Exod UyCyr 34:35  Бундақ вақитларда исраиллар униң үзиниң пақирап туридиғанлиғини көрәтти. Униңдин кейин Муса үзини йепип жүрәтти. Пәрвәрдигар билән сөзләшкили киргинидә, йәнә еливетәтти.