I CHRONICLES
Chapter 15
I Ch | UyCyr | 15:1 | Давут өзигә Давут шәһиридә ордиларни салдурди. Кейин йәнә Худаниң келишим сандуғи үчүн орун тәйярлап бир чедир тиктүрди. | |
I Ch | UyCyr | 15:2 | Андин Давут мундақ деди: — Худаниң келишим сандуғини лавийлардин башқа һечким көтәрсә болмайду, чүнки Пәрвәрдигар Өзи келишим сандуғини көтиришкә вә һемишәм Өзиниң хизмитидә болушқа дәл шуларни таллиған еди. | |
I Ch | UyCyr | 15:3 | Давут Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини тәйярланған орунға елип келиш үчүн, пүтүн исраил хәлқини Йерусалимға жиғди. | |
I Ch | UyCyr | 15:11 | Давут роһаний Задоқ билән роһаний Әбиятар һәм лавийлардин болған Уриел, Асая, Йоел, Шимая, Әлиел билән Амминадабларни чақиртип, | |
I Ch | UyCyr | 15:12 | уларға мундақ деди: — Силәр Лавий қәбилисиниң башлиқлирисиләр. Шуңа силәр қериндашлириңлар билән биллә өзәңларни паклап, Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң келишим сандуғини мән тәйярлиған орунға елип келиңлар. | |
I Ch | UyCyr | 15:13 | Алдинқи қетим силәр келишим сандуғини көтирип бақмидиңлар, бизму Пәрвәрдигар Худайимиздин келишим сандуғини қандақ көтирип, елип келишимизни сорап бақмидуқ, шуңа Пәрвәрдигар бизгә ғәзивини яғдурди. | |
I Ch | UyCyr | 15:14 | Шуниң билән роһанийлар билән лавийлар Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң келишим сандуғини елип келиш үчүн өзлирини паклиди. | |
I Ch | UyCyr | 15:15 | Лавийлар Пәрвәрдигарниң Муса арқилиқ бәргән буйруғи бойичә Худаниң келишим сандуғини балдақлар билән мүрисидә көтирип маңди. | |
I Ch | UyCyr | 15:16 | Давут йәнә лавийларниң ақсақаллириға өз қериндашлиридин нәғмичиләр тайинлашни буйриди. Шуниң билән биргә уларниң чилтар, лира, җаң қатарлиқ сазларни челип, шат-хорамлиқ илкидә жуқури аваз билән күй ейтишини тапилиди. | |
I Ch | UyCyr | 15:17 | Лавийлар төвәндики адәмләрни таллиди: Йоелниң оғли Һеманни, шундақла униң қериндашлиридин Бәрәкяниң оғли Асафни вә уларниң қериндашлири болған мирарилардин Қушаяниң оғли Етанни. | |
I Ch | UyCyr | 15:18 | Улар йәнә лавийлардин төвәндики адәмләрни уларға ярдәмчи қилди: Зикирия, Яазиел, Шимирамот, Йихиел, Унни, Әлиаб, Биная, Маасея, Маттитя, Әлифилеһу, Миқнея, вә дәрвазивәнләрдин Обед-Идом вә Йииел. | |
I Ch | UyCyr | 15:20 | Зикирия, Азиел, Шимирамот, Йихиел, Унни, Әлиаб, Маасея, Бинаялар жуқури авазлиқ чилтар челишқа тайинланди. | |
I Ch | UyCyr | 15:21 | Маттитя, Әлифилеһу, Миқнея, Обед-Идом, Йииел вә Азазялар төвән авазлиқ чилтар челишқа тайинланди. | |
I Ch | UyCyr | 15:22 | Лавийларниң беши болған Кинаняниң кәспий қабилийити жуқури болғанлиғи үчүн, у нахша ейтқучиларға җавапкәр қилинди. | |
I Ch | UyCyr | 15:24 | Шибаня, Йошафат, Нитанъел, Амасай, Зикирия, Биная, Әлиәзәр қатарлиқ роһанийлар Худаниң келишим сандуғи алдида канай челишқа бәлгүләнди. Обед-Идом билән Йихияму келишим сандуғи бар өйниң ишик қариғучиси болди. | |
I Ch | UyCyr | 15:25 | Шуниң билән Давут исраил ақсақаллири вә миңбашлири билән биргә Обед-Идомниң өйидин келишим сандуғини хошал һалда елип чиқти. | |
I Ch | UyCyr | 15:26 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтирип маңған лавийларға Худа ярдәм бәргәнлиги үчүн, улар йәттә буқа билән йәттә қошқарни қурванлиқ қилди. | |
I Ch | UyCyr | 15:27 | Шу вақитта Давут кәндирдин нәпис тоқулған тон кийивалған еди. Келишим сандуғини көтәргүчи лавийлар, нәғмичиләр вә нахша ейтқучиларниң йетәкчиси болған Кинаняму охшашла кәндирдин тоқулған тонларни кийишивалған еди. Давут йәнә кәндир рәхттин тикилгән ефод кийивалған еди. | |
I Ch | UyCyr | 15:28 | Шуниң билән пүтүн исраил хәлқи келишим сандуғиға әгишип хошал һалда чуқан селишип, бурға, канай, җаң, чилтар вә лира челишти. | |