Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 18
I Sa UyCyr 18:1  Давут билән Саулниң сөһбити әнди аяқлишиши биләнла, Саулниң оғли Йонатанниң көңли Давутқа шундақ бағландики, уни өз җенини яхши көргәндәк яхши көрүп қалди.
I Sa UyCyr 18:2  Саул шу күндин башлап Давутни өз йениға елип қелип, атисиниң қешиға кәткили қоймиди.
I Sa UyCyr 18:3  Йонатан Давутни өз җенидәк әзиз көргәчкә, униң билән достлишишқа келишим қилди.
I Sa UyCyr 18:4  Йонатан үстидики тонини селип Давутқа бәрди, җәң кийими, қиличи, оқ-я вә бәлбеғиниму бәрди.
I Sa UyCyr 18:5  Саул Давутни нәгила вәзипигә әвәтмисун, у шу йәргә берип, вәзипини муваппәқийәтлик һалда пүтирип келәтти. Шуңа Саул уни бир ләшкәр беши қилип қойди, буниңдин ләшкәрләрниң һәммиси вә башқа ләшкәр башлири бирдәк мәмнун болди.
I Sa UyCyr 18:6  Давут Голятни өлтүрүп көпчилик билән биллә қайтип кәлгән чағда, Исраилниң һәрқайси шәһәрлиридин қиз-чоканлар чиқип, шатлиқта дап-думбақ вә тарлиқ сазларни челип, қошақ ейтип, уссул ойнап, Саул падишани қарши елишти.
I Sa UyCyr 18:7  Қиз-чоканлар: «Саул қирди миң-миңлап, Давут қирди он миңлап» дәп уссул ойнап, қошақлар қатқан еди.
I Sa UyCyr 18:8  Саул буниңдин қаттиқ ғәзәпләнди, чүнки бу қошақ униңға яқмиған еди. Шуңа: — Улар он миңни өлтүрүшниң шәривини Давутқа, миңни өлтүрүшниң шәривини маңа бәргән болса, әнди униңға берилмигини шу бир падишалиқла қапту-дә, — деди.
I Sa UyCyr 18:9  Шу күндин башлап Саул Давутқа һәсәт билән қарайдиған болуп қалди.
I Sa UyCyr 18:10  Әтиси Пәрвәрдигар тәрипидин кәлгән бир яман роһ Саулға күч-қудрәттә чүшүп, уни өйидә һаяҗанда вақирап, уссул ойнайдиған қилип қойди. Давут болса адәттикидәкла униңға лира челип бәрди. У чағда Саулниң қолида нәйзә бар еди.
I Sa UyCyr 18:11  Саул: «Нәйзә билән Давутни тамға миқлапла қояйчу», дәп ойлап, униңға қаритип нәйзә етиведи, Давут икки қетим униңдин өзини чәткә алди.
I Sa UyCyr 18:12  Пәрвәрдигар Саулдин айрилип, Давутқа яр болғанлиғи үчүн, Саул Давуттин қорқатти.
I Sa UyCyr 18:13  Шуңа Саул Давутни өзиниң йенидин жирақлаштуруп, миң ләшкәр беши қилип қойди, Давут ләшкәрләргә баш болуп җәңгә баратти.
I Sa UyCyr 18:14  Пәрвәрдигар Давутқа яр болғачқа, у һәрқандақ ишта нәтиҗигә еришәтти.
I Sa UyCyr 18:15  Саул Давутниң һәммә ишларда муваппәқийәтлик екәнлигини көрүп, униңдин техиму қорқидиған болуп қалди.
I Sa UyCyr 18:16  Лекин Йәһуда қәбилисидин вә Исраилниң башқа қәбилилиридин кәлгәнләр Давутқа амрақ еди, чүнки у җәңләрдә алдинқи сәптә еди.
I Sa UyCyr 18:17  Саул Давутқа мундақ деди: — Сән мениң палвиним болуп, Пәрвәрдигар үчүн җәң қилсаң чоң қизим Мерабни саңа хотунлуққа беримән. Саул ичидә: «Давут мениң қолум билән әмәс, бәлки филистийәликләрниң қоли билән өлтүрүлсун», дәп ойлиған еди.
I Sa UyCyr 18:18  — Мән ким едим? Уруқ-җамаитим мениң падишайимизға күйоғул болушумға қандақму әрзийду? — деди Давут.
I Sa UyCyr 18:19  Лекин Саулниң қизи Мераб Давутқа ятлиқ қилинидиған чағда, Саул уни михолаһлиқ Адраилға хотунлуққа беривәтти.
I Sa UyCyr 18:20  Һалбуки, Саулниң иккинчи қизи Микал Давутқа ашиқ еди, буниңдин Саул хәвәр тепип хошал болуп кәтти.
I Sa UyCyr 18:21  Саул ичидә: «Мән Микални Давутқа бәрсәм, қизим арқилиқ уни қапқанға чүширип, филистийәликләрниң қолида өлтүргүзимән», дәп ойлиди-дә, Давутқа иккинчи қетим: — Сән маңа күйоғул бол, — деди.
I Sa UyCyr 18:22  Саул әмәлдарлириға: — «Падиша сени яхши көридикән, падишаниң әмәлдарлириму сени яхши көриду, шуңа сән падишаға күйоғул бол», дәп Давутқа йошурунчә ейтиңлар, — деди.
I Sa UyCyr 18:23  Саулниң әмәлдарлири Давутниң қулиғиға пичирлап әйнә шундақ дегәнти, Давут: — Падишаниң күйоғли болуш силәрчә шундақ кичик ишму? Мән бир кәмбәғәл вә әрзимәс адәм турсам, — деди.
I Sa UyCyr 18:24  Саулниң адәмлири Давутниң сөзини Саулға йәткүзүведи,
I Sa UyCyr 18:25  Саул адәмлиригә: — Силәр Давутқа: «Падиша дүшмәнлиридин интиқам алмақчикән, шуңа тойлуққа пәқәт йүз филистийәликниң хәтнә терисидин башқа һеч нәрсә тәләп қилмайдикән» дәңлар, — деди. Саулниң нийити Давутни филистийәликләрниң қолида өлтүрүш еди.
I Sa UyCyr 18:26  Саулниң адәмлири бу гәпни Давутқа йәткүзгәнти, Давут падишаниң күйоғли болидиғанлиғидин хошал болди. Давут вә униң адәмлири қәрәли тошмастинла йолға чиқип икки йүз филистийәликни өлтүрди, Давут күйоғул болуш үчүн уларниң хәтнә терилирини елип, сани билән Саулға тапшуруп бәрди. Шуниң билән Саул қизи Микални Давутқа хотунлуққа бәрди.
I Sa UyCyr 18:27  Саулниң адәмлири бу гәпни Давутқа йәткүзгәнти, Давут падишаниң күйоғли болидиғанлиғидин хошал болди. Давут вә униң адәмлири қәрәли тошмастинла йолға чиқип икки йүз филистийәликни өлтүрди, Давут күйоғул болуш үчүн уларниң хәтнә терилирини елип, сани билән Саулға тапшуруп бәрди. Шуниң билән Саул қизи Микални Давутқа хотунлуққа бәрди.
I Sa UyCyr 18:28  Саул Пәрвәрдигарниң Давутқа яр болғанлиғини һәм қизи Микалниңму Давутқа амрақ екәнлигини ениқ билип,
I Sa UyCyr 18:29  Давуттин техиму қорқуп, өмриниң ахириғичә униңға дүшмән болуп өтти.
I Sa UyCyr 18:30  Филистийәлик қошунлар қачанла һуҗум қилмисун, уларға қарши турушта Давут Саулниң башқа ләшкәр башлиридин муваппәқийәтлик болуп чиқатти. Униң нами күндин-күнгә һөрмәткә сазавәр болди.