PROVERBS
Chapter 16
Prov | UyCyr | 16:2 | Инсан пак дәп биләр өзиниң қилған һәммә ишини, Лекин Пәрвәрдигар чағлап көрәр адәмниң нийитини. | |
Prov | UyCyr | 16:4 | Пәрвәрдигар барлиқ мәвҗудатни мәхсәтлик орунлаштурғандур, Һәтта яманларни балаю-апәт күнигә қалдурғандур. | |
Prov | UyCyr | 16:6 | Өзгәрмәс муһәббәт билән гуна кәчүрүм қилинар, Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин хали қилар. | |
Prov | UyCyr | 16:7 | Пәрвәрдигарни хурсән қилса адәмниң тутқан йоли, Пәрвәрдигар һәтта яраштурар дүшмәнлири билән уни. | |
Prov | UyCyr | 16:10 | Пәрвәрдигарниң илһами бар падишаниң қарарида, Адаләтсизлик чиқмас униң ағзидин һөкүм чиқарғинида. | |
Prov | UyCyr | 16:12 | Падишаниң яманлиқ қилиши өзи үчүн жиркиничликтур, Чүнки тәхтниң мәзмут туруши һәққанийәт биләндур. | |
Prov | UyCyr | 16:16 | Даналиққа еришиш алтунға еришиштин көп әвзәлдур, Әқил-идрәкликни таллаш күмүчни таллаштин әладур. | |
Prov | UyCyr | 16:17 | Тоғра адәмниң түз йоли яманлиқтин жирақтур, Йолиға еһтият қилишниң өзи җенини сақлап қелиштур. | |
Prov | UyCyr | 16:19 | Тәкәббурлар билән һарам олҗа бөлүшкәндин көрә, Яшаш әвзәлдур кәмтар болуп езилгәнләр билән биллә. | |
Prov | UyCyr | 16:20 | Ронақ тапар Пәрвәрдигарниң сөзигә көңүл қойғанлар, Бәхитлик болар ишәнчини Пәрвәрдигарға бағлиғанлар. | |
Prov | UyCyr | 16:21 | Көңлигә даналиқ орниғучи парасәтлик дәп атилар, Йеқимлиқ сөзләр техиму қайил қиларлиқ болар. | |
Prov | UyCyr | 16:22 | Әқил-идрәк өз егиси үчүн һаят булиғидур, Ахмақниң өз ахмақлиғи елип келидиғини җазадур. | |
Prov | UyCyr | 16:28 | Җедәл-маҗрани кәңәйтәр һелигәрниң сөзи, Бир-биридин айриветәр ғевәт йеқин достларни. | |