Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 32
Exod UyCyr 32:1  Исраиллар Мусаниң шунчә вақиттин бери тағдин чүшмигән­лигини көрүп, Һарунниң әтрапиға олишивелип, униңға: — Туруң! Бизгә йол башлап маңидиған бут ясап бериң! Бизни Мисирдин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини биләлмидуқ, — дейишти.
Exod UyCyr 32:2  Һарун уларға: — Хотун, бала-җақилириңларниң қулиғидики алтун һалқиларни маңа әкелип бериңлар, — деди.
Exod UyCyr 32:3  Улар алтун һалқиларни елип Һарунниң алдиға келишти.
Exod UyCyr 32:4  Һарун һалқиларни ишлитип, мозай шәклидә бир бут ясиди. Халайиқ: — Әй исраил хәлқи, бизни Мисирдин елип чиққан илаһимиз мана шу! — дейишти.
Exod UyCyr 32:5  Һарун буни көрүп, алтун мозай бутниң алдиға бир қурванлиқ суписини ясап: — Әтә Пәрвәрдигар үчүн һейт қилимиз, — дәп елан қилди.
Exod UyCyr 32:6  Әтиси сәһәрдә хәлиқ көйдүрмә қурванлиқ вә аманлиқ қурванлиқни қилди. Андин кейин олтирип, халиғанчә йәп ичишип, кәйп-сапа қилишти.
Exod UyCyr 32:7  Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән дәрһал тағдин чүшкин! Чүнки сән Мисирдин елип чиққан хәлқиң гунаға толди.
Exod UyCyr 32:8  Улар Мән көрсәткән йолдин чәтнәп кәтти. Улар алтундин мозай шәклидә бут ясап, униңға ибадәт қилип, униң үчүн қурванлиқ қилишти. Улар: «Бизни Мисирдин елип чиққан илаһимиз мана шу», дейишти.
Exod UyCyr 32:9  Мән бу хәлиқниң интайин бойни қаттиқлиғини билдим.
Exod UyCyr 32:10  Әнди сән Мениң ишимға арилашма, Мән уларға ғәзивимни чүширип һалак қиливетимән. Сени вә сениң әвлатлириңни болса чоң хәлиқ қилимән, — деди.
Exod UyCyr 32:11  Лекин Муса Пәрвәрдигари болған Худаға мундақ деди: — Әй Пәрвәрдигар, Өз хәлқиңгә немишкә бундақ ғәзәплинисән? Уларни Сән зор қудритиң билән Мисирдин елип чиқмиғанмидиң?
Exod UyCyr 32:12  Немә үчүн мисирлиқларға: «Худаси уларни тағ-далаларда пүтүнләй һалак қилип, йәр йүзидин йоқитиш үчүн мәхсәтлик һалда Мисирдин елип чиққан екән», дейишкә сәвәп тепип берисән? Ғәзивиңни бесивелип, нийитиңдин янғайсән. Өз хәлқиңгә чоң балаю-апәт чүшәрмигәйсән.
Exod UyCyr 32:13  Хизмәткарлириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупларни әслигәйсән. Сән Өз намиң билән қәсәм қилип, уларға: «Әвладиңни асмандики юлтузлардәк көп қилимән, бу пүтүн зиминни сениң әвладиңға мәңгүлүк мирас қилип беримән» дегән едиң, — деди.
Exod UyCyr 32:14  Буниң билән Пәрвәрдигар нийитидин йенип, Өз хәлқигә балаю-апәт чүшәрмиди.
Exod UyCyr 32:15  Муса икки йүзигә пәризләр йезилған икки таш тахтини елип тағдин чүшти.
Exod UyCyr 32:16  Бу икки таш тахтиға Худа Өзи әҗир сиңдүрүп, униңға пәризләрни Өз қоли билән язған еди.
Exod UyCyr 32:17  Йәшу халайиқниң чуқан салған авазини аңлап, Мусаға: — Қараргаһта җәңниң авази чиқиватқандәк қилиду! — деди.
Exod UyCyr 32:18  Муса униңға: — Җәң ғәлибисиниң тәнтәнисигиму охшимайду, мәғлубийәт пәриядиғиму охшимайду, бәлки нахша-күй садаси! — деди.
Exod UyCyr 32:19  Муса қараргаһқа йеқин келип, мозай бут вә уссулға чүшкән халайиқни көрүп, ғәзивини басалмай, тағниң етигидә елип чүшкән икки таш тахтини йәргә ташлап чеқивәтти.
Exod UyCyr 32:20  Андин у халайиқ ясавалған мозайни көйдүрүп, талқандәк қилип, суға чечивәтти вә исраилларни уни ичишкә буйриди.
Exod UyCyr 32:21  У Һарунға: — Бу кишиләрни шунчә еғир гунаға паттурғидәк, улар саңа немә қилған еди? — деди.
Exod UyCyr 32:22  Һарун мундақ җавап бәрди: — Маңа хапа болмиғайсән. Бу кишиләрниң яманлиқ қилишқа нийәт бағлиғанлиғидин сениң хәвириң бар. Улар маңа:
Exod UyCyr 32:23  «Бизгә йол башлап маңидиған бут ясап бериң! Бизни Мисирдин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини биләлмидуқ», деди.
Exod UyCyr 32:24  Мән уларға: «Алтун зенәт буюмлириңларни әкелиңлар», дегән едим. Алтун җабдуқлири барлар әкелип маңа тапшурди. Мән бу алтун җабдуқларни отқа ташлаведим, у мозай болуп чиқти.
Exod UyCyr 32:25  Муса Һарунниң башқурушқа амалсиз қалғанлиғи билән, хәлиқниң өз мәйлигә иш қилип, дүшмәнлириниң мәсқирә нишани болуп қалғанлиғини көрди.
Exod UyCyr 32:26  У қараргаһниң алдида туруп қаттиқ аваз билән: — Пәрвәрдигар тәрәптә туридиғанлар Мән тәрәпкә келиңлар! — дәп вақириған еди, пүткүл лавийлар униң әтрапиға жиғилди.
Exod UyCyr 32:27  Муса уларға: — Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа силәргә һәммиңларниң қилич есип, қараргаһниң бу четидин у четигичә арилап өз қериндашлириңлар, дост-бурадәрлириңлар вә хошнаңларни өлтүрүшүңларни буйриди, — деди.
Exod UyCyr 32:28  Лавийлар буйруққа бойсунуп, у күни тәхминән үч миң кишини қиривәтти.
Exod UyCyr 32:29  Муса лавийларға: — Бүгүн өзәңларни Пәрвәрдигарға атидиңлар. Силәр өз оғул­лириңлар вә қериндишиңларни айимиғанлиғиңлар үчүн, бүгүн Пәрвәрдигарниң илтипатиға муйәссәр болдуңлар, — деди.
Exod UyCyr 32:30  Әтиси Муса халайиққа: — Силәр чоң гуна қилдиңлар. Әнди мән йәнә таққа, Пәрвәрди­гарниң йениға чиқимән. Силәргә Пәрвәрдигарниң кәчүрүмини тиләймән, бәлким униңға муйәссәр болалишим мүмкин, — деди.
Exod UyCyr 32:31  Буниң билән Муса Пәрвәрдигарниң һозуриға чиқип: — Бу хәлиқ чоң гуна қилди. Улар алтундин бут ясап ибадәт қилди.
Exod UyCyr 32:32  Уларниң гунайини кәчүрүм қилғайсән. Ундақ болмиса, Өз хәлқиңниң қатаридин мениң исмимни чиқиривәткәйсән, — деди.
Exod UyCyr 32:33  Пәрвәрдигар униңға: — Хәлқим қатаридин чиқириветилидиғанлар Мениң алдимда гуна қилғанлардур.
Exod UyCyr 32:34  Әнди сән хәлиқни Мән саңа көрсәткән җайға елип бар. Мениң периштәм алдиңда сени башлап маңиду. Лекин вақти кәлгәндә, Мән уларни өткүзгән гуналири үчүн җазалаймән, — дәп җавап қайтурди.
Exod UyCyr 32:35  Пәрвәрдигар хәлиқ ичигә кесәл чүшәрди, чүнки улар Һарун ясап бәргән алтун мозайға ибадәт қилған еди.