Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next
Chapter 1
Matt UyCyr 1:1  Әйса Мәсиһниң әҗдатлири: Әйса Мәсиһ Давут падишаниң Әвлади, Давут падиша болса Ибраһимниң әвлади.
Matt UyCyr 1:2  Ибраһим Исһақниң атиси, Исһақ Яқупниң атиси, Яқуп Йәһуда вә униң қериндашлириниң атиси,
Matt UyCyr 1:3  Йәһуда Тамардин туғулған Парәс вә Зәраһниң атиси, Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси,
Matt UyCyr 1:4  Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси,
Matt UyCyr 1:5  Салмон Раһабдин туғулған Боазниң атиси, Боаз Руттин туғулған Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси,
Matt UyCyr 1:6  Йишай Давут падишаниң атиси, Давут падиша Урияниң аялидин туғулған Сулайманниң атиси,
Matt UyCyr 1:7  Сулайман Реһабамниң атиси, Реһабам Абияниң атиси, Абия Асаниң атиси,
Matt UyCyr 1:8  Аса Йәһошафатниң атиси, Йәһошафат Йорамниң атиси, Йорам Узийәниң атиси,
Matt UyCyr 1:9  Узийә Йотамниң атиси, Йотам Аһазниң атиси, Аһаз Һизикийәниң атиси,
Matt UyCyr 1:10  Һизикийә Манассәниң атиси, Манассә Амонниң атиси, Амон Йошийәниң атиси,
Matt UyCyr 1:11  Йошийә Исраил әвлатлири Бабилонға сүргүн қилинғанда туғулған Йәконйә вә униң қериндашлириниң атиси,
Matt UyCyr 1:12  Йәконйә исраиллар Бабилонға сүргүн болғандин кейин туғулған Шалтийәлниң атиси, Шалтийәл Зерубабилниң атиси,
Matt UyCyr 1:13  Зерубабил Абиһудниң атиси, Абиһуд Әляқимниң атиси, Әляқим Азорниң атиси,
Matt UyCyr 1:14  Азор Садоқниң атиси, Садоқ Аһимниң атиси, Аһим Әлиһудниң атиси,
Matt UyCyr 1:15  Әлиһуд Әлъазарниң атиси, Әлъазар Матанниң атиси, Матан Яқупниң атиси,
Matt UyCyr 1:16  Яқуп Мәрийәмниң ери Йүсүпниң атиси, Мәрийәм Мәсиһ дәп аталған Әйсаниң аписи.
Matt UyCyr 1:17  Бундақ болғанда, Ибраһим пәйғәмбәрдин Давут падишағичә он төрт әвлат, Давут падишадин исраиллар Бабилонға сүргүн қилинғичә он төрт әвлат вә улар Бабилонға сүргүн болғандин Мәсиһ дунияға кәлгәнгә қәдәр охшашла он төрт әвлат өткән.
Matt UyCyr 1:18  Әйса Мәсиһниң дунияға келиши мундақ болған: Мәрийәм билән Йүсүпниң вәдилишиш чейи ичкүзүлгән еди. Бирақ улар некалинип бирлишиштин илгири, Мәрийәмниң Муқәддәс Роһтин һамилдар болғанлиғи мәлум болди.
Matt UyCyr 1:19  Мәрийәмниң лайиғи Йүсүп дурус адәм болғачқа, Мәрийәмни халайиқ алдида номусқа қалдурмаслиқ үчүн, униңдин җим-җитла айрилип кәтмәкчи болди.
Matt UyCyr 1:20  Бирақ у бу ишни ойлап жүргинидә, Пәрвәрдигарниң бир периштәси униң чүшидә көрүнүп: «Әй Давут падишаниң әвлади Йүсүп, Мәрийәмни әмриңгә елиштин қорқма, чүнки туғулидиған бала Муқәддәс Роһтин кәлгән.
Matt UyCyr 1:21  У бир Оғул туғиду. Униңға Әйса дәп исим қойғин, чүнки У Өз хәлқини гуналиридин қутқузиду», деди.
Matt UyCyr 1:22  Мана булар Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ:
Matt UyCyr 1:23  «Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур.
Matt UyCyr 1:24  Йүсүп ойғинип периштәниң дегинини қилип, Мәрийәмни әмригә алди.
Matt UyCyr 1:25  Лекин Мәрийәм бошан­ғичә униң билән бир ястуққа баш қоймиди. Бала туғулғанда, Йүсүп Униңға Әйса дәп исим қойди.