LUKE
Chapter 5
Luke | UyCyr | 5:1 | Бир күни һәзрити Әйса Гинәсар көлиниң бойида турғанда, кишиләр Униңдин Худаниң сөзини аңлаш үчүн Униң әтрапиға зич олашти. | |
Luke | UyCyr | 5:2 | Һәзрити Әйса көл бойида турған икки кемини көрди. Белиқчилар кемидин чүшүп, қирғақта торлирини жуюшувататти. | |
Luke | UyCyr | 5:3 | Һәзрити Әйса белиқчи Симунниң кемисигә чиқип, униңдин кемини қирғақтин сәл жирақлитишни тәләп қилди. Андин У кемидә олтирип халайиққа тәлим бәрди. | |
Luke | UyCyr | 5:4 | Тәлим берип болғандин кейин Симунға: — Кемини чоңқурирақ йәргә һайдап берип, торлириңларни селип, белиғиңларни тутуңлар, — деди. | |
Luke | UyCyr | 5:5 | — Устазим, биз кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ, — деди Симун, — бирақ дегиниңизгә бенаән торни салсақ салайли. | |
Luke | UyCyr | 5:6 | Шуниң билән улар торлирини көлгә селиведи, белиқлар торға патмай қелип, торлар житилишқа башлиди. | |
Luke | UyCyr | 5:7 | Улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә чақиришти. Улар келип, белиқларни икки кемигә лиқ қачиливеди, кемиләр белиқниң җиқлиғидин чөкүп кәткили тас қалди. | |
Luke | UyCyr | 5:8 | Бу ишни көргән Симун һәзрити Әйсаниң алдида тизлинип туруп: — Әй Рәббим, мәндин жирақлишиң, гунакармән! — деди. | |
Luke | UyCyr | 5:10 | Башқа кемидики шериклири Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһаннаму һәйран болди. Һәзрити Әйса Симунға: — Қорқма, буниңдин кейин белиқ тутушниң орниға, Маңа адәм тутисән, — деди. | |
Luke | UyCyr | 5:12 | Бир қетим һәзрити Әйса мәлум бир шәһәргә барғандин кейин, пүтүн бәдинини мохо қаплап кәткән бир киши Уни көрүпла Униң айиғиға жиқилип: — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қилғайсиз! — дәп ялвурди. | |
Luke | UyCyr | 5:13 | Һәзрити Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин! — девиди, бу адәмниң бәдинидики мохо кесили шу ан сақайди. | |
Luke | UyCyr | 5:14 | Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма. Лекин удул мәркизий ибадәтханиға берип, роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиғини қил, — дәп тапилиди. | |
Luke | UyCyr | 5:15 | Гәрчә һәзрити Әйса: «Бу ишни һеч кимгә ейтма», дегән болсиму, У тоғрисидики хәвәр техиму пур кәтти. Нурғун хәлиқ Униң тәлимини аңлаш вә өз кесәллирини сақайтиш үчүн Униң алдиға келәтти. | |
Luke | UyCyr | 5:17 | Бир күни һәзрити Әйса тәлим бериватқанда, Униң йенида пәрисийләр вә Тәврат устазлири олтиратти. Улар Җәлилийә, Йәһудийә өлкилириниң һәр қайси йеза-қишлақлири вә Йерусалимдин кәлгән еди. Рәббимизниң күч-қудрити һәзрити Әйсаға яр болғачқа, кесәлләрни сақайтивататти. | |
Luke | UyCyr | 5:18 | Шу чағда бир қанчә киши зәмбилгә ятқузулған бир паләчни көтирип келип, уни өйниң ичидики һәзрити Әйсаниң алдиға әкиришкә тиришти, | |
Luke | UyCyr | 5:19 | бирақ адәмниң толилиғидин кесәлни әкирәлмәй, өгүзгә елип чиқип, өгүздин түңлүк ечип, кесәлни өйниң ичигә зәмбилдә чүширип, халайиқниң арисида турған һәзрити Әйсаниң алдиға әкәлди. | |
Luke | UyCyr | 5:20 | Уларниң ишәнчини көргән һәзрити Әйса һелиқи паләчкә: — Достум, гуналириң кәчүрүм қилинди! — деди. | |
Luke | UyCyr | 5:21 | Һелиқи Тәврат устазлири билән пәрисийләр бир-биригә: — Қорқмастин бундақ күпүрлүк сөзлигән бу адәм кимдур?! Худадин башқа һеч кимниң гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқи йоққу! — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 5:22 | Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр буни немә үчүн күпүрлүк дәйсиләр? | |
Luke | UyCyr | 5:23 | «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс. Амма һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә һәм гуналарни кәчүрүм қилиш, һәм кесәлләрни сақайтиш һоқуқиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйриди. | |
Luke | UyCyr | 5:24 | «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс. Амма һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә һәм гуналарни кәчүрүм қилиш, һәм кесәлләрни сақайтиш һоқуқиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйриди. | |
Luke | UyCyr | 5:25 | Һелиқи адәм дәрһал көпчиликниң алдида орнидин дәс туруп, өзи ятқан зәмбилни елип, Худани мәдһийилигиничә, өйигә қайтти. | |
Luke | UyCyr | 5:26 | Буниңға һәйран болған көпчиликму Худани мәдһийиләшти вә аң-таң қалған һалда: — Бүгүн биз әқлимиз йәтмәйдиған ишларни көрдуқ! — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 5:27 | Бу иштин кейин һәзрити Әйса у йәрдин чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди. У баҗ жиғидиған җайда олтиратти. Һәзрити Әйса униңға: — Маңа әгәшкин! — деди. | |
Luke | UyCyr | 5:29 | Шу күни Лавий өйидә һәзрити Әйсаға чоң зияпәт бәрди. Тәклип қилинған нурғун баҗгирлар вә уларға охшаш кишиләрму һәзрити Әйса вә шагиртлири билән һәмдәстихан болди. | |
Luke | UyCyr | 5:30 | Кейин бәзи пәрисийләр вә уларниң диний еқимидики бәзи Тәврат устазлири рәнҗигән һалда һәзрити Әйсаниң шагиртлириға: — Силәрниң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтарғиниңлар қандақ гәп?! — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 5:32 | Мән өзлирини дурус һесаплайдиғанларни әмәс, бәлки өзлириниң гуналирини тонуйдиғанларни товва қилишқа чақирғили кәлдим, — дәп җавап бәрди. | |
Luke | UyCyr | 5:33 | Бәзи кишиләр һәзрити Әйсаға: — Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири пат-пат роза тутуп дуа қилиду. Пәрисийләрниң шагиртлириму шундақ қилиду. Сизниң шагиртлириңиз һәҗәп йәп-ичипла жүридиғу! — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 5:34 | Һәзрити Әйса уларға: — Тойи болуватқан жигит техи той зияпитидә турған чағда, меһманлар һәсрәт чекиватқан адәмләрдәк роза тутса қандақ болғини?! Әлвәттә болмайду! | |
Luke | UyCyr | 5:35 | Амма жигитниң улардин елип кетилидиған күни келиду, улар әйнә шу чағда қайғу-һәсрәт чәккинидин роза тутиду, — деди. | |
Luke | UyCyr | 5:36 | Һәзрити Әйса уларға йәнә бир тәмсил кәлтүрди: — Һеч ким йеңи көйнигини житип, уни кона көйнигигә ямақ қилмайду. Ундақ қилса, йеңи көйнәкму житилиду, житивелинған ямақму кона көйнәккә ярашмайду. | |
Luke | UyCyr | 5:37 | Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, йеңи шарапниң көпүши билән тулум йерилидудә, шарапму төкүлүп кетиду. Демәк, тулумму кардин чиқиду. | |