MATTHEW
Chapter 17
Matt | UyCyr | 17:1 | Алтә күндин кейин һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннанила елип, егиз бир таққа чиқти. | |
Matt | UyCyr | 17:2 | У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди. | |
Matt | UyCyr | 17:3 | Тосаттин шагиртларға Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәрниң һәзрити Әйса билән сөзлишиватқанлиғи көрүнди. | |
Matt | UyCyr | 17:4 | Петрус һәзрити Әйсаға: — Әй Рәббим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Халисиңиз, бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә тәвә дәп, бу йәргә үч кәпә ясай, — деди. | |
Matt | UyCyr | 17:5 | Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди. | |
Matt | UyCyr | 17:9 | Тағдин чүшүветип, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлириңларни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди. | |
Matt | UyCyr | 17:10 | Андин шагиртлири Униңдин: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Илияс пәйғәмбәр Қутқазғучи-Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк», дейишиду? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 17:11 | Һәзрити Әйса җававән: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға кәлтүриду. | |
Matt | UyCyr | 17:12 | Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиғанлиқтин, униңға қилмиған әскилиги қалмиди. Худди шуниңдәк, улар Инсан Оғлиғиму азап салиду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 17:13 | Шу чағда шагиртлар һәзрити Әйсаниң Илияс пәйғәмбәрни тилға елиш арқилиқ чөмүлдүргүчи Йәһияни көрситиватқанлиғини чүшәнди. | |
Matt | UyCyr | 17:14 | Улар көпчиликниң йениға барғинида, бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип: | |
Matt | UyCyr | 17:15 | — Тәхсир, оғлумниң һалиға йәткәйсиз! Балиниң тутқақлиқ кесили болғачқа, һали бәк харап, дайим отниң яки суниң ичигә чүшүвалиду. | |
Matt | UyCyr | 17:17 | — Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәрниң Маңа ишәнмигәнлигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса, — балини алдимға елип келиңлар. | |
Matt | UyCyr | 17:18 | Һәзрити Әйса җинға буйруқ қилди. Шуниң билән җин балидин чиқип кәтти, балиму шу ан сақайди. | |
Matt | UyCyr | 17:19 | Кейин һәзрити Әйса ялғуз қалғанда, шагиртлар Униң йениға келип: — Биз немә үчүн җинни һайдалмидуқ? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 17:20 | — Ишәнчиңлар аҗиз болғанлиғи үчүн, билип қоюңларки, силәрдә қича уруғидәк көләмдә болсиму ишәнч болсиди, әву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч», десәңлар, көчкән болатти. Ишәнчиңлар болса, қолуңлардин һеч иш қечип қутулалмайду. { | |
Matt | UyCyr | 17:21 | Бирақ бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш биләнла һайдиғили болиду, — деди һәзрити Әйса уларға.} | |
Matt | UyCyr | 17:22 | Улар Җәлилийә өлкисидә җәм болғанда, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду, лекин үчинчи күни тирилиду, — деди. Бу сөз шагиртларни ғәм-қайғуға салди. | |
Matt | UyCyr | 17:23 | Улар Җәлилийә өлкисидә җәм болғанда, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду, лекин үчинчи күни тирилиду, — деди. Бу сөз шагиртларни ғәм-қайғуға салди. | |
Matt | UyCyr | 17:24 | Һәзрити Әйса шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, ибадәтхана беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип: — Устазиңлар ибадәтхана беҗини төлимәмду? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 17:25 | — Төләйду, — деди Петрус. Петрус өйгә кәлгәндә, у техи бир немә демәстинла һәзрити Әйса униңдин: — Симун, сениңчә дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму яки башқилардинму? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 17:26 | Петрус: — Башқилардин, — дейиши билән, һәзрити Әйса: — Ундақта, пәрзәнтләр баҗдин хали болиду. | |