Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 11
Matt UyCyr 11:1  Һәзрити Әйса он икки шагиртиға тапилап болғандин кейин, Җәлилийәдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә Хуш Хәвәрни җакалаш үчүн, у йәрдин кәтти.
Matt UyCyr 11:2  Зиндандики Йәһия пәйғәмбәр Әйса Мәсиһниң қилған ишлирини аңлап, шагиртлирини әвәтип, улар арқилиқ һәзрити Әйсадин:
Matt UyCyr 11:3  «Худа бизгә әвәтмәкчи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сориди.
Matt UyCyr 11:4  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлимлиримни Йәһияға йәткүзүп:
Matt UyCyr 11:5  «Корларниң көзи ечилди, токулар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар.
Matt UyCyr 11:6  Йәһияға йәнә: «Мәндин гуманланмай, Маңа тәврәнмәй ишәнгәнләр немә дегән бәхитлик!» дәп қоюңлар, — деди.
Matt UyCyr 11:7  Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири кәткәндин кейин, һәзрити Әйса көпчиликкә Йәһия тоғрилиқ мундақ деди: — Силәр бурун Йәһияни издәп чөлгә барғиниңларда, зади қандақ бир адәмни көрмәкчидиңлар? Мәйдани шамалда йәлпүнүп турған қомучтәк тәвринип туридиған бир яхши чақниму?
Matt UyCyr 11:8  Яки чирайлиқ кийингән бир есилзадиниму? Һәргиз ундақ әмәс! Бундақ кийимләрни кийидиғанлар чөлдин әмәс, хан ордисидин тепилиду.
Matt UyCyr 11:9  Әмәлиятта силәр бир пәйғәмбәрни көргили чиқтиңлар. Әнди билип қоюңларки, Йәһия пәйғәмбәрдинму үстүндур.
Matt UyCyr 11:10  Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Мана алдиңда әлчимни әвәтимән. У Сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду», дәп йезилған вә бу йәрдики «әлчим» дәл Йәһия пәйғәмбәрни көрси­тиду.
Matt UyCyr 11:11  Билип қоюңларки, инсанлар арисида чөмүлдүргүчи Йәһиядинму улуқ киши оттуриға чиққини йоқ, амма Асманниң Падиша­ли­ғидики әң әрзимәс бирсиму униңдин улуқ болиду.
Matt UyCyr 11:12  Чөмүлдүргүчи Йәһия оттуриға чиққан күнләрдин бери, Асманниң Падишалиғи зораванлиққа учримақта. Зораванлар Униңға һуҗум қилмақта.
Matt UyCyr 11:13  Худаниң Падишалиғи тоғрисида Йәһия пәйғәмбәрниң замани­ғичә болған барлиқ пәйғәмбәрләрниң тәлимлиридә, шундақла Тәвратта алдин-ала бешарәт берилгән.
Matt UyCyr 11:14  Әгәр қобул қилалисаңлар, Мениң «Қайтип келиши муқәррәр болған Илияс пәйғәмбәр дәл Йәһия пәйғәмбәрниң өзидур» дегән сөзүмгә ишиниңлар.
Matt UyCyr 11:15  Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Matt UyCyr 11:16  Бу заманниң силәрдәк кишилирини зади кимләргә охшитай? Улар худди кочида олтиривелип, бир-биригә:
Matt UyCyr 11:17  «Биз силәргә сүнәй челип бәрсәк, уссул ойнимидиңлар. Матәм музыкисини челип бәрсәк, һазиму тутмидиңлар», дәп рәнҗийдиған тутуруқсиз балиларға охшайду.
Matt UyCyr 11:18  Чүнки Йәһия пәйғәмбәр келип роза тутатти, шарап ичмәтти. Шуниң билән улар: «Униңға җин тегипту», дейишти.
Matt UyCyr 11:19  Инсан Оғли болса һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән. У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду. Билип қоюңларки, һекмәт бәргән мевиси билән тонулиду.
Matt UyCyr 11:20  Андин һәзрити Әйса Өзи нурғун мөҗүзиләрни көрсәткән шәһәрләрдики товва қилмиғанларни әйипләп, мундақ деди:
Matt UyCyr 11:21  — Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрләрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип, гуналириға товва қилған болатти.
Matt UyCyr 11:22  Билип қоюңларки, қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси Тир вә Сидондики­ләрниңкидинму еғир болиду.
Matt UyCyr 11:23  Әй кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар? Әксичә дозаққа ташлинисиләр. Чүнки араңларда яратқан мөҗүзилиримни Содомда яратқан болсам, у шәһәр бүгүнки күнгичә моҗут болған болатти.
Matt UyCyr 11:24  Шуни билип қоюңларки, қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси Содомдикиләрниңкидинму еғир болиду.
Matt UyCyr 11:25  Шуниңдин кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Ата! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилар­дәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәдһийиләр ейти­мән.
Matt UyCyr 11:26  Шундақ, Ата, Сениң Өз хаһишиң әйнә шу еди.
Matt UyCyr 11:27  Атам һәммини Маңа тәғдим қилди. Мени Атамдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду. Атамниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду.
Matt UyCyr 11:28  Әй җапакәшләр вә еғир жүкни үстигә алғанлар! Мениң йенимға келиңлар, Мән силәргә арамлиқ берәй.
Matt UyCyr 11:29  Мулайим вә кәмтармән. Шуңа Мениң боюнтуруғумға кирип, Мәндин үгиниңлар. Шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду.
Matt UyCyr 11:30  Мениң боюнтуруғумда болуш асан, тәливим еғир әмәс.