Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
NEHEMIAH
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 10
Nehe UyCyr 10:1  Мәзкүр вәдинамигә мөрлирини басқанлар: Хакаляниң оғли Йәһудийәниң башлиғи Нәхәмия вә Зидқия.
Nehe UyCyr 10:2  Роһанийлардин: Сирая, Азаря, Йәрәмия,
Nehe UyCyr 10:8  Маазя, Билгай вә Шимаялар.
Nehe UyCyr 10:9  Лавийлардин: Азаняниң оғли Йешува, Хенададниң оғли Биннуй, Қадмиел
Nehe UyCyr 10:10  һәм уларниң хизмәтдашлиридин Шибаня, Һодия, Қилита, Пилая, Ханан,
Nehe UyCyr 10:14  Әмәлдарлардин: Паръош, Пахат-Моаб, Елам, Затту, Бани,
Nehe UyCyr 10:27  Маллук, Харим вә Бааналар.
Nehe UyCyr 10:28  Қалған хәлиқләрдин роһанийлар, лавийлар, ибадәтхана дәрвазивәнлири, мунаҗәтчилири, хизмәткарлири һәм Худаниң қануниға бойсунуш йолида бу зиминниң ят хәлиқлиридин өзлирини чәткә алғанлар, уларниң аяллири вә барлиқ әқил йешиға йәткән қиз-оғуллири
Nehe UyCyr 10:29  өзлириниң жут башлири билән биллә Худа алдида қәсәм қилди. Әгәр улар Худаниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қануниға хилаплиқ қилса, Худаниң қарғишиға кетиду. Улар Егимиз Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлиригә вә қаидә-низамлириға әмәл қилимиз, дәп қәсәм беришти:
Nehe UyCyr 10:30  «Биз бу зиминдики ят хәлиқләр билән некаланмаймиз.
Nehe UyCyr 10:31  Әгәр бу зиминдики ят хәлиқләр дәм елиш күни яки башқа муқәддәс күнләрдә озуқ-түлүк сетип сода-сетиқ қилса, биз улардин қәтъий сетивалмаймиз. Биз һәр йәттинчи жили йәрни дәм алдуримиз вә қәризләрни бекар қилимиз.
Nehe UyCyr 10:32  Биз ибадәтханиниң хираҗити үчүн һәр жили төрт граммдин күмүч бериш мәс­ъулийитимизни үстимизгә алимиз.
Nehe UyCyr 10:33  Бу хираҗәт Худаға аталған нанлар, күндилик ашлиқ һәдийәлири һәм көйдүрмә қурванлиқлар, дәм елиш күни, йеңи ай һәм бәлгүләнгән һейтларда қилинидиған һәдийәләр, Худаға аталған қурванлиқлар, исраилларниң гуналири үчүн кәчүрүлүш қурванлиқлири вә ибадәтхана хизмәтлири үчүн ишлитилиду.
Nehe UyCyr 10:34  Биз роһанийлар, лавийлар вә башқа барлиқ хәлиқ Тәврат қануниға бенаән Пәрвәрдигаримиз Худаниң қурванлиқ суписида қалинидиған отунларни һәр жили қайси җамаәтниң бәлгүләнгән вақитта ибадәтханиға елип келишини чәк ташлаш арқилиқ бәлгүләймиз.
Nehe UyCyr 10:35  Биз һәр жили тунҗа пишқан ашлиқ билән мевилиримизни ибадәтханиға елип келишни үстимизгә алимиз.
Nehe UyCyr 10:36  Тәврат қануниға бенаән биз тунҗа оғлимиз вә мал-варанлиримизни Худаниң хизмитидә болуватқан ибадәтханидики роһанийларға елип келимиз.
Nehe UyCyr 10:37  Биз һәр жили әң яхши ун һәм башқа һәдийәләр, һәрхил мевиләр, шараплар вә зәйтун яғлирини ибадәтханиниң амбарлирида сақлаш үчүн роһанийларниң алдиға елип баримиз. Биз йеримиздин чиққан мәһсулатларниң ондин бир үлүшини лавийларға тапшуримиз. Лавийлар буни һәммә йезилиримиздин жиғиду.
Nehe UyCyr 10:38  Лавийлар буни жиққанда тунҗа баш роһаний Һарунниң әвлатлиридин бир роһаний улар билән биллә болуп, жиққанларни ибадәтхана амбарлириға елип бариду.
Nehe UyCyr 10:39  Исраиллар вә лавийлар һәдийә қилған ашлиқ, шарап вә зәйтун йеғини ибадәтханиниң сайманлири сақлинидиған вә новәтчи роһанийлар, ибадәтхана дәрвазивәнлири һәм мунаҗәтчилири туридиған ибадәтхана өйлиригә елип бариду. Биз нәзиримизни ибадәтханидин нери қилмаймиз».