PROVERBS
Chapter 12
Prov | UyCyr | 12:2 | Яхши адәм Пәрвәрдигарниң шапаитигә муйәссәр болар, Нийити бузуқ адәмни Пәрвәрдигар җазаға һөкүм қилар. | |
Prov | UyCyr | 12:6 | Қан төкидиған қапқандур яманларниң тили, Адәмни қапқандин қутқузар һәққанийларниң сөзи. | |
Prov | UyCyr | 12:8 | Әқил-идригигә қарап адәм махташқа сазавәр болар, Әгри ой-пикирлик киши көзгә илинмай қалар. | |
Prov | UyCyr | 12:10 | Һәққаний адәм өз мал-варинини асримай қалмас, Яман адәмниң «рәһимдиллиги» залимлиқтур халас. | |
Prov | UyCyr | 12:20 | Яман нийәтлик кишиниң көңлидә һелигәрлик болар. Теч-аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиқ тапар. | |
Prov | UyCyr | 12:22 | Пәрвәрдигар жиркинәр ялған сөзләрдин, Хурсән болар сөз-һәрикити сәмимий болғанлардин. | |
Prov | UyCyr | 12:27 | Һорун һәтта еринәр пиширишқа олиған они, Тиришчанлиқ болса адәмниң қиммәтлик байлиғи. | |